Uighur Mark


1 Тәңриниң оғли Әйса Мәсиһ һаққидәки Хош Хәвәр мундақ башлиди.
2 Йашайа Пәйғәмбәрниң китабинда мундақ дәп йезилған:
'Мән өзимниң әлчисини, сениң йолиңни тәййарлаш үчүн алдиңға ивәтимән'.
3 'Байабанда бир киши мундақ дәп үн чиқариду: «Рәбниң йолини әчиңлар!
Униң йоллирини туз қилиңлар!»'
4 Ваптист Йәһйа байабанда пейда болди. У, хәлиққа өз гунаһлириниң әпу қилиниши үчүн төбә қилишка вә ваптиз болушка бәшарәт бәрди.
5 Барлиқ Йәһудийә вә Қуддус'ниң һәммә хәлқи униң алдиға чиққили башлиди. Улар өз гунаһлирини етирап қилғач, Йәһйа уларни Әрдән дәрийасида ваптиз қилди.
6 Йәһйа төгә йуңиға пүркүнгән еди вә тирә бәлвағи бар еди. У, чүкөткә билән байабан һәсили йәр еди.
7 У, мундақ дәп бәшарәт бәрди: «Мениңдин кейин техиму қудрәтлик Бириси келиду. Мән У'ниң алдида тәзим қилип, кәшлириниң бокушлирини йешишкиму әрзимәймән.
8 Мән силәрни су билән ваптиз қилдим. У, болса силәрни Муқәддәс Роһ билән ваптиз қилғуси».
9 Мана бу күнләрдә Әйса, Җәлилийә'ниң Насирә шәһиридин кәлди вә Йәһйа тәрипидин Әрдән дәрйасида ваптиз қилинди.
10 Судин чиқар чиқмас У, асман пәләкниң йерилип ечилғанлиғини вә Роһниң кәптәр һалида Өзиниң устигә қонғанлиғини көрди.
11 Асмандин бир тавуш йаңрап деди ки «Сән мениң сөйүмлук Оғлумсән. Сениндин рази болдум».
12 У анда Роһ У'ни байабанға һайдиди.
13 Вә шәйтан тәрипидин синақтин өткүзүлгичә қириқ күн байабанда қалди вә вәһши һайванлар билән биргә болди. Пәриштиләр болса У'ниңға хизмәт қилар еди.
14 Йәһйа зинданға соланғандин кейин, Әйса Җәлилийә'гә барди, вә Тәңриниң мана бу Хош Хәверини улаштурди:
15 «Пәйт йетип кәлди. Тәңриниң сәлтәнәти йеқинлашти. Төбә қилиңлар! Һәмдә Хош Хәвәргә ишәнч кәлтүрүңләр!»
16 Әйса Җәлилийә көлиниң қирғақлирида айлинип йүрүп, Симон билән униң қериндиши Андерйа'ниң көлгә тор ташлап турғанлиғини көрди. Һәр иккисила белиқ очиси еди.
17 Әйса уларға хитап қилип «Маңа әргишиңләр! Мән силәрни адәм очиси қилимән» деди.
18 Һәр иккиси дәрһал өзлириниң торлирини ташлап атти вә Әйса'ға әргишип маңди.
19 Бир аз йүргәндин кейин У, Зәбәдий'ниң оғли Йақуп билән униң қериндиши Йәһйа'ни қейиқта өз торлирини оңлап турған һалда көрди.
20 Әйса уларни дәрһал йениға қичқирди. Улар аталири Зәбәдий'ни мәрдикарлар билән қейуққа ташлап қойуп, У'ниңға әргишип маңди.
21 Андин кейин улар Капәрнаһум'ға кирди. Шәнбә күни Әйса дәрһал синагог'қа берип тәлим бергили башлиди.
22 У'ниң тәлими җамаәтни һәйран қалдурди. Чүнки У, қануншүнаслардәк әмәс вә бәлки униңға салаһийәтлик болған шәхис сүпитидә тәлим берәр еди.
23 Уларниң синагогида у анда напак роһлуқ бир киши бар еди вә мундақ дәп вақириди:
24 «Әй, Насирәлик Әйса! сениң билән бизниң нимә ишишиз бар? Сән бизләрни һалак қилғили кәлгәнсән. Сениң ким екәнлигиңин билимән - Тәңриниң Муқәддисисән!»
25 Әйса униңға мәламәттә болуп дәди: «Шук бол! Вә адәмдин қайтип чиқ!»
26 Напак роһ, у адәмни титрәккә салди вә йаңрақ инҗиқ билән униңдин айрилип чиқти.
27 Һәммәйлән һәйранлкқ билән өз ара муназәрәгә киришип мундақ дейишти: «Бу қандақ иш? Бу йеңи тәлим-ғу! У, напак роһларға әмир бәрсә, напак роһлар-му У'ниң әмригә бойсуниватиду-ғу».
28 У'ниң һәққидики ривайәт тиздин Җәлилийә'-ниң әтрапидики барлиқ йуртларға йейилип кәтти.
29 Синагогдин чиққач, улар дәрһал Симон вә Андерйа'ниң өйигә барди. Йақуп билән Йәһйа'му биргә еди.
30 Симон'ниң қейинаниси иситмаси тутуп йатақда йатар еди. Шуңлашқа улар дәрһал Әйса'ға бу һәктә учур бәрди.
31 У, Симон'ниң қейинанисиниң йениға берип, қолини тутти вә копарди. Иситма сақийиш биләнла, у айал уларға хизмәт қилғили башлиди.
32 Кәчқурун, күн петиш билән хәлқләр барлиқ ағриқ кишиләрни вә җин урғанларни У'ниң алдиға әлип келишти.
33 Пүткүл шәһәрликләр қапқиниң алдиға йиғилди.
34 У, һәр түрлүк ағриқларға муптала болған нурғун кишиләрни сақайтти, көплигән җинларни қоғлап чиқарди, вә җинларга сөз сөзләтмиди. Чүнки җинлар У'ниң ким екәнлигини биләр еди.
35 Әйса таң етиштин наһайти балдур қопти. Хали бир йәргә кәтти вә у йәрдә дуа қилип турар еди.
36 Симон вә униң һәмралири Әйса'ни изләп йурди.
37 Улар Әйса'ни тапқач деди ки «Сени һәммә һәлқ изләватиду».
38 У, уларға мундақ деди: «Әтраптики йезиларға барайли-де у җайлардиму бәшарәттә болай. Чүнки униң үчүн чиққанмән».
39 Вә Җәлилийә'ниң һәр тәрипидики ашагогларда бәшарәт бәрди вә җинларни һайдап чиқарди.
40 У'ниң алдиға бир писә кәлди вә тиз чөкүп мундақ дәп йалварди: «Әгәр хаһлисаң, мени пакизә қилалайсән».
41 Әйса, униңға ечинип қолини узатти вә униңға қол тәккүзүп: «хаһлаймән» дәп «пакизә болғин!» деди.
42 Буни дәр демәс, адәмдин писилик чиқип кәтти вә у пакизиләнди.
43 Әйса, уни мана қаттиқ агаһландуруш билзн һаман йолға салди вә унинға деди ки:
44 «Һеч кимгә бир нимә демәсликкә диққәт қил! Бирақ, каһингә барғин вә өзиңни көрсәт. Өзиңниң пакизиланғанлиғиң үчүн Муса әмир қилған курбанлиқни бәрип уларга шәһадәт қил!»
45 Амма, у кетиш билән бу һадисени пат пат аңлитип һәр йаққа йайгили башлиди. Шунлашқа Әйса ашкар рәвиштә шәһәргә киралмас болуп қалди вә ташқириға, хали йәрләргә мөкүнди. Шу һалдиму, һәр'бир' җайдин хәлқләр У'ниң алдиға келип турар еди.

2 Бир қанчә күндин кейин Әйса қайтидин Капәрнаһум'ға қайтип барди. У'ниң өйдә болғанлнғи тоғрисидики хәвәр ишитилди.
2 Шунчилик көп кишиләр топланған ки һәтта ишик алдидаму бош йәр қалмиди. У, Кәлам'ни уларға сөзләп турар еди.
3 У'ниң алдиға пәләш болған бир кишини төрт киши көтүрүп елип кәлмәкчи болдн.
4 Халайиқниң зичлиғидин, У'ниң йениға йеқинлашалмиғач, улар У'ниң төписидики өгүзни йарди вә ечилған йериқтин пәләш йатқан зәмбилни пәскә чүшүрди.
5 Әйса, уларниң имандарлиғини көргәч, пәләш адзмгә мундақ деди: «Оғлум! Сениң гунаһлириң әпу қилинди».
6 Амма, у йәрдә олтурған бәзи қануншүнаслар өзлиричә пикир йүрүтүп ойлашти ки:
7 «Нимә үчүн бу адәм мундақ дәйду? У, күпүр қиливатидуғу! Гунаһларни пәқәт Тәңри'дин башқа ким әпу қилалайду?»
8 Әйса, уларниң өзлиричә нимә пикир қиливатқанлиқлирини һаман аңқирап, уларға мундақ дәп сориди: «Нимә үчүн өз көңүллириңләрдә бу хил пикир йүритисиләр?
9 Пәләш адәмгә 'сениң гунаһлиңриң әпу қилинди' дейиш асанму вә йаки 'қопуп зәмбилиңни көтүрүп кәт' дейиш асанму?
10 Вәләйкин, Инсан Оғлиниң йәр йүзидә гунаһларни әпу қилишқа сәлаһийәти болғанлиғини билишиңләр үчүн... пәләш адәмгә хитап қилип мундақ деди:
11 «Мән саңа дәймән: Қоп! Зәмбилиңни ал вә өйүңгә кәт!»
12 У адәм дәрһал орнидин қопди вә зәмбилини көтүрүп һәмминиң көз алдидин чиқип кәтти. Шундақ ки һәммәйлән һәйран қелип, Тәңри'гә һәмд сәна әйтип «Буниңдәк бир һаләтни һәргиз көрмигән едуқ» дәди.
13 Әйса йәнә көлниң бойиға чиқти вә барчә халайиқ У'ниң алдиға келғили башлиди. У, болса уларға тәлим берәр еди.
14 У, өтүп кетивитип, Һалфай'ниң оғли Ләви'ни баҗханидә олтурғанлиғини көрүп, униңға «Маңа әргәш» дәп әйтти. Ләви дәрһал орнидин қопуп, У'ниңға әргишип маңди.
15 Шундақ болди ки У Ләви'ниң өйидә дастиханға олтурғанда көплигән баҗгирлар вә гунаһкарлар Әйса вә У'ниң муритлири билән биллә тамақ йәп олтурар еди. Чүнки улар нурғун еди вә У'ниңға әргәшкән еди.
16 Амма, қануншүнаслар вә Фәрисийлзр У'ниң гунаһкарлар вә баҗгирлар билән биллә тамақ йәп олтурғанлиғини көргәч, У'ниң муритлириға мана мундақ дәп суал сорар еди: «У'ниң баҗгирлар вә гунаһкарлар билән биллә йемәк иәп олтурғини қандақ?»
17 Әйса буни ишитип уларға деди: «Тевипкә муһтаҗ болғучилар сағлам кишиләр әмәс, бәлки кисәлләрдур. Мзн салиһ болғанларни әмзс вә бәлки гунаһкарларни төбә үчүн қичқирғили кәлгәнмән».
18 Йәһйа'ниң муритлири вә Фәрисийләр рози тутмақта еди. Улар келип У'ниңға деди: «Немишкә Йәһйа'ниң муритлири вә Фәрисийләрниң муритлири рози тутуду-дә сениң муритлириң рози тутмайду?»
19 Әйса уларға мундақ деди: «Күйәвниң йигит башлири, күйәв өзлири билән биллә болғанда рози туталамду, туталмамду? Улар күйәв билән биллә болған мүддәтчә рози туталмас.
20 Амма, күйәвниң улардин аҗрилип кетидиған күни келгуси. Әнә шу чағда, әнә шу күндә улар рози тутқуси.
21 Һеч ким коһна либасқа йеңи рәхдин йамақ йамалмас. Андақ қилса, бу йамақ йамалған җайни ойуп чиқириду вә техиму йаманрақ йиртиқ пәйда болуду.
22 Һеч ким йеңи шарапни коһна толумларға тошқазмас. Әкси һаләттә йеңи шарап толумларни йиртип ташлайду, һәм шарапниң өзи му төкүлүду, толумлар му харап болуду. Шуңлашқиму йеңи шарап таза толумларға тошқузулуду».
23 Әйса бир шәнбә күни ашлиқ итизлирини арилап кетип барар еди. У'ниң муритлириму меңип улар ашлиқниң данлирини үзгили башлиди.
24 Фәрисийләр У'ниңға деди: «Қарисаңчу! Нелмишкә улар шәнбә қүни җаиз болмиған ишни қиливатиду?»
25 Әйса уларға деди ки «Давут өзиниң һәмралири билән биллә муһтаҗ вә ач қалған чеғида нимәләр қилғанлиғи тоғрисида һәч вакт оқимиғанму силәр?
26 У баш каһин Абиатар'ниң вақтида Тәңриниң өйигә кирди вә каһинлардин башқиларниң йейиши җаиз болмиған, Тәнригә тартуқ қилинган нанларни йеди вә өз йенидикиләр билән бөлүшти».
27 Әйса йәнә уларға деди: «Шәнбә күни инсан үчүндур. Амма, инсан шәнбә күни үчүн әмәс.
28 Шуңлашқа, Инсан Оғли шәнбәниңму Хоҗисидур».

