Юһанна 1

1 Һәммидин бурун «Сөз» бар еди. У Худа билән биллә еди һәм Өзи Худа еди. 2 У аләм яритилиштин бурунла Худа билән биллә еди. 3 У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди. Һеч қандақ мәвҗудат Униңсиз яритилған әмәс. 4 «Сөз» һаятлиқниң мәнбәси болуп, бу һаят­лиқ инсанларға нур елип кәлди. 5 Нур қараңғулуқни йорутиду, қараң­ғулуқ болса нурни һәргиз йеңәлмигән. 6 Вақит-саати кәлгәндә, бир адәм Худа тәрипидин мәйданға кәлди. Униң исми Йәһия еди. 7 У инсанларниң өзи арқилиқ «Һәқиқий Нурға» ишиниши үчүн, Униңға гувалиқ беришкә кәлгән еди. 8 Йәһия пәйғәмбәр өзи «Һәқиқий Нур» әмәс, у пәқәт «Һәқиқий Нурға» гувалиқ бәргүчидур. 9 Дунияға келидиған бу «Һәқиқий Нур» пүткүл инсанни йорутидиған Нурдур. 10 Дуния «Сөз» арқилиқ яритилған болсиму, «Сөз» бу дунияға кәлгән­дә, дуния Уни тонумиди. 11 У Өз йеригә кәлгән болсиму, бирақ Уни Өз хәлқи қобул қилмиди. 12 Шундақтиму У Өзини қобул қилип, Өзигә ишәнгәнләрниң һәммисигә Худаниң пәрзәнди болуш һоқуқини бәрди. 13 Бу һоқуққа еришкәнләр йә қандин, йә җинсий тәләптин, йә инсан хаһишидин әмәс, бәлки Худаниң ирадисидин роһий җәһәттин қайтидин туғулған болиду. 14 «Сөз» инсан болди һәм аримизда яшиди. У меһир-шәпқәт вә һәқиқәткә толған болуп, биз Униң улуқлуғини, йәни Атимиз Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиниң улуқлуғини көрдуқ. 15 Йәһия пәйғәмбәр Униңға гувалиқ берип, халайиққа жуқури аваз билән мундақ деди: — Мән силәргә: «Мәндин кейин Кәлгүчи мәндин улуқтур, чүнки У мән туғулуштин бурунла моҗут», дегән едимғу. У дәл мошу Кишидур! 16 Униң меһир-шәпқити чәксиз болғачқа, һәммимиз һәр дайим бәхит үстигә бәхиткә еришип кәлдуқ. 17 Чүнки Тәврат қануни Муса пәйғәм­бәр арқилиқ йәткүзүлгән болса, Худаниң меһир-шәпқити вә һәқиқити Әйса Мәсиһ арқилиқ йәткүзүлди. 18 Худани һеч ким көрүп баққан әмәс, бирақ Уни Атимиз Худаниң һәмрайи вә ялғуз Оғли, шундақла Өзи Худа болған Әйса Мәсиһ бизгә билдүрди. 19 Йерусалимдики йәһудий ақсақаллири Худаниң әвәтидиған Қутқазғучисиниң Йәһия пәйғәмбәр яки әмәслигини билиш үчүн, роһанийлар билән мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавийларни Йәһияниң алдиға әвәтти. 20 Йәһия пәйғәмбәр иккиләнмәстин: — Мән Қутқазғучи-Мәсиһ әмәсмән, — дәп ениқ җавап бәрди. 21 Улар униңдин: — Ундақта, өзәң ким болисән? Илияс пәйғәмбәр боламсән? — дәп сориди. — Яқ! Мән Илияс пәйғәмбәр әмәсмән, — деди у. — Әмсә, Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәрмусән? — дәп сориди улар. Йәһия пәйғәмбәр йәнә: — Яқ! — дәп рәт қилди. 22 Ахири улар: — Ундақта, сән зади ким болисән? Бизни әвәткәнләргә ейтқидәк бир җавап бәргин. Ейтқина. Сән қандақ адәмсән? — дәп сориди. 23 Йәһия пәйғәмбәр мундақ җавап бәрди: — Йәшая пәйғәмбәр бурун ейтқан, Худа әвәтидиған Қутқазғучи келиштин илгири чөлдә «Рәббимизниң келишигә түз йол тәйяр қилиң­лар», дәп җар салидиған киши мәндурмән! 24-25 Йерусалимдин әвәтилгән бәзи пәрисийләрму Йәһия пәйғәм­бәр­ниң алдиға келип, униңдин: — Сән йә Қутқазғучи-Мәсиһ, йә Илияс яки Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәр болмисаң, немишкә кишиләрни Худаниң йолиға чақирип, суға чөмүлдүрисән? — дәп сориди. 26 Йәһия пәйғәмбәр уларға мундақ дәп җавап бәрди: — Мән кишиләрни суғила чөмүлдүримән, лекин араңларда силәр тонумайдиған Бири бар. 27 У мәндин кейин Кәлгүчи болуп, мән һәтта Униң айиғиниң жиплирини йешишкиму лайиқ әмәсмән! 