3 Әйса йәнә синагогқа кирди. У җайда қоли қуриған бир адәм бар еди.
2 Фәрисийләр Әйса'ға төһмәт қилмақ үчүн, «Шәнбә қүнидә кисәлни сақайталамдикән» дәп маришип турар еди.
3 Әйса қоли қуриған адәмгә деди: «Қоп! Алға чнқ!»
4 Вә уларға сориди ки «Шәнбә күни йахшилик қилмақ җаизму вәйаки йаманлиқ қилмақ җаизму? Бир кишиниң һайатини қутқазмақ җаизму вәйаки уни өлтүрмәк җаизму?» Улар җимҗит болуп қелишти.
5 Әйса әтрапдикиләргә һиддәт билән қарап, уларниң йүрәклириниң қаттиқлиғидин ғәмкин болди, вә у адәмгә «Қолуңни узат» деди. Колини узатқач у адәмниң қоли йәнә бир қолидәк сақийип қалди.
6 Фәрисийләр ташқириға чиқти вә дәрһал Һеродисийләр билән кеңишип У'ни қайси түрдә һалак қилиш тоғрисида мәсләһәтләшти.
7 Андин, Әйса Өз муритлири билән көлгә чекилип кәтти. Җәлилийә'дин нурғунлиған хәлқ У'ниңға әргәшти.
8 Йәһудийә'дин, Қуддус'дин, Идомийа'дин, Әрдән'ниң нерисидин, Сур вә Сайда тәрәплиридин У'нин; бәҗириватқан ишлиридин хәвәрдар болған нурғунлиған хәлқ У'ниң алдиға кәлди.
9 У, хәлқниң зичлиғидин қистилип қалмаслиқ үчүн бир кичик қейиқниң Өзи үчүн тәййар турғузулиши һәққидә муритлириға бойруқ бәрди.
10 Чүнки У көплигән кишиләрни сақайтқанлиғидин ағриқчанларниң һәммиси У'ниңға қол тәккүзмәк үчүн алдиришар еди.
11 Қачан ки напак роһлар У'ни көрсә У'ниң алдиға йиқилип йиғлар вә «Сән Тәңриниң Оғлисән» дәп вақирар еди.
12 Амма, У, Өзиниң ким екәнлигини ашкара қилмаслиқни уларға қаттиқ җикиләр еди.
13 Әйса таққа чиқип, Өзиниң көңли тилигәнләрни йениға қичқарди вә улар У'ниң йениға кәлди.
14 Вә У, улардин он иккисини Өзи билән биргә болушқа, бәшарат бәрмәк үчүн җайларға ивзтилишкә,
15 Қисәлләрни сақайтмақ вә җинләрни һайдап чиқармақ үчүн салаһийәтлик болушқа тәйинлиди.
16 У, мана бу он иккөйләнни атиди: Симон'ни (ки Әйса униңға Пәтрус дәп исим қойған еди);
17 Вә Зәбәдий'ниң оғли Йакуп вә униң қериндиши Йәһйа'ни (ки, Әйса буларни Боанергес «Гүлдүрмаманиң балилири» дәп атар еди);
18 Андерйа'ни, Филип'ни, Бартоломай'ни, Матта'ни, Томас'ни, Һалфаи'ниң оғли Йақуп'ни, Тадаи'ни, Ғәйур Симон'ни
19 Вә Йаһуда Ишкәриот'ни (ки бу шәхис Әйса'ға иһанәт қилғучи болуп чиқиду).
20 Улар бир өйгә кирди. Иәнә бу җайда шундақ зичлиқ топланған ки улар (Әйса ве У'ниң йенидикилер) ашму йейәлмиди.
21 У'ниң Өз адәмлири буни ишиткәч «Елишип қалған охшайду» дәп У'ни тутуп елип кетишкә чиқиду.
22 Қуддус'дин кәлгән қануншүнаслар болса «У'ниңда Бәәлзәбул бар. Җинларниң башлиғиниң йардәми билән җинләрни һайдап чиқириду» дейишти.
23 Әйса уларни Өз йениға қичқирип, мәсәл арқилиқ аңлитип деди ки «Шәйтан қандақ қилип шәйтанни һайдап чиқиралайду?
24 Әгәр бир өлкә өз ичидә бөлгүисә у өлкә тик туралмас.
25 Әгәр бир өй өз ичидә бөлүнсә у өй тик туралмас.
26 Әгәр шәйтан өзигә өзи зит келип бөлүнсә, тик туралмас вә бәлки гум болур.
27 Неч ким күчлүк адәмниң пут қолини бағлимастин туруп, униң өйигә кирип, мүлкини булаң талаң қилалмас. Пәқәтла униң пут қолини бағласа, андинла униң өйини булаң талаң қилалайду.
28 Мән силәргә тоғрисини әйтимән, инсан балилириниң қилған барлиқ гунаһлири вә қанчилик көп күпүр қилсун, уларниң барлиқ күпүрлири әпу қилиниду.
29 Амма, кимәрсә ки Мукәддәс Роһқа күпүр қилса у киши һәргиз әпу қилинмас; әбәдийән меһқумийеткә дучар болғуси».
30 Бу сөзләрни «У'ниңда напак роһ бар» дегәнликлири үчүн сөзлиди.
31 У'ниң аниси вә қериндашлири келип ташқирида турғач, У'ни қичқирип елип кетиш үчүн киши ивәтти.
32 Әйса'ниң өпчөрисидә олтурған җамаәт «Сениң анаң вә қериндашлириң ташқирида Сени истәп турушупту» деди.
33 У, «Мениң анам вә қериндашлирим кимләр екән?» дәп сориди.
34 Вә Өзиниң өпчөрисидә олтурғанларға бир қур көз селип мундақ деди: «Мана Мениң анам вә қериндашлирим!
35 Ким ки Тәңриниң бойриғинини қилса, у Мениң бурадерим, һәмширәм вә анамдур».

4 Әйса, йәнә көл бойида тәлим бәргили башлиди. У'ниң алдиға шинчилик көп адәм йиғилди ки У, көлдики бир қейиққа чүшүп олтурди вә һәммә халайиқ көл бойида қуруқлуқта турди.
2 Вә мәсәлләр арқилиқ уларға нурғун нәрсиләрни өгүтүп, Өзиниң тәлиматида деди ки:
3 «Тиңлаңлар! Уруғ чачқучи уруғ чечиш үчүн чиқти.
4 Вақи болди ки у, уруғ чечиватқаида бәзи уруғлар йол йақисиға чүшти вә кушлар келип уларни йәп кәтти.
5 Бәзи уруғлар болса туписн мол болмиған ташлиқ йәрләргә чүшти вә тиздин үсүп чиқти. Чүнки буларниң тупрақ нигизи тирән әмәс еди.
6 Афтап чиққач, улар күйүп кәтти вә йилдиз тартмиғанлиқтин қуруди.
7 Бәзи уруғлар тикәнләрниң арисиға чүшти; тикәнләр өсуп уруғларки сумурди вә уруғлар унум бермиди.
8 Башқа уруғлар болса йахшн тупраққа чүшти вә улар өсуп зорайғач үнүм бәргили башлиди вә оттузлап, алтдмишлап вә йүзләп үнүм чиқарди».
9 Әйса уларға мундақ деди: «Тиңлашқа қулиғи болган һәр ким тиңлисун».
10 У йалғуз қалғач, Он Иккиләр билән У'ниң чөрисидикиләр бу мәсәл һәққидә сүрүштүрди.
11 У, уларға деди ки «Тәнриниң сәлтәнәтиниң сири силәргә тапшурулди. Ләйкин чәттикиләргә һәммә нәрсә мәсәлләр арқилиқ билдүрүлүду,
12 Ки улар қарап қарап һеч нәрсини көрмигән болсун вә тиңлап тиңлап чүшүнмигән болсун. Андақ болмиса, қайтип келишиду вә әпу қилиниду».
13 Вә У, уларға сориди: «Бу мәсәлни уқмамсиләр? Болмиса, барлиқ мәсәлләрни қандақ уқисиләр?
14 Уруғ чачқучи Кәлам'ни чачар.
15 Йол бойида терилған уруғлар булардур: булар ишиткәч, дәрһал шәйтан келип уларниң көңлигә терилған Кәламин елип кетиду.
16 Худди шундақла, ташлиқ җайға чечилған уруғлар болса шулар ки улар Кәламни ишитиш биләнла дәрһал хошаллиқ ичидә қобул қилиду.
17 Амма, уларниң чиң нигизи болмиғандәкла, пәқәт өткүнчидур. Кейинчә, Кәлам тоғрулуқ мүшкүлат вәйаки тәқибат пәйда болса улар дәрһал имандин қайтар.
18 Тикәнләрниң арилириға терилған уруғлар болса шулар ки улар Кәламни тиңлайду.
19 Амма, дүнйаниң әндишилири, байлиқниң һиләкарлиғи вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр арилишип кирип Кәламни боғуду вә Кәлам үнүмсиз қалиду.
20 Йахши тупраққа терилған уруғлар шулар ки улар Кәламни тиңлайду вә уни қобул қилип оттуз, алтмиш вә йүз мисли үнүм бериду».
21 Йәнә уларға деди: «Чирақ пәйманиниң тегигә вәйаки йатақниң астиға қойулуш үчүн елип келинәмду? Шамданниң үстигә қойуш үчүн чирақни елип келишмәмду?
22 Чүнки йошурун бир нәрсә йоқ ки ашкара болмисун, вә мәхпий бир нәрсә йоқ ки кәшп қилинмисун.
23 Тиңлашқа қулиғи болған һәр ким тиңлисун!»
24 Бә йәнә уларға деди: «Ишиткәнлириңләргә агаһ болуңлар! Қандақ өлчәм билән өлчисәңләр шу өлчәм билән силәргә өлчилиду вә йәнә қошумчә қилиниду.
25 Чүнки кимәрсиниң бир нәрсәси бар болса униңға берилиду. Ләйкин, кимәрсиниң бир нәрсәси йоқ болса һәтта уииң бари-йоқи тартип елиниду».
26 Вә әйтти ки «Тәңриниң сәлтәнәти худди йәргә уруғ териған адәмгә охшаш.
27 Адәм кичиси ухлар күндүзи қопар. Уруғ өзи үнүп өсуп чиқар. Адәм буниқ қандақ болғанлиғини билмес.
28 Тупрақ өз өзидин үнүм бериду. Дәсләп отни, андин кейин башни вә кейинчә баштин чиққан пишшиқ данни өстрүп чиқириду.
29 Амма, үнүм пишип йетишкәндә дәрһал оғақ қоллунулуду. Чүнки ома вақти йетип келгән».
30 Йәнә У қошуп деди ки «Биз Тенриниң сәлтәнәтини нимәгә охшатайли? Вәйаки қандақ мәсәл билән тәмсил қилайли?
31 Бу қичи уруғиға охшаш ки йәргә терилғанда барлиқ уруғларға нисбәтән кичикрақ.
32 Амма, терилиш биләнла үнүп өсүп барчә отйашлардин озуйуп кетиду вә зор шахлар чиқириду ки учар кушлар униң көләңгисидә ува қуралайдиған болуду».
33 Әйса буниңға охшаш көплигән мәсәлләр билән улар ишитип аңлийалайдиған дәриҗидә Кәламни сөзләр еди.
34 Уларға мәсәлсиз сөзлимәс еди. Амма, хали болғанда өзиниң муритлириға һәммини изаһ қилип берәр еди.
35 Әйни күн ақшам вақтида Әйса муритлириға деди ки: «Удулимиздики қирғаққа өтәйли».
36 Шуниң билән улар халайиқни йолға селип қойғач, Әйса'ни Өзи олтурған қейиқта елип кәтти; вә башқа қейуқларму һәмра болди.
37 Мана у анда шиддәтлик боран чиқип, толқунлар қейиққа шундақ сәдәмә бәрди ки қейиқ суға толғили башлиди.
38 Адша, У, қейиқниң айақ учида тәкийигә йөлүнүп ухлап йатар еди. Улар У'ни ойғутуп, «Әй Устаз! Һалак болишимиздин әндишә қилмамсән?» деди.
39 Вә, У ойғунуп, шамалдин мәламәт қилип, көлгә «Шүк болуп тинҗиғин!» деди. Шамал тохтиди вә көл тамамән тинҗиди.
40 Әйса муритлириға мундақ дәди: «Нимишкә минчилик қорқисиләр? Техичә ишәнчиңләр йоқму?»
41 Улар дәһшәт ичидә бирбиригә дейишти: «Бу, ким болуду? Һәтта шамал вә көлму Буниңға бойун егиватиди-ғу!»

5 Улар көлниң удулидики Герасалиқ'ларниң йуртиға барди.
2 Әйса, қейиқтин чиқиш биләнла напак роһлуқ бир киши, мазарлардин чнқпп У'ниң алдиға кәлди.
3 Бу киши мазарларда йашар вә Һеч ким уни зәнҗир билән бағлашқиму қадир болалмас еди.
4 Чүнки бу киши көпүнчә кишән вә зәнҗирләр билән бағланған болуп, у, зәнҗирләрни үзүп кишәнләрни сундурган еди. Һеч ким уни бесиқтурушқа муқтәдир болалмиган.
5 Һәмишә, кичә-күндүз, мазарларда вә тағларда йүрүп, налә-пәрйат қилип, өзини өзи таш билән уруп зәхимдар қилар еди.
6 Әнди, у, Әйса'ни йирақтин көргәч, У'ниң алдиға йүгүрүп берип, тәзим қилди.
7 Вә үнлүк аваз билән вақирап деди ки «Улуғ Тәңриниң оғли - Әйса! Сәниң билән мениң нимә ишим бар? Әзбирайи Худа, маңа азап бәрмә!».
8 Чүнки Әйса униңға дегән еди ки «Әй напак роһ! Бу адәмдин чиқип кәт!»
9 Әйса униңдин сориди: «Исмиң нимә?». Буниңга җавабән у адәм «Мениң исмим Ләгийон. Чүнки биз нурғунмиз» дәп әйтти.
10 Вә буларниң йуртдин һайдилип чиқирилмаслиғини тиләп төвәнчилик билән йалварғили башлиди.
11 Дәл у җайда нурғунлиған тунгуз падиси тағ бағрида отлап турар еди.
12 Вә, җинлар У'ниңға йалверип деди ки: «Бизни тунгузларға ивәткин, биз уларниң ичигә кирәйли».
13 Әйса изин бәргәч, напак роһлар чиқип туқгузларниң ичигә кирди; сани икки миңчә болған туңгуз падиси тик йардин көлгә йумулап чүшүп ғәрқ болди.
14 Тунгузларни баққучилар қечип кетип, шәһәрдә вә сәһраларда бу һәқтә учур йайди. Нәтиҗидә, халайиқ садир болған вақиәни көрүш үчүн чиқти.
15 Улар Әйса'ниң алдиға келип, бир ләгийон җин урған адәмни олтурған, кийингән вә өзиниң һушиға кәлгән һалда көрүп қорқунчқа чүшти.
16 Бу вақиәни көргәнләр җин урған адәмгә нимә болғанлиғи тоғрисида вә тунгузлар һәққидә изаһат бәрди.
17 Вә халайиқ Әйса'ниң өз өлкәлиридин чиқип кегишини өтүнүп йалварди.
18 У, қейиққа атлиғач, һелиқи җин урған адәм У'ниң билән бирликтә кетишни илтимас қилип йалварди.
19 Амма, Әйса униңға иҗазәт бәрмәй деди ки: «Өз өйиңгә вә хәлқиңниң йениға берип, Рәб'ниң саңа қандақ зор иш қилғанлиғидин вә қанчилик мәрһәмәт көрсәткәнлигидин учур бәр!».
20 Дегзндәк, бу адәм кетип Дәкаполис'да Зйса'ниң униңға қандақ зор иш қилғанлиғини аңлатқили башлиди вә барчә хәлқ тәәҗҗупқа тушти.
21 Әйса йәнә қейиқта удулдики саһилға барған вақтида У'ниң өпчөрисигә зич халайиқ йигилди. У болса көлниң бойида турар еди.
22 Вә синагог қатталиридин Йаир исимлик бир киши келип, У'ни көргәч айақлири алдиға йиқилди.
23 Вә У'ниңға төвәнчилик билән йалверип деди ки «Мениң кичиккинә қизим ахирқи нәписини еливатиду. Кәл вә қолуңни униң йүзигә сүркә ки у шипалиқ тапсун вә йашисун».
24 Әйса униң билән бирликтә маңди. Нурғунлиған кишиләр әргишип У'ни қисиштурмақта еди.
25 У йәрдә он икки йилдин бери қан еқишиға муптала болған бир хотун киши бар еди.
26 Бу айал, көплигән тевипләрниң қолидин нурғун азап тартип, бари-йоқини сәрп қилип, һәр қандақ пайда көрмәстин техиму начарлишип кәткән еди.
27 Әйса һәққидә ривайәтләр ишиткәч, бу хотун киши җамаәт билән Әйса'ға әргишип келип У'ниң либасиға қол тәккүзди.
28 Чүнки «У'ниң либасиға қолум бир тәгсә сақийимән» дәп ойлиған еди.
29 Дәл у дәмдә у хотун кишиниң қениниң еқиши тохтиди вә өз вуҗудида илләттин қутулуп сақайғанлиғини һис қилди.
30 Вә дәл у дәмдә, Әйса Өзинин, ичидин бир күчниң чиқип кегиватқанлиғини байқап, җамаәт ичидә әтрапиға бурулуп сориди: «Мениң либасимға ким қол тәккүзди?»
31 Муритлири У'ниңға деди ки: «Зич җәмаәтни Өзүңни қисиштуруп турғанлиғини көрүп туруп йәнә 'Маңа ким қол тәккүзди' дәйсән!»
32 У әмди, буни қилған ккшини көрүш үчүн өпчөрисигә қариди.
33 У хотун киши өзигә нимә болғанлиғини байқиғач, қорққан вә титригән һалда У'ниң алдиға келип йиқилди вә барлиқ һәқиқәтни сөзлиди.
34 Әйса у хотун кишигә деди: «Қизим! Ишәнчиң сени сақайтти. Саламәт кетип, илләттин қутул!»
35 У, сөз қилип турғанда, синагог каттасиниң өйидин кишиләр келип деди ки «Қизиң өлди. Нимишкә Устазни бемалал қилип турисән?»
36 Амма, Әйса берилгән бу учурни тиңлап, синагог каттасиға деди: «Қорқма! Пәқәт ишәнчиң болсун».
37 Вә, Пәтрус'тин, Йақуп'тин вә Йакуп'ниң қериндиши Йәһйа'дин башқа һеч кимниң Өзигә әргишишигә рухсәт бәрмиди.
38 Сикагог'ниң каттасиниң өйигә йетип барғач, үнлүк йеға зар ичидики бир халайикни көрди.
39 Вә ичкери киргәч, уларға әйтти: «Нимишкә ғәлвә қилип йеға-зарда болисиләр? Бала өлмигәнғу! Ухлап йетипту».
40 Алша, улар У'ни мазақ қилишти. У, һәммини ташқириға һайдап чиқирип, балиниң атиси вә анисини вә Өзиниң һәмралирини йениға алған һалда бала йатқан һуҗриға кирди.
41 Вә, балиниң қолини тутуп, униқға деди: «Талита куми!» Тәрҗүмәси: Қизчақ, саңа қопқин дәп айтимән.
42 Қиз бала дәрһал қопуп маңғили башлиди. Бу қиз бала он икки йашта еди. Бу һаләттин һәммәйлән һаңтаң қелишти.
43 Әйса, бу һаләтниң һеч кимгә билдүрүлмәслиги үчүн қәтий бойруқ бәрди вә қиз балиға таам берилишини җикилиди.

6 Әйса, бу йзрдин җөнәп Өз йуртиға қайтти. Муритлири У'ниңға әргәшти.
2 Шәнбә күни У, синагогда тәлим бәргили башлиди. У'ни тиңлап турған көплигән кишиләр һәйран қелишип деди ки: «Бу мәрипәтләрни бу адәм қайәрдин һасил қилған? У'ниңға берилгән данишмәнлик нимәдур ки У'ниң қоли билән мундақ муҗизәләр садир болуп турупту?
3 Бу киши йағашчи әмәсму? Мәрйәм'ниң оғли вә Йақуп'ниң, Йосәи'ниң, Йаһуда'ниң, Симон'ниң қериндиши-ғу? У'ниң һәмширилири бу йәрдә бизниң аримизда әмәсму?» Демәк ки У'ни рәд қилдилар.
4 Зйса уларға деди ки «Пәйғәмбәр өз йуртидин, өзиниң уруқ-туққанлириниң арисидин вә өз өйидин башқа һеч йәрдә етибарсиз қалмас».
5 Вә, У, бу йәрдә бир қанчә кисәл кишиниң үстигә қолини қойуп сақайтиштин башқа мөҗизә көрсүталмиди.
6 Буларниң ишәнчсизлиғиғә тәәҗҗуп билдүргәч, У, йеза-қишлақларни айлинип тәлим бәрди.
7 Әйса Он Иккиләрни қичқирип, уларни җүфтҗүфт һалда җай-җайларға ивәткили башлиди вә уларға напак роһлар үстидин салаһийәт бәрди.
8 Вә сәпәрдә пәқәт һасса тайақдин башқа, йанлирида нә нан, нә боқча, бәлвағлирида нә тәнгә тушимаслиқлирини тәнбиһ қилди.
9 Бирақ, уларниң чоруқ кийишлирини әскәртип «икки қат көңләк киймәңләр!» деди.
10 Вә уларға әйтти ки «Қайси җайда бир өйгә кирсәңләр, та ки у җайдин чиқип кәткүнчә у өйдә қелиңлар!
11 Кайси бир йақ силәрни қобул қилмиса вә силәрни тиңлимиса, у йақтин чиқиңлар вә у йәрдәкиләргә қарши шаһадәт болсун дәп чоруқлириңларниң чәмлиридики тупиии қеқиңлар. Силәгрә тоғрисини әйтимән, һүкүм күнидә Содом вә Гоморра'ниң һали о шәһәрниңкидин асан болғуси».
12 Улар йолға чиқти вә инсанларниң төбә қилишлириниң кереклиғи тоғрисида бәшарәт беришти.
13 Вә, улар көплигән җинләрни һайдап чиқириш билән бирликтә нурғунлиған ағриқ кишиләрни йағ сүркәп сақайтти.
14 Падиша Һеродис бу хил ривайәтләрни ишитти. Чүнки Әйса'ниң исми мәшһур болуп кәткән еди. Һеродис мундақ дәп әйтар еди: «Ваптист Йәһйа тирилипту. Шуңлашқиму, мөҗизилик қудрәтләр У'ниңда ишләватиду».
15 Бирақ, башқилар «У болса Илйас» дейишәр еди. Йәнә бәзи башқилар болса «Өтмуштики пәйғәмбәрләрдәк у му бир пәйғәмбәр екән» дейишәр еди.
16 Амма, Һеродис буни ишиткәч «Мән бешини кәскән Йәһйадур. У тирилипту!» деди.
17 Неродис, өзиниң бурадәри Филип'ниң рәфиқиси Һиродийа билән өйләнгән болуп, буниң сәбибидин Йәһйа'ға адәм ивәтип тутқун қилип зинданға атқан еди.
18 Чүнки, Йәһйа, Һеродис'қа: «Өзиңниң қериндишиңниң рәфиқиси билән өйлинишиң җаиз әмәс» дәп йүрәр еди.
19 Шуңлашқа, Һйродийа укиңға қарши өч сақлап кәлгән вә уни өлтүрүшни тилигән һалда бу ишта муваффақ болалмай турар еди.
20 Чүнки Һеродис, Йәһйа'ниң адил вә муқәддәс адәм екәнлигини билгәнлиги үчүн униңдин қорқар вә сағ сақлар еди. Уни тиңлиған чағда наһайти тәәҗҗүпләнип йәнә уни тиңлаштин зоқ туйар еди.
21 Амма, Иеродис өзиниң йаш күнини қутлаш үчүн үстүн мәнсәптарлириға, сәрдарлириға, Җәлилийә'ниң каттилириға зийапәт бәргәндә мунасип пәйт йәтип кәлгән еди.
22 Әнә шу чағда Һиродийа'ниң өз қизи кирип усул ойнап Һеродис'ниң вә униң миһманлириниң көңлини алған еди. Вә падиша қизиға деди: «Қандақла бир нәрсә хаһлисаң мәндин тәләп қил. Мән уни беримән».
23 Вә қәсәмйад қилип әйтти ки «Падишалиғимниң йеримиғичә нимә тилисәң уни беримән».
24 Қиз чиқип, анисиға «Нимә тиләй?» дәп сориди. Аниси «Ваптист Йәһйа'ниң калласини тилә!» деди.
25 Қиз дәрһал падишаниң алдиға йүгүрүп кирип «Һаман Ваптист Йәһйа'ниң калласини пәтнусқа селип маңа беришиңни тиләймән» деди.
26 Гәрчә, падиша наһайти өкүнчкә түшкән болсиму, өзиниң қилған қәсәмлири вә миһманлири түпәйли қизниң тилегини йандурушни рава көрмиди.
27 Падиша дәрһал Йәһйа'ниң калласини елип келиш үчүн бир җаллатқа әмир бзрди.
28 У чиқип зинданда Йәһйа'ниң калласини кәсти. Вә каллани пәтнуста елип келип қизға бәрди. Қиз уни анисиға тапшурди.
29 Униң муритлири бундин хәвәр тапқач, йетишип келип, униң җәсидини елип кәтти вә мазарға көмди.
30 Рәсуллар келип Әйса'ниң йениға йеғилди вә бәҗәргән барлиқ ишлиридин вә бәргән тәлимлиридин У'ниңға мәлумат бәрди.
31 У, рәсулларға деди: «Өзиңләр хали бир җайға берип бир аз һардуқ елиңлар». (Чүнки келип кетиватқанлар шинчилик көп еди ки улар тамақ йейишкиму имкан тапалмиған еди).
32 Буниңға бинаән улар өзлири қейиқ билән тәнһа бир йәргә кәтти.
33 Халайиқ уларниң кетиватқанлиғини көрди вә нурғунлиған кишиләр уларни тонуп қалди. Шуңлашқа, халайиқ барлиқ шәһәрләрдин у йәргә йүгүрүп улардин балдур берип У'ниң йениға йиғилди.
34 Әйса қейиқтин түшкәч зич йиғилған халайиқни көрүп уларға ичи ағриди. Чүнки улар чупансиз қалған қойларға охшар еди. Вә, У буларға көплигән тәлиматлар беришкә башлиди.
35 Вақит хелила кәч болуп қалғач, муритлири У'ниң алдиға келип «Бу җай чөл байабанлиқ. Һәмдә кәч кирип қалди.
36 Уларни йолға салғин-дә өпчөридики далиларға вә йезаларға барсун вә өзлири
йемәк сетип алсун» деди.
37 Амма, У җавабән муритлириға мундақ деди «Уларға силәр таам бериңләр!». Муритлири У'ниңға әйтти ки «Биз берип икки йүз динарлиқ нан елип дә буларға тамақ берәйлиму?»
38 Әйса уларға сориди: «Қанчилик нениңлар бар? Карап келиңләр!». Вә, қарап кәлгәч, улар «Бәш нан билзн икки данә белиқ бар» деди.
39 Вә У, һәммәйләнни чимәнликтә түркүм түркүм болуп олтурғузушқа муритлирини бойриди.
40 Уларму әлликлик вә йүзлук түркүм һалида олтурушти.
41 Андин, У, бәш нанни вә икки белиқни қолиға елип, асманға бақти вә йәмәккә шүкүр қилғач, нанларни ошутуп, халайиқниң алдиға қойуш үчүн Өзиниң муритлириға сунуп турди. Шундақла, икки белиқниму һәр кимгә тәқсим қилип бәрди.
42 Уларниң һәммиси йәп қениқти.
43 Андин, улар нанниң вә белиқниң увақлири билән он икки сәвәтни тошқазди.
44 Нанни йегәнләр дийәрлик бәш миқ әр кишидин ибарәт еди.
Квл йузидә Йуруш
45 Өзи җамаәтни узутуп қонғанғичә, муритлирини дәрһал қейиққа олтурғузуп Өзидин балдур қарши йақтики Бәйтсайда'ға җөнәтти.
46 Җамаәтни узутуп қойғач, дуа қилиш үчүн таққа чиқти.
47 Ақшам болғанда қейиқ көлниң оттурисида туратти. У болса йапйалғуз қуруқлуқта еди.
48 Шамал зит тәрәптин уруп турғанлиғи үчүн уларниң күрәк чекиштә қиниливатқанлиқлирини көрүп, кичиниң төртүнчи бөлүгигә йеқин бир вақитта, У көлниң йүзидә йүрүп уларниң йениға барди вә гуйа уларниң йенидин өтүп кәтмәкчи болди.
49 Бирақ, улар У'ниң көлниң йүзидә йүрүп кетиватқанлиғини көргәч, алвасти дәп пәрз қилип үн чиқиришти.
50 Чүнки һәммәйлән У'ни көргән вә қорқунчқа чүшкән еди. Амма, У дәрһал уларға хитап қилип «Иүрәклик болуңлар. Бу - мән. Қорқмаңлар» дәп әйтти.
51 Вә Әйса уларниң йениға берип қейиққа чиқти; шамал тинҗиди. Улар бу һаләттин наһайти һәйран болушти.
52 Чүнки улар нанниң мөҗизисидин ибрәт алмиған вә көңүллири қетип қалған еди.
53 Улар удул тәрәпкә өтти вә у саһилдики Җәннәсарәт'кә йетип берип у йәрдә қурғақлиққа чиқти.
54 Улар қейиқтин чүшүш биләнла халайиқ У'ни дәрһал тонуп алди.
55 Вә бүтүн йурт бойлап айлинип, кисәлләрни зәмбилләргә селип У'ниң қайәрдә болғанлиғини билгән болса у җайға елип келишти.
56 У, қайәргә барса барсун, хаһи йезиму, хаһи шәһәрму, хаһи сәһраму, кисәлләр базар мәйданлирида йатқузулуп, уларниң һеч болмиғанда У'ниң етигигә қол тәккүзүшлиригә йол қойулуши үчүн илтимас қилинар еди. Вә, кимәрсә У'ниңға қол тәккүзгән болса уларниң һәммиси шипа тапар еди.

7 Фәрисийләр вә бәзи қануншүнаслар Куддус'дин кәлгәч Әйса'нин, өпчөрисигә йиғилишти.
2 Вә, У'ниң муритлириниң бәзиләрхшиң напак, йәни йуйулмиған қоллири билән тамақ йәп турғанлиқлирини көрүп қусур тапти.
3 (Чүнки Фәриспйләр вә барлиқ Йәһудиләр атабабаларниң өрпи-адети бойичә қоллирини тап-таза йумастин балдур ғиза йемәс.
4 Вә базардин кәлгәндә, йуйунмастин балдур ғиза йемәс вә шундақла, чинә-қача, қазан-тавақ вә мис қачилирини йуйуш охшаш нурғун рәсим-русүмлири бар.)
5 Фәрисийләр вә қануншүнаслар У'ниңға сорап деди ки «Нимә үчүн Сениң муритлприң атабабаларниң өрпи-адәтигә риайә қилмай йуйулмиған қоллири билән ғиза йәйду?»
6 Вә Әйса уларға җзвабән деди: «Йашайа пәйғәмбәр сиз рийакарлар тоғрисида қандақ тоғри каһанәттә болди! Мундақ дәп пүтүлгән ки 'Бу қәвим Маңа ләвлиридә һөрмәт қилиду. Амма, уларниң қәлби Мениңдин йирақ.
7 Улар Мада биһудә ибадәт қилиду. Чүнки, уларниң өгүтүдиған тәлими инсан бойруқлиридур'.
8 Силәр Тәңриниң әмрини тәрк қилип инсанларниң адәтлиригә әргишисиләр. Қазан-тавақ вә чинә-қача йуйар вә буниңға охшаш нурғун ишләрни қиларсилар».
9 Әйса дәвам қилип уларға мундақ деди: «Өз адәтлириңләрни сақлап қелиш үчүн Тәңриниң әмрини әпчиллик билән чәткә қақисиләр!
10 Мәсилән, Муса дегән ки 'Атаңға вә анаңға еһтирам көрсәт', вә 'Ким ки атиға вә аниға тил узатса мутләқ өлтүрүлсун'.
11 Бирақ, силәр әйтисиләр 'Әгәр бир киши өзиниң атисиға вәйаки анисиға «Мениңдин һасил қилидиғанлариң қорбаи, йәни Тәңригә иһсан қилинған» десә'.
12 Униң өз атисиға вәйаки өз анисиға икрамда болишиға һәргиз йол қоймайсиләр.
13 Буниңлиқ билән өзүңләрниң адәтиңләр бойичә Тәңриниң кәламини батил қилип, йәнә буниңға охшаш нурғун ишләрни қилисиләр.
14 Вә, һәммә халайиқни Өз йениға кичқирип, уларға мундақ деди: «Һәммиңләр Мени тиңлаңлар вә чүшүнүңләр.
15 Инсанниң тешидин ичигә кирип, уни кирләткүчи бир нәрсә йоқ. Бирақ, инсанни кирләткән - униң өзиниң ичидин чиққан нәрсиләрдур.
16 Тиңлашқа қулиғи болған һәр ким тиңлисун».
17 Җамаәтдин айрилип өйгә кирди. Муритлири бу мәсәл һәққидә У'ниңдин изаһат истиди.
18 Бә, У уларға деди ки «Силәрму шунчилик пәһимсиз му? Ташқиридин инсанниң ичигә киргән һәр қандақ нәрсиниң, уни кирләталмәйдиғанлиғини уқмамсиләр?
19 Чүнки у нәрсә инсанниң қәлбигә әмәс, бәлки қарниға кириду вә һаҗәтханиға чиқип кетиду». (У, буниңлиқ билән барлиқ йемәкләрни пак дәп елан қилди.)
20 У, дәвам қилип деди ки «Инсанниң ичидин чиққан нәрсә инсанни напак қилиду.
21 Чүнки, ичтин, йәни инсанларниң қәлбидин чиқидиған нәрсиләр - йаман пикирләр, зинакарлиқ, әхлақсизлиқ, қатиллиқ,
22 оғрилиқ, тамаһкарлиқ, йаманлиқ, һиләбазлиқ, шәһвәтпәрәстлик, қизғанчуқлуқ, төһмәткарлиқ, ғурур вә һамақәтликләрдур.
23 Бу йаман нәрсиләрниң һәммиси инсанниң ичидин чиқип инсанни напак қилиду».
24 У, бу йәрдин чиқип Сур вә Сайда мәнтиқисигә җөниди. Вә, бир өйгә кирип, һеч кимниң хәвәрдар болмаслиғини истигән болсиму йәнә мөкүналмиди.
25 Чүнки, кичик қизи напак роһқа муптала болған бир айал У'ниң һәққидә хәвәр ишиткәч, У'ниң йениға келип айеғиға йиқилди.
26 Бу айал Йунанлиқ болуп, Сурийәлик Фәникә ирқиға мәнсуп еди. У, җинниң өз қизидин чиқирилип етилишини тиләп йалварди.
27 Амма Әйса айалға деди ки «Һәммәдин әввәл балиларни тойғузуш керәк. Чүнки, балиларниң ризқини елип итларға ташлап бериш йахши әмәс».
28 Айал У'ниңга җавап берип деди ки: «Хоп, тәқсир. Амма, җозаниң астидики итларму балилардин ашқан увақларни йәйду-ғу».
29 Әйса, айалға хитап қилип деди: «Бу сөзүң үчүн чиқип кәткин. Җин қизиңдин аҗрилип чиқти».
30 Вә бу айал өйигә қайтқач, қизини йатақта йатқан һалда көрди. Җин униңдин аҗрилип кәткән еди.
31 Әйса, Сур вә Сайда тәвәсидин чиқип, Декаполис мәнтиқисини аша Җәлилийә көлигә йәнә барди.
32 Кишиләр У 'ниң алдиға гас вә кикәш бир адәмни елип келип, бу адәмгә қол тәккүзүши үчүн У'ниңға илтимас қилди.
33 Әйса, у адәмни халайиқтин чәткә елип чиқип, Өзиниң бармақлирини униң қулаклириға тиқти вә түкүрүк билән униң тилини сипади.
34 Вә асманға қарап чуңқур аһ тартип, униңға «Әффата» («Ечил») деди.
35 Һаманла униң қулақлири ечилди вә тилиниң тутуқлиқиму йешилип данму дан сөз қилишқа башлиди.
36 Әйса уларға бу һәқтә һеч кимгә һеч нимә әйтмаслиқни бойриди. Амма, У қанчилик бу хил тәнбиһләрдә болсиму, халайиқ шунчилик көп учур йайар еди.
37 Буни ишиткәнләр артуқчә һәйран болуп «У, һәр нәрсини йахши қилди, һәтта гасларни ишитидиған вә гаччаларни сөзләйдиған һалға кәлтүриду-ғу!» дәп туридиған болди.

8 Әшу күнләрдә көплигән хәлқ топлинишқан еди. Ғизасиз қалганлиқлнри үчүн Әйса, Өз муритлирини йениға қичқирип әйтти ки
2 «Хәлиққә ичим ағрийду. Чүнки, улар үч күндин бери мәниң йенимда турмақда. Уларниң йегили һеч нәрсәси йоқ.
3 Әгәр уларни өйлиригә ач қайтурсам йолда һалсизлинип қалар. Чүнки уларниң бәзилири йирақлардин кәлгән».
4 Муритлири У'ниңға җавабән мундақ деди: «Бу байабанда бунчилик кишини тойғузуш үчүн ким нәдин нан тапалайду?»
5 Әйса улардин сориди: «Қанчилик нениңлар бар?». Вә улар «Йәтти данә» деди.
6 Вә, У, җамаәтни йәргә олтурушқа бойриди; йәтти нанни қолиға елип шүкран әйтип ошутти вә җамаәткә тарқитиш үчүн Өзиниң муритлириға бәрди вә улар җамаәткә сунди.
7 Уларниң йанлирида бир қанчә данә ушшақ белиқму бар еди. У, шүкран дуаси қилғач бу белиқларниңму җамаәткә сунулишини бойриди.
8 Һәрким буларни йәп тойди вә ашқан увақлар билән йәтти йуған сәвәтни тошқузуп елишти.
9 Йәгәнләрниң сани төрт миға йеқин киши еди вә Әйса, уларни йолға озутуп қойди.
10 У өзиниң муритлири билән дәрһал қейиққа олтуруп Далманута вилайитигә барди.
11 Фәрисийләр чиқип келип, Әйса'ни синаш үчүн У'ниңдин сәмадин бир аламәт истәп мунақишигә киришти.
12 Вә, У Өз роһи билән чуңқур аһ тартип деди ки «Бу нәсил нимә үчүн аламәт истәйду? Силәргә тоғрисини әйтимән, бу нәсилгә һеч қандақ аламәт берилмигүси».
13 Улардин айрилғач, йәнә қейиққа олтуруп удул тәрәпкә өтти.
14 Амма, муритлар нан елишни әслиридин чиқарған еди; вә қейиқта йанлирида пәқәт бирла нан бар еди.
15 У, тәнбиһтә болуп уларға әйтти: «Диққәтлик болуңлар. Фәрисийләрниң хемир турушидин вә Һеродис'ниң хемир турушидин агаһ болуңлар!».
16 Улар болса нанлириниң йоқлиғидин өз ара бәһискә киришмәктә еди.
17 Вә, Әйса буни билгәнлиги үчүн уларға деди:
«Йениңларда нан болмиғанлиғидин нимишкә бәһис қилип турисиләр? Техичә көрмиднңләрму? Уқмидиңларму? Йүригиңләр ташқа айландиму?
18 Көзүңләр бар туруп көрмәмсиләр? Кулиғиңлар бар туруп ишитмәмсиләр? Вә әслимәмсиләр?
19 Бәш данә нанни бәш миң кишнгә уләштургән вақтимда увақлиридин канчә йуған сәзәтни тошқузған едиңләр?». Муритлар «Он икки» деди.
20 «Йәтти нанни терт миң кишигә үләштүргән вақтимда увақлиридин қанчә йуған сивәтни тошқузған едиңләр?». Улар «Йәтти» дәп җавап бәрди.
21 Вә У, уларға деди: «Техичә ухмудуңларму?»
22 Вә улар Бәйтсайда'ға йетип барди. У'ниң алдиға бир көр адәм кәлтүрүлүп, бу адәмгә қол тәккүзүши илтимас қилинди.
23 У, көр адәмни йетиләп, йезиниң четигә елип чиққач, көзлиригә түкүрүп, өзиниң қоллирини униң үстигә қойуп сориди: «Бир нимә көрдүңму?»
24 Вә, у адәм йукари қарап «Адәмләрни көрүватимән. Улар меңип турған дәрәхләрдәк көрүнүватиду» деди.
25 Андин, У, қоллирини қайтидин униң көзлиригә қойди; у адәм тикилип қариди вә көзлири түзүлүп һәр нәрсини рошән көрүшкә башлиди.
26 Вә, Әйса уни өйигә узатқач «Йезигиму кирмә вә йәзида һәч кимгәму хәвәр әйтма» деди.
27 Әйса, муритлири билән биллә Филип Қайсәрийәсиниң йезалириға чиқти вә йолда муритлиридин сүрүштүрүп сориди: «Хәлқ мени ким дәп атайду?»
28 Вә улар җавабән «Ваптист Иәһйа, вә башқилар Илйас вә бәзилири пәйғәмбәрләрниң бири дәп атайду» деди.
29 Вә, У, йәнә улардин сориди: «Силәр мени ким дәп атайсиләр?» Петрус, У'ниңға җавап берип «Сән Мәсиһ'сән» деди.
30 Әйса, Өзиниң ким екәнлигини һеч кимгә әйтмаслиқлирини уларға тапилиди.
31 Вә тәлимат берип, Инсан Оғлиниң көп азап тартишиға, ақсақаллар, баш каһинлар вә қануншүнаслар тәрәпидин рәд килинишиға вә өлтүрүлүп үч күн кейин қайтидин тирилишиға тоғру кәлгәнлиғини әйтти.
32 У, бу мәсәлини очуқ рәвиштә ипадә қилмақта еди. Вә Петрус У'ни чәткә тартип азарлиғили башлиди.
33 Әйса, бурулуп қарап Өзиниң муритлирини көрүп, Петрус'ни азарлиди вә деди ки «Арқамға өт, шәйтан! Сән Тәңриниң әмәс вә бәлки инсанларниң ойлиғанлириға көңүл қойуватисән».
34 Вә җамаәт билән Өзиниң муритлирини қичқирип уларға мундақ деди: «Кимәрсә ки Мениң кәйнимдин йүрүшни хаһлиса өз нәпсидин фәрағәт қилип, чармнхини көтүрүп Маңа әргәшсун.
35 Чүнки, кимәрсә өзиниң җенини қуткузушни хаһлиса уни уттурар вә кимәрсә Мениң үчүн вә Хош Хәвәр үчүн өз җенини уттурса уни қутқузуп қалар.
36 Бир адәм пүткүл дүнийани утуп өз җенини уттурса буниңдин нимә пайда көрәр?
37 Бир адәм өзиниң җеннниң бәдилигә нимә бәрә?
38 Кимәрсә бу бузуқ вә гукаһкар нәсил арисида Мениңдин вә Мениң сөзлиримдин уйалса, Инсан Оғлиму Өз Атисиниң җалаләтидә муқәддәс пәриштиләр билән кәлгән вақтида униңдин уйалғуси».

9 Әйса, уларға деди ки «Мән силәргә тоғрисини әйтимән. Бу йәрдә турғанларниң бәзилири, Тәңриниң сәлтәнәти өз қудрити билән кәлгинини көрмәстиң әҗәлниң тетини тетимас».
2 Әйса алти күн кейин Петрус, Йакуп вә Йәһйа'ни Өз йениға елип өз алдиға игиз бир таққа елип чиқти. Өзи уларниң алдида түс алмаштурди.
3 Вә, У'ниң либаси йалтирақ вә қардәк, пәвқүладдә ақ түс алди ки йәр йүзидә һеч қандақ йуйуқчи уни шунчилик ақарталмас еди.
4 Муритларға Илйас, Муса билән бирликтә пәйда болди вә улар Әйса билән сөзлүшүп турған вәзийәттә еди.
5 Петрус Әйса'ға қарата деди ки «Устаз! Бизниң бу йәрдә турушимиз йахши. Биз үч сайиван қурайли ки бпри Саңа, бири Муса'ға вә йәнә бири Илиас'қа тегишлик болсун».
6 Чүнки Петрус нимә дейишни биләлмәй қалған еди, чүнки уларни қорқунчлуқ басқан еди.
7 У дәмдә бир булут пәйда болуп, уларни күләңгә астиға алди вә булуттин бир аваз чиқип деди ки: «Бу - Мәниң сөйүмлүк Оғлум. У'ни тиңлаңлар».
8 Улар бирдинла өпчөрилиригә қарап пәқәт Әйса'дин башқа һеч кимниң өзлириниң йанлирида болмкғанлиғини байқиди.
9 Улар тағдин чүшкәч, У, та ки Инсан Оғли өлүктин тирңлгәнгичә, бу көргәнлирини һеч кимгә әйгмаслиқлири үчүн уларға бойруқ бәрди.
10 Вә, улар бу сөзни өз көңүллиригә пүтүп, «Өлуктин тирилиш» дегән сөзниң қандақ мәнаға келидиғанлиғи тоғрисида өз арилирида музакерәгә киришти.
11 Вә, улар Әйса'ға мундақ дәп суал қойди: «Нимишкә қануншүнаслар, дәсләп Илйас'ниң келиши керәк дәп әйтишиду?»
12 Әйса уларға җавабән деди ки «Әлбәттә, дәсләп Илйас келиду вә һәр нәрсини өз петигә келтүрүду. Амма, Инсан Оғлиниң нурғун азап чекидиғанлиғи вә харзарлиққа дуч келидиғанлиғи тоғрисида йезилғанлиғи қандақ?
13 Амма, Мән силәргә әйтимән ки Илиас һәқиқәтән кәлгән вә униң һәққидә йезилғенидәк, улар нимә истигән болса униңға рава көргән».
14 Муритларниң йениға қайтип барғач, нурғунлиған җамаәтни уларниң өпчөрисигә йиғилған вә бәзи қануншүнасларни улар билән мунақишәгә киришкән һалда көрди.
15 Барлиқ җамаәт дәрһал У'ни көргәч һәйран қалди вә У'ниңға салам бериш үчүн алдиға йүгүрүштн.
16 Вә, У сориди: «Улар билән нимә хусуста муназәрә қилип турисиләр?»
17 Җамаәттин бири җавап берип деди ки «Устаз! Мән Саңа тилсизлкқ роһиға тутқун болған оғлумни елип кәлдим.
18 Роһ уни қандақ бир йәрдә тутса, өрүп ташлайду; оғлумниң ағзидин күпүк келиду; чишлирини ғичирдитиду вә қетип қалиду. Бу роһни һайдап чиқиришлирини Сәниң муритлириңдин сорудум. Бирақ, улар бу роһни чиқиралмиди».
19 Буниңға муқабил, Әйса уларға деди: «Әй, ишәнчсиз нәсил! Қачанғичә силәр билән болимән? Қачанғичә силәргә тақәт қилишим керәк? Балини Мениң алдимға елип келиңләр».
20 Вә уни Әйса'ниң алдиға елип келишти. Роһ, Әйса'ни көрүш билән балини титрәккә салди; бала йәргә йиқилип чүшүп йумуланди вә ағзидин күпүк чиқти.
21 Әйса, униң атисидин «Қачандин бери у бу һаләттә еди?» дәп сориди вә у адәм деди ки «Кичиклиғидин бери.
22 Вә уни һалак қилиш үчүн көп вақитларда уни һәм отқа вә һәм суға етип турди. Әгәрчә, қолуңдин кәлсә, бизгә рәһим қил вә мәдәт көрсәт».
23 Әйса униңға деди: «'Қолундин кәлсә' му?! Ишәнчиң болса һәр иш мумкин».
24 Балиниң атиси һаман вақирап көзигә йаш елип «Ишәнч кәлтүримән. Ишәнчсизлиғимдә маңа йардәм қил!» деди.
25 Өзиниң әтрапида җамаәтниң йүгүрүшүп кәлип йиғилғанлиғини көргәч, Әйса напак роһни азарлап униңға хитабән деди ки «Әй, тислиз вә гачча роһ! Мән саңа әмир беримән: У'ниңдин чиқ вә униңға қайтип кирмә!»
26 Роһ үнлүк вақирап, балини қаттиқ титрәққә селип чиқип кәтти. Бала җәсәткә шунчилик охишап қалди ки көпчүлүк уни «өлди» дзп зән қилди.
27 Амма, Әйса уни қолидин тутуп өрә қопқасди вә бала өрә турди.
28 Әйса өйгә киргәч, муритлири хилвәттә У'ниңға сориди; «Нимишкә биз у роһни һайдап чиқиралмидуқ?»
29 Вә, У әйтти ки «Бу түрлүгини дуа вә розидин башқа нәрсә билән чиқириш мүмкин әмәс».
30 Улар бу йәрдин чиңқач, Жәлилийә аша йүрүшкә башлиди. У, һеч кимниң бу һаләттин хәвәрдар болушини истимәс еди.
31 Чүнки, У Өзиниң муритлириға тәлимат берип әйтар еди ки «Инсан Оғли инсакларниң қоллириға тапшурулур вә инсанлар У'ни өлтүрүр. Амма өлгәндин кейин үчүнчи күндә қайтидин тириләр».
32 Бирақ, улар бу сөзни уқмиди вә У'ниңдин сорашқиму қорқти.
33 Әйса Капернаһум'ға йетип барди. Вә, өйдә болғач «Йолда нимә тоғрисида сөзләштиңләр?» дәп улардин сориди.
34 Амма, улар үн чиқармиди. Чүнки, улар «Қайсимиз чоң» дәп йолда бирбири билән бәһискә киришкән еди.
35 У, олтурғач, Он Ииккиләрни қичқирип уларға әйтти: «Ким биринчи болушни хаһлиса, у һәмминиң кейинкиси вә һәмминиң хизмәткари болғуси».
36 Вә, бир балини тутуп уларниң арисида өрә турғузди вә у балини қучақлап деди ки:
37 «Кимәрсә Мениң намим билән буниңдәк бир балини қобул қилса, Мени қобул қилған болуду вә кимәрсә Мени қобул қилса, Мени әмәс, бәлки Мени иветкучини қобул қилған болуду».
38 Йәһйа У'ниңға мундақ деди: «Устаз! Сениң намиң билән җинләрни һайдап чиқарған бир адмни көрдук. У, биз йақтикиләрдин болмағанлиғи үчүн ивәтуни тосимақчи болдуқ».
39 Амма, Әйса әйтти ки «Уни тосимаңлар! Чүнки Мениң намим билән мөҗизә йаратқучи вә һаман Мениң һәққимдә йаман сөз қилғучи һеч ким йоқ.
40 Чүнки, бизгә зит болмиған һәр бир киши бизниң билән биргә.
41 Мән силәргә тоғрисини әйтимән ки Мәсиһ'кә әргәшкүчиләр дәп аталғанлиқлириңлар үчүн силәргә кимәрсә ичиш үчүн бир қача су икрам қилса, у адәм өз мукапатидин қуруқ қалмайду.
42 Кимәрсә Маңа әқидә бағлиған кичикләрдин бирини гунаһқа салса униң бойниға йуған түгмән теши есилип, деңизгә етилиши йахширақ.
43 Әгәр қолуң сәни гунаһқа салса уни кесип ташла! Икки қол билән җәһәннәмниң өчмәс отиға кириштин көрә, чулақ болуп һайатқа улашмақ йахширақ.
44 У йәрдә уларниң қурути өлмәс вә оти өчмәс.
45 Әгәр айиғиң сәни гунаһқа салса, уни кесип ташла! Икки айак билән җәһәннәмниң өчмәс отиға ташлиништин көрә, тукур болуп һайатқа улашмақ йахширақ.
46 У йәрдә уларниң қурути өлмәс вә оти өчмәс.
47 Әгәр көзүң сәни гунаһқа салса, уни уйуп ташла! Икки көз билән җәһәннәмниң отиға ташлиништин көрә, йәккә көз билән Тәңриниң сәлтәнәтигә кириш йахширақ.
48 У йәрдә уларниң қурути өлмәс вә оти өчмәс.
49 Чүнки, һәр ким от билән тузланғуси. Вә һәр қурбан туз билән тузланғуси.
50 Туз йахши. Амма, туз өзиниң тәмини йоқатса уни нимә билән тузлайсиләр? Ичиңләрдә тузни сақлаңлар вә бирбириңләр билән течлиқ ичидә йашаңлар!».

10 Әйса бу йәрдин Йәһудийә мәнтиқисигә вә Әрдән'ниң нерисиға җөниди. Йәнә җамаәт У'ниң әтрапиға йиғилди. Өзиниң адәти бойичә йәнә уларға тәлим бәргили башлиди.
2 Бәзи Фәрисийләр У'ниң алдиға келип, У'ни синап «Бпр әркәкниң өз айалини талақ қилиши җаизму?» дәп суал қойушти.
3 У, җавап берип дедн ки: «Муса силәргә нимәни әмир қилған?»
4 Вә улар әйтти ки «Муса, әркәкниң талақ хәтини пүткәндин кейин айалини талақ қилишиға рухсәт бәргән».
5 Амма, Әйса уларға деди: «Силәрниң қәлбиңләрниң қаттиқлиғидин, у силәргә бу әмирнамәни йезип қалдурған.
6 Бирақ, хилқәтниң иптидасидин башлап Тәңри инсанларни әр вә хотун қилип йаратти.
7 Шу сәвәптпн, әр киши өзиниң атисидин вә анисидин аҗралғуси, өз айалиға бағланғуси,
8 Вә иккөйлән йәквуҗут болғуси. Нәтиҗидә улар икки әмәс, бәлкн йәквуҗут болғуси.
9 Шуниң үчүндур ки Тәңриниң баш қоштурғенини һеч кимниң аҗратмаслиғи керәк».
10 Өй ичидә У'ниң муритлири бу һәқдә У'ниңдин қайтидин йәнә изаһат истиди.
11 Вә У, муритлириға деди ки «Кимәрсә өз айалини талақ қилип башқа бир хотун
билән өйләнсә униңға қарши зина қилған болуду.
12 Әгәр бир айал өз еридин аҗрилип башқа бир әркәк билән өйләнсә у му зина қилған болуду».
13 У'ниң қоли тәгсун дәп У'ниң алдиға кичик балилар әлип кәлтүрүлди. Бирақ, муритлар балилирини елип кәлгәнләрни азарлиди.
14 Әйса бу һаләтни көргәч аччиғланди вә уларға деди ки «Балиларниң Мениң алдимға келишигә йол бериңләр. Уларни тосмаңлар! Чүнки Тәңриниң сәлтәнәти буниңға охшашларға тааллуқтур.
15 Силәргә тоғрисини әйтимән ки кимәрсә Тәңриниң сәлтәнәтини бир балиға охшаш қобул қилмиса, у бу сәлтәнәткә дахил болалмайду».
16 Вә балиларни қучиғиға алди вә Өзиниң қоллирини уларниң үстигә койуп еһсан дуаси қилди.
17 Әйса сәпәргә чиқиш алдида турғанда бир киши йүгүрүп келип, тиз чөкүп «Әй қәдирдан Устаз! Мәнгүлүк һайатқа варис болуш үчүн нимә қилишим керәк?» дәп сориди.
18 Әйса унинға деди: «Нимишкә Мени қәдирдан дәп атайсзн? Тәңриниң Өзидин башқа һеч ким қәдирдан әмәс.
19 Әмирләрни бплисән: зина қилма; қатиллиқ қилма; оғрилиқ қилма; йалған гувачилиқ қилма; һәқсизлиқ қилма; атаңға зә анаңға еһтирам көрсәт!».
20 Вә адәм деди ки «Устаз! Мән бу нәрсиләрниң һәммисигә йашлиғимдин бери реайә қилип кәлгәнмән».
21 Әйса униң йүзигә қарап сөйгү Һис қилди вә деди ки: «Сениң бир иәрсәң кәмчил. Кәткин вә барлиқ тәәллуқатиңин сат вә кәмбәғәлләргә бәр! Җәннәттә хәзинә таписән. Андгш кәл, чармихиңин тошу вә Маңа әргәш!».
22 Бу сөзләрни ишиткәч у адәм йөзи солған һалда гәмкинлик билән узақлашти. Чүнки, униң мал мүлки көп еди.
23 Әйса өпчөрисигә қарап муритлириға әйтти ки «Дөләтмәнләрниң Тәңриниң сәлтәнәтигә дахил болуши қанчилик қийин екән!»
24 Муритлир У'ниң сөзигә һәйран болушти. Амма, У йәнә уларға қарата мундақ деди: «Балилар! Малиға-мүлкигә ишәнч бағлағанлар үчүн Тәңриниң сәлтәнәтигә дахил болуш қанчилик қийин!
25 Дөләтмәнниң Тәңриниң сәлтәнәтигә дахил болушидин, төгиниң, йиңниниң түшүгидин өтүши асанрақ».
26 Улар техиму көп һәйран болушуп: «У һалда ким ниҗат тапиду?» дейишти.
27 Әйса уларға қарап деди ки «Инсанлар үчүн бу имкансиз. Бирақ, Тәңри үчүн имкансиз әмәс. Чүнки, Тәңри үчүн һәр нәрсә мүмкин».
28 Пәтрус сөзгә арилишип «Мана биз һәммә нимини тәрк қилип Саңа әргәштуқ» деди.
29 Әйса җавабән мундақ деди: «Мән силәргә тоғрисини әйтимән, Мәниң үчүн вә Хош Хәвәр үчүн өйини, йа ака-укилирини, йа ача-сеңиллирини, йа атисини, йа анисини, йа айалини, йа балилирини вәйаки терилғулиқлирини тәрк әткән һеч кимәрсә йоқ ки
30 һазирқи чағда тәқибат билән бигрә йүз мисли артуқ болған һалда өйләргә, ака-укиларға, ача-сеңилларға, атиларға, аниларға, балиларға вә терилғу йәрлиригә вә кәләчәк чағда мәнгүлүк һайатқа егә болмиған болсун.
31 Амма, алдинқиларниң көпи кейинки вә кейинкиләр алдинқи болғуси».
32 Улар Куддус'қа чиққан йолға раван болди. Әйса уларниң алдида кетип барар еди. Муритлар һәйран қелишти вә уларға әргәшкәнләр қорку ичидә еди. Әйса, Он Иккиләрни қайтидин йениға қичқирип, Өзиниң бешиға нимә келидиғанлиғини аңлатқили башлап мундақ деди:
33 «Мана әмди Қуддус'қа кетиватимиз. Инсан Оғли баш каһинларниң вә қануншүнасларниң қолиға тапшурулғуси; улар У'ни өлүм җазасиға мәһкум қилип бутпәрәстләргә тәслим қилғуси.
34 Вә, улар У'ни мәсхәрә қилип, дәрәләп, йүзигә түкүрғуси вә өлтүрғуси. У, үчүнчи күндә қайтидин тирилғуси».
35 Зәбәдий'ниң оғуллири Йақуп вә Йәһйа Әйса'ниң алдиға келип әйтти ки «Әй Устаз! Биз Сәниңдин нимә сорисақ, шуни бизниң үчүн ада қилишиңни өтүнимиз».
36 Вә У, уларға деди: «Силәр үчүн нимәни ада қилишимни истәйсиләр?»
37 Улар әйтти ки «Сәниң җалаләтиңда биримизниң оң йеқинда йәнә биримизниң сол йекиңда олтурушимизға рухсәт қил!».
38 Бирақ, Әйса уларға деди: «Нимә истигәнликлириңләрни өзүңләр билмәй турупсиләр. Мән ичидиғин қачадин ичаламсиләр? Мән ваптиз қилинидиған ваптиз билән ваптиз қилиналамсиләр?»
39 Вә улар «Қилиналаймиз» деди. Әйса уларға әйтти: Мән ичидиған қачадин ичисиләр вә Мән ваптиз қилинидиған ваптиз билән ваптиз қилинисиләр.
40 Бирақ, оң вәйаки сол йеқимда олтурғузуш Мениң ихтийаримда әмәс. Бу, кимләр үчүн тәййарланған болса уларға мәхсус».
41 Буни ишиткәч он мурит Йақуп билән Йәһиа'ға хапа болди.
42 Әйса уларни Өз йениға қичқирип әйтти: «Биләмсиләр ки ғәйрий улусларниң һүкүмдарлири болуп тонулғанлар уларниң үстидә һаким болар вә улуғлири болса уларниң үстидә сәлтәнәт орнутурлар.
43 Бирақ, силәрниң араңларда бундақ болмаслиғи керәк. Силәрдин қайси бири чоң болмақчи болса, униң силәргә хизмәткар болуши керәк.
44 Вә силәрдин қайси бири бкринчи болушни тилисә, униң һәммигә қул болуши керәк.
45 Шу қәдәр ки һәтта Инсан Оғлиму Өзигә хизмәт қилдуруш үчүн әмәс вә бәлки хизмәт қилишқа, Өзиниң һайатини көплигән инсанлар үчүн пида қилишқа кәлгән».
46 Улар Ериха'ға барди. У, муритлири вә нурғун җамаәт билән Ериха'дин чиқип кетип барғанда Тимай'ниң оғли Бартимай исимлик көр тиләнчи йол бойида олтурар еди.
47 У, «Насирә'лик Әйса келиватиду» дәп ишиткәч «Давут'ниң Оғли Әйса! Маңа рәһим қилғин!» дәп вақиргили башлиди.
48 Көплигән кишиләр уни йақимиқтуруш үчүн қаттиқ ундәштә болған болсиму, у «Давут'ниң Оғли! Маңа рәһим қилғин!» дәп техиму артуқча вақирар еди.
49 Әйса тохтап У'ни қичқириңлар!» деди. Вә улар қарғо адәмни қичқирип «Йүрәклик бол! Қоп! У, сени қичқириватиду» дәп әйтти.
50 Өзиниң чапинини етип ташлап, орнидин қопти вә Әйса'ниң алдиға кәлди.
51 Әйса у адәмгә қарата сориди: «Сәниң үчүн нимә қилишимни тиләйсән?». Қарғо адәм У'ниңға «Раббуний! Көзлиримниң ечилишини тиләймән» деди.
52 Вә, Әйса униңға әйтти ки «Йолуң болсун. Ишәнчиң саңа ниҗат бәрди». Көр адәм дәрһал көрәр һалға келип, йолда Әйса'га әргишип маңғили башлиди.

11 Қуддус'қа йеқинлишип Зәйтунлуқ теғиниң йан бағридаки Бәйтфаҗи вә Бәйтанйа'ға йетип кәлгәч, Әйса Өз муритлириниң иккисини алдин-ала ивәтти.
2 Вә, уларға деди ки «Удулуңлардики йезиға бериңлар. У йәргә беришиңлар билән бағлақлиқ вә тәхичә үстигә һеч ким минмигән бир тәхәрни таписиләр. Уни йешип бу йәргә елип келиңләр.
3 Әгәр бирәр ким 'Нимишкә андақ қилисиләр' дәп сориса, Рәб'ниң униңға иһтийаҗи болғанлиғини вә уни дәрһал қайтуруп ивәтидиғанлиғини әйтиңлар».
4 Вә улар йолға чиққач, кучида бир ишикниң тешида бағлақлиқ турған бир тәхәрни тепип уни йәшти.
5 У йәрдә турған бәзи кишиләр «Тәхәрни йешип нимә қилисиләр?» дәп сориди.
6 Вә улар Әйса'ниң бойриғинидәк җавап бәргәч, уларға йол қойулди.
7 Тәхәрни Әйса'ниң алдиға елип қелип өзлириниң либаслирини униң үстигә салди вә У минди.
8 Нурғун кишиләр өзлириниң либаслирини йол үстигә йайди вә бәзи башқилар дәрәхләрдин шахлар кесип йол үстигә йейип турар еди.
9 Алдидин маңғанлар вә арқисидин әргәшкәнләр вақирап мундақ дейишти: «Һосанна! Тәңриниң нами билән кәлгүчи мубарәктур!
10 Атимиз Давут'ниң Тәңриниң нами билән кәлгүси сәлтәнәти мубарәктур. Һосанна әрши алада!»
11 Әйса Қуддус'қа барғач ибадәтханигә кирди вә һәр тәрәпкә сәп салғандин кейин кәч кирип қалғач Он Иккиләр билән биллә Бәйтанйа'ға җөниди.
12 Әртиси улар Бәйтанйа'дин чиққанда Әйса'ниң қарни ачти.
13 Йирақга йупурмақлиқ әнҗур дәрәхини көрүп униңда бир нәрсә бармикин дәп бу дәрәхкә қарап маңди. Дәрәхниң түвигә барғач йупурмақлардин башқа нәрсә тапалмиди. Чүнки әнҗур мөсүми әмәс еди.
14 Әйса, дәрәхқә қарап хитап қилип деди ки «Буниңдин кейин һеч ким сениңдин йемиш йемегәй». Муритлири буни ишитти.
15 Улар Қуддус'қа кәлди вә Әйса ибадәтханигә кирип униң ичидә елим-сетим билән мәшғул болғанларни қоғлап чиқиришқа башлиди; саррапларниң тәзгаһлирини вә кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүп ташлиди.
16 Неч кимниң ибадәтханиниң ичидин өтүп бир нәрсә елип чиқип кетишигә рухсәт бәрмиди.
17 Вә уларға тәлимат берип әйтти ки «'Мениң өйүм барлиқ милләтләрниң дуаханиси дәп әитилғуси' дәп пүтүлмигәнмиди? Бирақ, силәр бу өйни булаңчиларниң ғариға айландурдуңлар».
18 Қануншүнаслар вә баш каһинлар буни ишитип, Әйса'ни қайси йол билән йоқ қилишниң чарисини изләшкили киришти. Чүнки барлиқ җамаәт У'ниң тәлиматиға һәйран қалғанлиқлири үчүн У'ниңдин қорқушқа башлиған еди.
19 Ақшам болғанда У, шәһәрдин чиқип кәтти.
20 Әттигәндә йолдин өтүп кетивитип, улар әнҗур дәрәхиниң йилдизлиридин қуруп кәткәнлигини көрди.
21 Вә Петрус, болған вақиәни әсләп У'ниңға деди: «Устаз! Әнә қара! Сәниң қарғишиң тәккән әнҗур дәрәхи қуруп кетипту».
22 Әйса җавабән уларға әйгти ки: «Тәңригә ишәнч кәлтүрүңләр!
23 Мән силәргә тоғрисини әйтимән ки кимәрсә шу таққа 'орниңдин қозғал вә деңизгә етил' десә вә өз дилидә шәк кәлтүрмәстин өзиниң әйтқининиң болушиға ишәнч билдүрсә, у нимә десә шу болғуси.
24 Шуңлашқа, силәргә әйтимән ки: дуа қилип нимә тилисәңләр, буниңға наил болудуғанлиқлириңларға ишиниңләр вә бу силәргә нәсип болғуси.
25 Һәр қачан дуаға турған чағлириңларда һәр қандақ бир кишигә қарши адавәтиңләр бар болса у кишини әпу қилиңлар. Буниңлиқ билән Сәмадики Атаңларму силәрниң қусурлириңларни әпу қилар.
26 Мубада, силәр әпу қилмисаңлар, Сәмадики Атаңларму силәрниң қусурлариңларни әпу қилмас».
27 Улар йәнә Қуддус'қа кәлди. У, ибадәтханиниң ичини айлинип йүргәндә, баш каһинлар, қануншүнаслар вә ақсақаллар У'ниң алдпға кәлди;
28 Вә, У'ниңға деди: «Сән қандақ салаһийәт билән бундақ қиливатисән? Вәйаки ким Саңа мундақ қилишқа салаһийәт бәрди?»
29 Әйса уларға деди: Мәнму силәрдин бир суал сорай вә силәр маңа җавап бериңләр. Андин кейин мән қайси салаһийәт билән мундақ қиливатқанлиғимни силәргә әйтимән.
30 Йәһйа'ниң ваптизи сәмадинму вәйаки инсанлардинму? Қени, Маңа җавап бериңләр».
31 Вә улар өзара кеңишип бирбиригә дейиштп ки: «Әгәр сәмадин десәк, У 'Андақ болса нимишкә униңға ишәнмәйсиләр ?' дәп суал қойғуси.
32 Амма 'Инсанлардин' дисәк...». Улар җамаәттин қорқар еди. Чүнки, җамаәтниң һәммиси Йәһйа'ни һәқиқий пәйғәмбәр дәп тунар еди.
33 Вә улар Әйса'ға җавап берип «Биз билмәймиз» дейишти. Әйса уларға әйтти ки «Мәнму қандақ салаһийәт билән бу ишләрни қиливатқанлиғимни силәргә әйтмаймән».

12 Әйса, мәсәлләр арқилиқ аңлатқили башлиди: «Бир адәм үзүм бағи қурди; әтрапиға там селип, ширилик үчүн қудуқ колап, бурч йасап бағни бағвәнләргә иҗарәгә берип өзи сәпәргә кәтти.
2 Орма вақти кәлгәндә бағвәнләрдин өзүмликниң бираз мәһсулатини елип келиш үчүн бир қулни уларға ивәтти.
3 Амма, бағвәнләр уни тутуп елип, уруп қуруқ йандурди.
4 Йаңливаштин, башқа бир қулни ивәтти. Униңға таш етип бешини йара қилип уйатсизчә муамилидә болуп қайтурди.
5 Йәнә башқа бирини ивәткәндә уни өлтүрүшти. У, башқа нурғун адәмләрни ивәтти. Бағвәнләр бәзисини урди, бәзисини өлтүрди.
6 Қала қала бир киши қалди. У өзиниң сөйүмлүк оғли еди. 'Улар мениң оғлумға һөрмәт қилар' дәп ойлап уларға әң ахирида уни ивәтти.
7 Бирақ, бағвәнләр өзара дейишти ки 'Бу болса мирасхор. Әмди, буниму өлтүрәйли, мирас бизгә қалиду'.
8 Вә улар уни тутуп өлтүрүп, бағниң тешиға ташлап атти.
9 Әмди бағниң игеси нимә қилсун? У өзи келип, бағвәнләрни йоқутуп, бағни башқиларға тапшуруғуси.
10 Силәр мана шу Пүтүкни оқумиғанму?:
'Тамчилар чөрүп атқан таш нигизлик бир ул теши болди.
11 Бу, Тәңриниң тәрипидин ки Көзимиздә әҗәп иш болди.'»
12 Вә улар Әйса'ни тутушқа урунди. Амма, җамаәттин қорқти. Улар бу мәсәлниң өзлиригә қаритип әйтилғанлиғини чүшүнгән еди. Вә У'ниң йенидин кетишти.
13 Улар сөз билән тозаққа чүшүрүш үчүн У'ниң алдиға Фәрисийләрдин вә Һеродисийләрдин бәзиләрни ивәтти.
14 Булар келип У'ниңға деди: «Әй Устаз! Сениң һәқиқәтпәрвәр болуп һеч кимгә пәрва қилмайдиғанлиғиңни билимиз. Чүнки, Сән һеч кимгә тәрәптар болмастин пәқәт Тәңриниң йолини һәққанийәт билән тәлим қилисән. Қәйсәр'гә алваң төләш җаизму йаки әмәсму? Алваң төләйлиму йаки төлимәйлиму?».
15 Амма, У, уларниң рийакарлиғини байкиғач «Нимишкә мени синаватисиләр? Маңа бир динар елип келиңләрчу карап бакай» деди.
16 Вә улар бир динар елип кәлгәч, У сориди: «Бу сөрәт вә хәт кимниңки?». Вә, улар «Қәйсәр'ниңки» дәп җавап бәрди.
17 Вә, Әйса уларға деди ки «Қәйсәр'ниңкини Қәйсәр'гә вә Тәңриниңкини Тәңригә бериңләр». Вә улар Әйса'ға һәйран қелишти.
18 Қийамәтни енкар қилғучи бәзи Садуқийләр У'ниң алдиға кәлди вә У'ниңдин суал сорап деди:
19 «Устаз! Муса бизгә шу қанунни йезип кәткән: 'Әгәр бир кишиниң қериндиши өлсә вә униң хотуни тул қелип балиси болмиған болса, униң өз қериндишиниң хотунини елиши вә қериндиши үчүн нәсил қалдуруши керәк.
20 Йәтти қериндашниң тунҗиси өйлүнүп нәсил қалдурмастин өлгән.
21 Иккинчиси униң хотунини алған вә у му нәсил қалдурмастин өлүп кәткән. Үчүнчисиму шундақ болған.
22 Йәттөйлән у хотунни алған вә нәсил қалдурмиған. Әң ахирида у хотунму өлгән.
23 Қийамәттә улар тирилгәндә у айал қайси бириниң хотуни болуду? Чүнки йәттөйләнниң һәммисила у айални хотун қилип алған еди-ғу».
24 Әйса уларға әйтти ки «Силәрниң хаталашқанлиқлариңлар, һәм Пүтүкләрни вә һәм Тәңриниң қудрәтини чүшүнмигәнликлириңләр мана бу сәвәптин әмәсму?
25 Чүнки инсанлар өлүмдин тирилгән вақтида өйләнмәйду вә һәмдә әргә тәгмәйду. Улар сәмадики пәриштиләрдәк йашайду.
26 Амма, өлүкләрниң тирилиши мәсилисигә кәлгәндә, Муса'ниң китабидики 'Отлуқ'ка даир фасилда Тәңриниң униңға нимә дегәнлигини оқимиғанму силәр? Тәңри униңға дегән кн 'Мән Ибраһим'ниң Тәңриси, Исһақ'ниң Тәңриси вә Йақуп'ниң Тәңрисимән.'
27 У, өлүкләрниң әмәс, бәлки тирикләрниң Тәңриси. Силәр бу хусуста наһайти көп хаталашқан».
28 Қануншүнаслардин бири келип, уларниң бәһискә киришкәнлигини ишитти вә Әйса'ниң уларға тоғри җавап бәргәнлигини билип, «Барлиқ әмирләрниң қайсиси биринчи?» дәп У'ниңдин сориди.
29 Әйса җавап берип деди ки «Биринчиси: 'Ишиткин, әй Исраил! Тәңримиз болған Рәб, йәккә Рәбдур.
30 Тәңриң болған Рәб'ни пүтүн қәлбиң билән, пүтүн җәниң билән, пүтүн чүшүнчәң билән вә пүтүн күчүң билән сөугин'.
31 Иккинчиси болса шу: Өз хошнаңни өзүңин сөйгәндәк сөй. Булардин бүйүк башқа бир әмир йоқ»
32 Вә қануншүнас У'ниңға деди: «Тоғри, Устаз! Сән һәқиқәтни сөзләп әйттиң ки Тәңри бирдур вә У'ниңдин башқиси йоқтур.
33 Вә Тәңрини пүтүн қәлбиң билән, пүтүн чүшүнчәң билән, пүтүн җениң билән вә пүтүн күчүң билән вә хошнини өзиңгә болғандәк сөйгү билән сөймәк - пүтүнләй йенип йеқилған нәзирләрдин вә қурбанлардин техиму үстүн».
34 Әйса униң ақиланә җавап бәргәнлигини көрүп әйтти ки «Сән Тәңриниң сәлтәнәтидин узақ әмәссән». Шуниңдин кейин һеч ким У'ниңдин суал сорашқа җәсарәт қилалмиди.
35 Вә, Әйса ибадәтханидә тәлимат берип сөзгә башлап деди ки «Қануншүнаслар 'Мәсиһ, Давут'ниң Оғлидур' дегәнликләри қандақ?
36 Давут өзи Муқәддәс Роһтин илһам елип мундақ дегән: 'Рәб, Рәббимгә әйтти ки Мән сениң дүшмәнлириңни айақ астида қадәмгаһ һалиға кәлтүргәнгичә Мениң оң йенимда олтур'.
37 Давут Өзи У'ни 'Рәб' дәп атар еди. Бу һалда, У қайси түрдә униң оғли болған болуду?» Вә авам хәпқ У'ниң бу сөзлирини зоқ билән тиңлавататти.
38 У, өзиниң тәлиматида уларға мундақ деди: «Узун тонларни кийип айлинип йүрүшни вә базарларда саламлинип,
39 Синагогларда алдинки орунда вә зийапәтләрдә төридә олтурушни йахши көргән қануншүсналарға қарши агаһ болуңлар.
40 Улар тул хотунларниң өй барқисини йәп, заһирән узун узун дуаларни оқуғучилардур ки улар техиму зор җазаға мәһкум болур».
41 Вә, Әйса хәзинәханәниң удулида олтуруп, җамаәтниң хәзинәханиға қандақ пул ташлаватқанлиғини көздин көчүрди. Көплигән бай адәмләр нурғунлап ақча ташлап турар еди.
42 Амма, бир кәмбәғәл тул хотун келип, хәзинәханиға икки данә лептон салди. Бу, бир қодрантлиқ қиймәткә егә еди.
43 Әйса, Өзиниң муритлирини йениға қичқирип мундақ деди: «Силәргә тоғрисини әйтимән, бу кәмбәғәл тул хотун хәзинәханиға барлиқ ианә бәргәнләрдин көпрақ ақча салди.
44 Чүнки, башқиларниң һәммиси өзлиридин артип қалғинини салған болса, бу хотун өзиниң пәқирлиғидин, бари-йоқини ве тирикчилигиниң һәммисини салди».

13 Ибадәтханидин чиққач, муритлиридин бири У'ниңдин сориди: «Устаз, қариғин! Қандақ аҗайип ташлар вә қандақ аҗайип емарәтләр бар екән».
2 Әйса униңға деди ки «Сән бу катта биналарни кердиңму? Һеч бир таш таш үстидә қалмайду; барлиқ ташлар өрүлүп чүшүду».
3 У, ибадәтханиниң удулида, Зәйтунлуқ теғида олтурған мәзгилдә Петрус, Йақуп, Йәһйа вә Андерйа У'ниңдин хилвәттә сориди ки:
4 «Бизга әйткин, бу вақиәләр қачан болгуси вә бу вақиәләрниң барчиси қачан толуқ орундулудиған вақитта қандақ аламәт болғуси?»
5 Әйса сөзгә башлап уларға җдвабән әйтти ки «Агаһ болуңлар! Һеч ким силәрни аздурмисун.
6 Көплигән кишиләр Мениң намим билән келип 'Мән У'дурмән' дәп нурғун адәмләрни аздурғуси.
7 Қачан ки уруш һәққидә хәвәрләрни вә уруш һәққидики шайиәләрни ишитсәңләр, қорқмаңлар. Бу хил һаләтләрниң садир болуши керәк. Амма, техи ахир әмәс.
8 Чүнки милләтләр милләтләргә қарши, падишаһлиқлар падишаһлиқларға қарши уруш ачқуси. Түрлүк йәрләрдә зилзилиләр болғуси, ачарчилиқлар вә қийинчилиқлар йүз бәргүси. Булар пәқәт толғақниң башланғучи.
9 Амма өзүңләргә агаһ болуңлар! Силәрни кишиләр али мәһкәмәләргә тутуп бәргүси вә синагогларда силәрни урғуси вә силәр Мениң дәстимдин шаһитлиқта болуш үчүн валиларниң вә падишаһларниң алдиға кәлтүрүлгән болисиләр.
10 Һәммидин аввал Хош Хәвәрниң барчә милләтләргә бәшарәт қилиниши керәк.
11 Силәрни тутқунға елип мәһкәмәгә кәлтүргән вақитта нимә әйтидиғанлиқлириңларни алдин ала ойлап тәшвишкә түшмәңләр. У дәмдә силәргә нимә илһам әтилсә уни әйтиңлар. Чүнки, уни әйтқучи - силәр әмәс, бәлки у - Муқәддәс Роһдур.
12 Қериндаш қериндашини, ата өз балисини өлүмгә тутуп бәргүси. Пәрзәндиләр болса өз ата вә анилириға қарши чиқип уларниң өлүмигә сәвәп болғуси.
13 Мениң намим үчүн һәммә йақтин нәпрәткә учраған боларсиләр. Амма, ким ки адаққи анғичә чидамлиқ көрсәтсә, у киши ниҗатқа әришгүси.
14 Амма, Данйал пәйғәмбәр бәһс қилған харап қилғучи мәкруһатниң өзигә рава көрүлмигән җайда болғинини көргән вақтиңларда (ки оқуғучи чүшүнүп алсун), Йәһудийә'дәкиләр тағларға қечишсун.
15 Өйиниң өгзисидики киши пәскә чүшмисун вә өйидин бир нәрсә елиш үчүн ичкири кирмисун.
16 Етиздики бириси, тонини елип келиш үчүн қайтип кетмисун.
17 Амма, бундақ күнләрдә һамилә болғанларға вә бавақлирини емизгүчиләргә увал!
18 Дуа қилиңлар ки қачқачқа дуч келишиңләр қиш күнлиригә тоғри кәлмисун.
19 Чүнки, андақ күнләр Тәңри дүнйани йаратқандин бери садир болмиган вә буниңдин кейинму садир болмайдиған мушәққәтлиқ күнләрдур.
20 Тәңри у күнләрни қисқартмиған болса еди, һеч ким ниҗат тапмас еди. Ләйкин, Тәңри Өзи таллап алғанларниң һәққи үчүн у күнләрни қисқартқан».
21 У вакитта әгәр кимәрсә силәргә 'Мәсиһ мана бу йәрдә', 'Мәсиһ әнә у йәрдә' десә ишәнмәңләр.
22 Чүнки, сахта Мәсиһләр, сахта пәйғәмбәрләр төригүси, вә, мүмкин болса, таллап елинғанларни аздуруш үчүн аламәтләр вә кәрамәтләр көрсәткүси.
23 Амма, агаһ болуңлар! Мән силәргә һәммини алдин ала билдүрдүм.
24 Ләйкин у мушәққәттин кейинки күнләрдә қуйаш қараңғулашқуси вә ай өзидин йоруқлуқ бәрмигүси.
25 Йултузлар асмандин төкүлгүси; вә асманда мөҗүт болған қуввәтләр ләрзигә кәлгүси.
26 Әнә у чағда Инсан Оғлиниң улуғ қудрәт вә җалаләт ичидә булутлар билән кәлгәнлиги көрүлгүси.
27 Йәнә у чағда, У, Өзиниң пәриштилирини йоллап, дүнйаниң төрт вурҗигидин, йәр йүзиниң әң чәт қирғиғидин, асманниң әң узақ чекигә қәдәр Өзиниң талланған адәмлирини топлиғуси.
28 Әмди, әнҗүр дәрихидин шу мәсәлни өгүнүңләр: Униң шехи йумшап, йупурмақ чиқарғили башлиғач, йазниң йеқинлашқанлиғини билисиләр.
29 Худди шундақла, силәрму бу вақиәләрниң садир болғанлиғини көргәч, У'ниң йеқинда, һәтта ишик алдида турғанлиғини байқайсиләр.
30 Мән силәргә тоғрисини әйтимән ки бу һадисиләрниң һәммиси садир болмастин бу нәсил өтүп кәтмәс.
31 Асман вә йәр кетәр, амма, Мәниң әйтқанлирим йоқап кәтмәс.
32 Бирақ, у күнни йаки у саәтни Ата'дин башқа һеч ким - нә асмандики пәриштиләр вә нә Оғул билмәс.
33 Агаһ вә һушйар болуңлар! Дуа қилиңлар! Чүнки, бәлгүләнгән вақитниң қачан келишини билмәйсиләр.
34 Бу иш худди сәпәрдики бир адәмниң, өз өйидин чиқиштин аввал өзиниң қуллириға салаһийәт берип һәрбиригә өзигә хас вәзипә тапшуруп, дәрвазавәнни һушйар турушқа бойриғинидәк бир иш.
35 Шунлашқа һушйар болуңлар! Чүнки, өй игисиниң ақшамдиму, йерим кичидә му, хораз чиллиғанда му вәйаки таң сәһәрдә му қачан қайтишини билмәйсиләр.
36 У туйутқсиздин келип силәрни ухлақ һалда көрмүсун.
37 Мән силәргә әйтқанлиримни һәммигә әйтимән: Һушйар болуңлар».

14 Икки күн кейин Фисиһ вә питир нан мәйрими болмақчи еди. Баш каһинлар билән қануншүнаслар болса У'ни қандақ һилә билән тутуп өлтүрүшниң чарилирини изләп турар еди.
2 «Амма, мәйрәм әснасида болмисун, әкси һалда хәлқ арисида қалаймақанчилиқ чиқип қалар» дәп турушар еди.
3 Әйса Бәйтанйа'да мохо Симон'ниң өйидә дастиханда олтурған пәйттә бир хотун ақ мәрмәрдин йасалған бир қачида көп қиймәтлик саф һинт сунбули йеғи билән йасалған әттирни елип кәлди вә қачини сундурғач әттирни У'ниң бешигә төкти.
4 Амма, бәзиләр аччиғлинип бирбиригә дейишти ки, «қандақ мәқсәт билән бу әттир исрап қилинди?
5 Бу әттир үч йүз динардин ошуғрақ нәқ билән сетилар вә бу ақчани кәмбәғәлләргә бергили болар еди». Вә, улар у айалға тәнә қилишти.
6 Бирақ, Әйса уларға деди: «Бу айалға чеқилмаңлар. Нимә үчүн уни арамсиз қилисиләр? У Маңа йахшилиқ қилди.
7 Кәмбәғәлләр һәмишә өз йениқларда болғуси вә қачан ки уларға йахшилиқ қилмақчи болсаңлар буни қилалайсиләр. Амма, Мән һәмишә силәр билән биргә болмаймән.
8 Бу айал өзиниң қолидин кәлгинини қилди вә Мениң дәпин қилинишим үчүн алдин ала җәсидимни йағлиди.
9 Мән силәргә тоғрисини әйтимән ки пүткүл дүнйаниң қайси йеридә бу Хош Хәвәр бәшарәт қилинса, бу айалниң қилған ишиму униң хатириси үчүн зикир қилинғуси».
10 Он Иккиләрдин бири болған Йаһуда Ишкәрийот, Әйса'ни тутуп бериш үчүн баш каһинларниң алдиға барди.
11 Баш каһинлар униңдин бу һәқтә мәлумат алғач хошал болушуп униңға ақча беришни вәдә қилишти. Буниңлиқ билән, у У'ни тутуп бериш үчүн мунасип пәйтни күтүшкә башлиди.
12 Фисиһ қозиси қурбанлиқ кесилидиған Питир нан мәйриминиң биринчи күни, Әйса'ниң муритлири әйтти ки «Бизниң нәгә беришимизни вә нәдә Саңа Фисиһ таамини тәййарлишимизни хаһлайсән?»
13 Вә У, Өзиниң муритлиридин иккисини йоллиғач, уларға деди: «Шәһәргә кириңләр. Шәһәрдә су козиси тошуған бир кишигә йолуқусиләр. Униң кәйнидин меңиңлар.
14 Вә у қайәргә кирсә, у өйниң игисигә мундақ дәңләр ки 'Муритлирим билән биргә Фисиһ таамини йәйдиған меһманханемиз қайси дәп Устаз сүрүштүрүп олтурупту'.
15 Андин у өзи җабдунуп һазирланған чоң бир балиханини силәргә көрсүтүду. У җайда бизгә һазирлиқ қилиңлар».
16 Муритлар йолға чиқип шәһәргә кирди вә һәр нәрсәни дәл У тәрип қилғандәк тепип Фисиһ таамини тәййарлиди.
17 Акшам болғач, У, Он Иккиләр билән йетип кәлди.
18 Вә, улар дастиханға олтуруп йемәк йәп турғанда Әйса деди ки «Мән силәргә тоғрисини әйтимән: Силәрниң араңлардин бириси Маңа еһанәттә болғуси. Мана у киши Мениң билән биллә тамақ йәп олтурупту».
19 Улар ғәмкин болуп, һәр бири айрим айрим «шу киши мәнму?» дәп У'ниңға сорашкили башлиди.
20 Вә, У, уларға қарата әйтти ки «Буни қилғучи - Он Иккиләрдин бири болуп, Мениң билән бир таваққа нан патурған кишидур.
21 Гәрчә, Инсан Оғли һеккидә йезилғандәк кетер. Амма әпсус болсун ки Инсан Оғлини тутуп бәрмәкчи болған адәмгә! Әгәр у адәм туғулмиған болса униңға йахширақ болар еди».
22 Улар йемәк йәп олтурғач, Әйса бир нанни қолиға елип, шүкран әйтқач, сундурди вә уларға сунуп әйтти ки «Буни елип йәңләр! Бу мениң вуҗутум».
23 Вә қолиға бир чина алди вә шүкранда болғач буни уларға сунди вә һәммәйлән у чинидин ичишти.
24 Вә уларға әйтти ки «Бу - Мениң көплигәнләр үчүн төкүлүдиған Йени Әһидни тәқитләйдиған қенимдур.
25 Мән силәргә тоғрисини әйтимән ки Тәңриниң сәлтәнәтидә уни йеңидин ичкән күнгичә талниң йемишидин йәнә һәргиз ичмәсмән».
26 Вә улар бир илаһий оқуғач, Зәйтунлуқ теғиға чиқти.
27 Әйса уларға деди: «Һәммиңләр бу кичә Мениң дәстимдин тайисиләр. Чүнки у шундақ пүтүлгән ки 'Мән қойчини уруп йеқитимән вә қойлар тарқилип кәткүси'.
28 Амма, Мән тирилип қопқандин кейин, силәрдин аввал Җәлилийә'гә барғаймән».
29 Петрус У'ниңға деди: «Башқа һәммиси тайсиму мән таймаймән».
30 Әйса униңға әйтти ки: «Мән тоғрисини әйтимән, бугүн кичә хоруз икки қетим чиллаштин аввал Мәни үч қетим инкар қиларсән».
31 Амма, Петрус чиң туруп деди ки «Һәтта мән Сениң билән биллә өлүдүған болсамму, йәнә Сени инкар қилмасмән». Башқа һәммәйләнму әйни сөзни әйтти.
32 Гетсемани дегән йәргә йетип барғач, У өзиниң муритлириға «Мән дуа қилип болғунчә бу җайда олтуруп туруңлар» дәп әйтти.
33 У, Петрус'ни, Йақуп'ни вә Йәһйа'ни Өз йениға һәмра қилип ғайәт дәһшәткә вә мәйүсликкә чүшкили башлиди.
34 Вә уларға деди: «Җенимни өлүм дәриҗисидә мәйүслик бесиватиду. Бу йердә қелиңлар. Һушйар болуңлар».
35 Улардин бираз неригә кетип, йәргә чөкүнди вә «Мүмкин болса бу саәт Мәндин өтүп кәтсун» дәп дуа қилғили башлап,
36 «Абба, Ата! Һәр нәрсә Сениң үчүн мүмкиндур. Бу чинани Мәндин чиқирип ат. Амма, Мән хаһиш қилғандәк әмәс, худди Өзиң хаһиш қилғандәк болсун!» деди.
37 Қайтип кәлгәч муритлирини ухлап йатқан һалда тепип Петрус'қа деди: «Симон! Ухлаватамсән? Бир саәтчә һушйар туралмидиңму?
38 Һушйар туруп дуа қилиңлар ки синаққа чүшмигәйсиләр. Роһ истәклик, амма вуҗут аҗиз».
39 Тәкрар кетип, әйни сөзләрни әйтқач дуа қилди.
40 Қайтидин келип уларни йәнә ухлап йатқан һалда тапти. Чүнки уларниң көзлири хумарлашқан еди. Вә улар У'ниңға нимә дәп җавап беришни билмәс еди.
41 У, үчүнчи қетим келип уларға әйтти: «Техичә ухлап дәм елип йатамсиләр? Әмди йетәр! Саәт кәлди! Мана, Инсан Оғли гунаһкарларниң қоллириға тапшурулуду.
42 Қопуңлар. Қени, кетәйли. Маңа еһанәт қилғучи киши мана йенимизда...»
43 У һәнуз сөз қилип турғанда Он Иккиләрдин бири болған Йаһуда, баш каһинлар, қануншүнаслар вә ақсақаллар тәрипидин ивәтилгән болуп қоллирида қилич вә тохмақ тутқан зор җамаәт билән биргә йетип кәлди.
44 Дәл у анда Әйса'ға еһанәт қилғучи шәхис уларға мундақ дәп ишарәт бергән еди: «Мән кимни сөйсәм, у У'ниң өзи. У'ни тутуңлар вә йарлап елип кетиңләр».
45 Вә йетип келиш биләнла У'ниң алдиға берип «Рабби, рабби!» дәп У'ни сөйди.
46 Андин, улар қол узутушуп У'ни тутуп алди.
47 У йәрдә турғанлардин бири қиличини суғуруп чиқирип баш каһинниң қулиға чапти вә қулиғини учуруп атти.
48 Әйса уларға қарап деди ки «Гуйа Мән бир булаңчидәк, Мәни тутуш үчүн қилич вә тохмақлар билән кәлдиңләрму?
49 Һәр күни ибадәтханидә силәр билән биллә болуп тәлим берәр едим. Мени тутмудуңлар. Амма, Пүтүкләр тоғри болуп чиқсун!»
50 Вә бу анда муритлириниң һәммиси У'ни ташлап қечип кетишти.
51 Йалаңғач бәдинигә чит рәхт йөгәп алған бир йигит У'ниң кәйнидин маңди. Улар бу йигитни тутуп алди.
52 Бирақ, йигит читни ташлаған пети йалаңғач һалда уларниң йенидин қечип кәтти.
53 Улар Әйса'ни баш каһинниң алдиға елип барди вә барчә баш каһинлар, ақсақаллар вә қануншүнаслар йиғилишти.
54 Петрус баш каһинниң һойлисиғичә йирақтин Әйса'ға әргәшти вә хизмәткарларниң арисида отниң алдида исинип олтурар еди.
55 Әмди, баш каһинлар вә пүткүл Кеңәш Әйса'ни өлүмгә мәһкум қилиш үчүн У'ниң үстидә гуваһлиқ тепишқа тиришти. Амма, тапалмиди.
56 Чүнки, көплигән кишиләр У'ниң үстидә йалған гуваһлиқ берәр; амма бу гуваһлиқлар бирбиригә мас кәлмәс еди.
57 Вә бир нәччөйлән қопуп, У'ниңға қарши йалған гуваһлиқ беришкә башлап деди ки:
58 «Биз У'ниң 'Қол билән йасалған бу ибадәтханини бузуп ташлап, униң орниға үч күн ичидә қол билән йасалмиған башқа бир ибадәтханини йасаймән' дәп әйтқан сөзини ишиткән едуқ».
59 Бу хусустиму уларниң бәргән гуваһлиқлири мас кәлмиди.
60 Баш каһин уларниң арисидин қопуп келип, Әйса'ни суалға тутуп деди ки «Һеч җавап йандурмамсән? бу кишиләрниң Саңа қарши бәргән гуваһлиқлири нимә?»
61 Амма, Әйса үн чиқармиди вә һеч қандақ җавап бәрмиди. Баш каһин йәнә суал қойуп У'ниңдин сориди: «Сән Мүбарәкниң Оғли Мәсиһмусән?»
62 Әйса деди: «Мән-мән. Вә силәр Инсан Оғлиниң Қудрәтниң оң йеқида олтуруп сәманиң булутлири билән келишини көрәрсиләр».
63 Баш каһин өзиниң кийимини йиртип деди ки «Буниңдин артуқ гуваһларға нимә һаҗитимиз бар?
64 Күпүрни ишиттиңләр. Буниңға нимә дәйсиләр?» Вә уларниң һәммиси У'ниң өлүмгә лайиқ болғанлиқиға һүкүм бәрди.
65 Вә, бәзиләр У'ниңға түкүрүп, көзлирини теңишқа, мушлири билән урушқа башлап «Пәйғәмбәрлик қил!» дейишти. Хизмәткарлар У'ни качатлап урар еди.
66 Петрус түвәнки һойлида турған мәзгилдә баш каһинниң хадимәлиридин бири кәлди.
67 Петрус'ниң исинип олтурғанлиғини көрүп, уни байқап «Сәнму Насирәлик Әйса билән биргә едиң» деди.
68 Амма, Петрус буни рәт қилип «Сениң нимә дәп турғанлиғиңни һәм билмидим вә һәмдә ухмудум» дәп ташки қапқиға чиқип кәтти. Вә хоруз чиллиди.
69 Амма, хадимә уни тәқрар көрүп о йәрдә турғанларға «Бу му уларниң бириси» дегили башлиди.
70 Амма, Петрус тәкрар инкар қилди. Аридин қисқа мүддәт өткәч, у йәрдә турғанлар Петрус'қа йәнә мундақ деди: «Һәқиқәтән, сән уларниң бирисән. Чүнки, сәнму Җәлилийәликсән. Вә шивәң охшаш».
71 Вә, у «Силәр әйтқан адәмни тонумаймән» дәп өз өзичә ләнәтләп қәсәм қилғили башлиди.
72 У анда хоруз иккинчи қетим чиллиди. Петрус, Әйса'ниң «Хоруз икки қетим чиллаштин аввал Мәни үч қәтим инкар қилисән» дәп әйтқан сөзини есигә кәлтүрүп һүнгүр һүнгүр йиғлиғили башлиди.

15 Таң әтиш билән баш каһинлар, ақсақаллар вә қануншүнаслар пүткүл Кеңәш билән мәсләһәт өткүзгәндин кейин, Әйса'ни бағлап елип чиқип Пилатус'қа тапшурди.
2 Пилатус «Сән Йәһудиләрниң Падишасиму?» дәп У'ниңдин сориди. Буниңға җавабән У «Сениң әйтқаниңдәк, шундақ» деди.
3 Вә баш каһинлар У'ниңға қарши нурғун әйипләшләрдә болди.
4 Пилатус У'ниңдин йәнә сорақ сорап «Һеч җавап бәрмәмсән? Қара, Сақа қарши улар қанчилик әйипләрни йүкләватиду!» деди.
5 Амма, Әйса униңға артуқчә җавап бәрмигәч, Пилатус тәәҗҗупқа чүшти.
6 Һәр бир мәйрәмдә хәлиқ қайси мәһпусни тилисә уни азат қойуп бериш Пилатус'ниң адети еди.
7 Бараббас исимлик бир киши исйан вақтида адәм өлтүргән башқа асийләр билән бир қатарда зинданға етилған еди.
8 Халайиқ вақиришип адәт бойичә өзлири үчүн ада қилинишини Пилатус'тин тилиди.
9 Пилатус, җавабән деди ки «Йәһудиләрниң падишасини силәр үчүн азат қилишимни тиләмсиләр?»
10 Чүнки, у, баш каһинларниң қизғанчуқлиғидин Әйса'ни тутуп бергәнлиғини байқиған еди.
11 Амма, баш каһинлар җамаәтни, Әйса'ниң орниға Бараббас'ни азат қилишни тиләшкә тәрғип қилди.
12 Пилатус җавабән уларға йәнә деди ки «Бу һаләттә силәр 'Йәһудиләрниң падишаһи' дәп атиған Кишигә нимә қилишимни тиләйсиләр ?»
13 Вә җамаәт «У'ни чармихқа ас!» дәп йәнә вақирашти.
14 Пилатус уларға сориди: «У нимә йаманлиқ қилди?» Амма, җамаәт «У'ни чармихқа ас!» дәп техуми үнлүк вақириди.
15 Пилатус җамаәтни қанаәтләндүрүшни истәп Бараббас'ни улар үчүн азат қилди вә Әйса'ни дәрә билән урдурғандин кейин чармихқа есишқа тапшурди.
16 Черикләр У'ни Преторийум дәп аталған вали ордисиға елип кирди вә барлиқ қошун қисмини топлиди.
17 Вә, Әйса'ни қизил либас билән орап, тикәнләрдин бир таҗ өрүп бешиға кийгүзди.
18 Андин улар «Әссалам, әй Йәһудиләрниң падишаси!» дәп У'ниңға салам бәргили башлиди.
19 У'ниң бешини қумуш билән урап, йүзигә түкүрүп, У'ниң алдида тиз чүкүп тәзим қилип турушти.
20 У'ни мәсхирә қилип болғандин кейин, үстидики қизил либасни йешип елип, Өзиниң либасини кийгүзди вә чармихқа есиш үчүн елип манди.
21 Вә улар сәһрадин келиватқан, Искәндәр билән Руфус'ниң атиси Киринәлик Симон дәп аталған бир кишини Әйса'ниң чармихини тошушқа зорлиди.
22 Улар Әйса'ни Голгота дегән җайға елип барди. Голгота 'Калла йери' дегән мәнаға келиду.
23 Улар мир билән әбҗөш қилинған шарапни У'ниңға тәңләп бақти. Амма, У қобул қилмиди.
24 Улар Әйса'ни чармихлап У'ниң кийиминиң парчилирини бөлүп елишип, кимниң қайси парчини елишини қарарлаштуруш үчүн өз арилирида ошуқ етишти.
25 У'ниң чармихқа есилишн үчүнчи саәттә болди.
26 У'ниң әйибини билдүргән е'ланда мундақ дейилгән: 'Йәһудиләрниң Падишаси'.
27 Шундақла, бири У'ниң оң йеқида, йәнә бири сол йеқида болған һалда икки булаңчи му У'ниң билән биргә чармихқа есилди.
28 Буниңлиқ билән, Пүтүктә «У җинайәтчиләр билән бир қатарға селинди» дәп йезилған сөз тоғри чиққан болди.
29 У йақтин өткәнләр башлирини силкип У'ниңға һақарәт қилишип дәр еди ки: «Ибадәтханини бозуп үч күндә йеңә уни йасамақчи болған сән-ғу!
30 Өзүңни қутқазғина! Чармихтин чүшүп баққина!»
31 Йәнә шундақла, баш каһинлар қануншүнаслар билән биллә У'ни мазақ қилип дейишти ки: «У, башқиларни қутқазған. Әмди Өзини Өзи қутқазалмайду.
32 Қени, шу Мәсиһ, Исраил'ниң падишаси чармихтин чүшсүн-дә биз У'ни бир көрәйли вә У'ниңға ишәнч кәлтүрәйли!» Шундақла, У'ниң билән биллә чармихқа есилғанларму У'ниңға қарши һақарәттә болди.
33 Алтинчи саәткә кәлгәидә пүткүл йүртни бир қаранғулуқ басти вә тоқкузинчи саәткичә давам қилди.
34 Тоққузунчи саәттә Әйса үнлүк аваз билән вақирап деди ки «Әлоһий, Әлоһий! Ләма шәвақтани?» (Тәрҗүмәси: Тәңрим, Тәңрим! Нимишкә Мени тәрк қилдиң?)
35 У җайда турғанларниң бәзилири буни ишитип: «Қараңлар! У, Илйас'ни қичқириватиду» дейишти.
36 Ве улардин бири йүгүрүп берип, бир парчә сүнгәрни сиркә билән толдуруп қумушниң учиға қадап, У'ниңға ичкүзүш үчүн узатти вә деди ки: «Қени, көрәйли. Илйас У'ни чармихтин чүшүрүш үчүн келәмду?»
37 Әйса үнлүк аваз билән чиқирап ахирқи нәписини бәрди.
38 Вә ибадәтханиниң пәрдиси йуқиридин түвигичә икки парчиға бөлүнүп йиртилди.
39 Әйса'ниң дәл удулида турған йүзбеши У'ниң қандақ вақирап ахирқи нәписини бәргәнлигини көрүп «Һәқиқәтән бу Адәм Тәңриниң Оғли еди» деди.
40 Йирақтин бәзи айалларму қарап турған болуп буларниң арисида Мәҗдәл'лик Мәрйәм, кичик Йақуп билән Йосәи'ниң аниси Мәрйәм вә Шаломит бар еди.
41 Әйса Җәлилийә'дә болған вақтида булар У'ниңға әргишип хизмитидә болар еди. Булар билән биллә, У'ниңға қошулуп Куддус'қа барған йәнә бир мунчә айалларму бар еди.
42 Шам вақти келип, тәййарлиқ күни, йәни Шәнбә'ниң әриписи болғач,
43 Кәңәш азалиридин вә Тәңриниң сәлтәнәтигә мунтәзир болған Ариматейа'лиқ Йүсүф исмидә етибарлиқ бир адәм кәлди вә җүр'әт қилип Пилатус'ниң алдиға чиқип Әйса'ниң җәсидини беришини тилиди.
44 Пилатус У'ниң алла қачан өлгәнлигигә һәйран болуп йүзбәшини қичқирип «У'ниң өлгенигә хели болдиму?» дәп сориди.
45 У'ниң өлгәнлигини йүзбәшидин уққандин кейин җәсидини Йүсүф'кә атап бәрди.
46 Вә Йүсүф дака кипән сетип елип, У'ни чүшүрди вә кипәнгә ориғандин кейин қорамиқта уйулған бир кәбиргә йатқузди вә қәбирниң ағзиға бир ташни йүләп қойди.
47 Мәҗдәл'лик Мәрйәм вә Йосәи'ниң аниси Мәрйәм У'ниң қайәргә йатқузулғанлиғини көрүш үчүн қарап турар еди.

16 Шәнбә күни өткәч, Мәҗдәл'лик Мәрйәм вә Йақуп'ниң аниси Мәрйәм вә Шаломит берип Әйса'ниң җәсидини йағлаш үчүн дару-дәрман сетип алди.
2 Һәптиниң биринҗи күни қуйаш чиқиш билән биллә наһайти әттигәндә қәбиргә берип,
3 Бирбирлиригә «Қәбирниң ағзидики ташни бизгә ким йөткәп берәр?» дәп сорашти.
4 Амма, йоқири қарап көрди ки наһайти зор болған таш орнидин йөткилип ташланған.
5 Вә улар қәбиргә киргәч, ақ либаслиқ бир йигитниң оң йақта олтурғанлиғини көрүп наһайти дәһшәткә чүшти.
6 Бу йигит уларға деди ки «Дәһшәтка чүшмәңләр! Силәр чармихқа есилған Насирәлик Әйса'ни изләйсиләр. У тирилди. У, бу йәрдә әмәс. Мана, У'ниң йатқузулған йери.
7 Амма, У'ниң муритлириға вә Петрус'қа берип әйтиңлар ки 'Әйса силәрдин аввал Җәлилийә'гә бариду. Худди Өзи силәргә әйтқандәк у йәрдә У'ни көрисиләр'.
8 Вә улар қәбирдин тиздин чиқип қачти. Чүнки уларни титрәк вә тәәҗҗуп басқан болуп, қорқунчтин һеч кимге бир нәрсә әйталмиди.
9 Әйса һәптиниң биринчи күни әттигәндә тирилип қопқач, дәсләп Мәҗдәл'лик Мәрйәм'гә көрүнди ки У, бу айалдин йәтти җинни чиқирип атқан еди.
10 Мәҗдәл'лик Мәрйәм У'ниң билән биллә болғанларниң йанлириға берип буниңдин учур бәрди. Улар матәм ичидә көз йеши төкмәктә еди.
11 Вә, Әйса'ниң тирик екәнлигини вә Мәнҗдәл'лик Мәрйәм'ниң У'ни көргәнлигини ишиткәндә улар буниңға ишәнмиди.
12 Кейинчә уларниң иккиси сәһраға йүрүп кетиватқанда У башқичә түстә бу иккөйләнгә көрүнди.
13 Вә улар берип бу һаләтни башқиларға аңлатти. Амма, башқиларму уларға ишәнмиди.
14 Ахирда, У, Онбирләр дастиханда олтурған вақтида көрүнүп, уларни ишәнчсизлиги вә көңүллириниң қаттиқлиғи үчүн азарлиди. Чүнки, улар У'ни тирилип қопқан һалда көргәнләргә ишәнмигән еди.
15 Вә, уларға әйтти: «Пүтүн җаһанға бериңлар, вә барчә хилқәткә Хош Хәвәрни бәшарәт қилиңлар.
16 Кимәрсә ишәнч кәлтүргән вә ваптиз қилинған болса ниҗат тапқуси; амма, кимәрсә ишәнч кәлтүрмигән болса мәһкум болғуси.
17 Вә ишәнгәнләргә мана бу аламәтләр һәмра болғуси: улар Мениң намим билән напак роһларни чиқарғуси вә йеңи тиллар билән сөзлишкуси.
18 Улар йиланларни көтүргүси вә әгәр өлтүргүчи зәһәр ичсиму уларға һеч қандақ зәрәр кәлмәгуси. Қоллирини кисәлләрниң үстигә койғанда кисәлләр сақайғуси».
19 Рәб Әйса уларға сөзләп болғач сәмаға көтүрүлди вә Тәңриниң оң йеқида олтурди.
20 Вә улар қопуп һәр тәрәптә бәшарәт бәрди вә Рәб бирликтә ишләп Кәламни, һәмра болғучи аламәтләр арқилиқ тәкитләр еди.

free web site hit counter