28 Мана бу ишлар Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики Бәйтания дегән йезида, йәни Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни дәрияда чөмүлдүрүш рәсмийитидин өткүзүватқан йәрдә йүз бәргән еди. 29 Әтиси Йәһия пәйғәмбәр һәзрити Әйсаниң өзигә қарап келиват­қанлиғини көрүп мундақ деди: — Мана Бу пүткүл дуниядики инсанларниң гунайидин азат қили­ниши үчүн һазирланған Худаниң Қозисидур! 30 Мән силәргә: «Мәндин кейин Кәлгүчи мәндин улуқтур, чүнки У мән туғулуштин бурунла моҗут еди», дегән едим. Мана бу дәл мән тилға алған әшу Кишидур! 31 Мән бурун Униң кимлигини билмисәмму, бу Қутқазғучи исраилларға аян болсун дәп, силәрни суға чөмүлдүргили кәлдим. 32 Йәһия пәйғәмбәр йәнә гувалиқ берип мундақ деди: — Мән Худаниң Роһиниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, Униң үстигә қонғанлиғини көрдүм. 33 Мән Униң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини билмигән едим. Бирақ мени кишиләрни суға чөмүлдүрүш рәсмийитидин өткүзүшкә әвәткән Худа маңа: «Сән Худаниң Роһиниң чүшүп, Бириниң үстигә қонидиғанлиғини көрисән. У кишиләрни Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмдүридиған Қутқазғучидур!» дегән еди. 34 Һазир расттинла бу вақиәни өз көзүм билән көргәнлигим үчүн, Униң һәқиқәтән Худа Оғли екәнлигигә гувалиқ беримән. 35 Әтиси Йәһия пәйғәмбәр икки шагирти билән йәнә шу йәрдә еди. 36 У у йәрдин өтүп кетиватқан һәзрити Әйсани көрүп: — Қараңлар! Худаниң қурван қилинидиған Қозиси! — деди. 37 Бу сөзни аңлиған икки шагирт һәзрити Әйсаниң кәйни­дин меңиш­ти. 38 Һәзрити Әйса кәйнигә бурулуп, әгишип келиватқан­лардин: — Немигә һаҗитиңлар чүшүп қалди? — дәп сориди. Улар: — Раббони (бу ибранийчә сөз болуп, «устаз» дегән мәнада), қәйәрдә турисиз? — дәп сорашти. 39 — Келип көрүңлар, — деди һәзрити Әйса. Шуниң билән улар берип, Униң қәйәрдә туридиғанлиғини көрди. Бу чүштин кейин саат төртләр болған вақит болуп, улар у күнни һәзрити Әйса билән биллә өткүзди. 40 Йәһия пәйғәмбәрниң сөзини аңлап, һәзрити Әйсаниң кәйнидин маңған икки кишиниң бири Симун Петрусниң иниси Әндәр еди. 41 Әндәр дәрһал өз акиси Симунни тепип, униңға: — Биз «Мәсиһни» таптуқ! — деди. («Мәсиһ» — «Худа тайинлиған Қутқаз­ғучи» дегән мәнада.) 42 Әндәр акисини һәзрити Әйсаниң алдиға елип барди. Һәзрити Әйса униңға қарап: — Юһаннаниң оғли Симун, буниңдин кейин сениң исмиң «Кифас» болсун, — деди. («Кифас» грек тилидики «Петрус» дегән сөз билән мәнадаш болуп, «қорам таш» дегән мәнани билдүриду.) 43 Әтиси һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисигә беришни қарар қилди. У Филипни тепип, униңға: — Маңа әгишип маң, — деди. 44 Филип бәйтсайдалиқ болуп, Әндәр билән Петрусниң жутдиши еди. 45 Филип Натанйәлни тепип, униңға: — Муса пәйғәмбәр Тәвратта алдин-ала ейтқан, башқа пәйғәмбәр­ләрму тилға алған Қутқазғучи-Мәсиһни таптуқ. У Йүсүпниң оғли наси­рәлик Әйса екән! — деди. 46 Бирақ Натанйәл: — Насирәликму?! Әшу кичик бир шәһәрдин мундақ яхши иш чиқарму? — деди. — Келип көрүп бақ, — деди Филип. 47 Һәзрити Әйса Натанйәлниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ: — Мана бу ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир исраил! — деди. 48 — Мениң қандақ адәм екәнлигимни қәйәрдин билдиңиз? — дәп сориди Натанйәл һәйран болуп. Һәзрити Әйса: — Филип сени чақириштин авал, сениң әнҗир дәриғиниң түвидә олтарғанлиғиңни көргән едим, — дәп җавап бәрди. 49 Натанйәл һәзрити Әйсаниң башқилар көрәлмәйдиған ишларни көрәләйдиғанлиғидин һәйран болуп: — Устаз, Сиз һәқиқәтән Худа Оғли, исраилларниң Падишаси екәнсиз! — дәп етирап қилди. 50 Һәзрити Әйса униңға мундақ деди: — Сени әнҗир дәриғиниң түвидә көргәнлигимни ейтқанлиғим үчүн ишиниватамсән? Буниңдинму чоң ишларни көрисән техи! 51 Андин шагиртлириға йәнә: — Билип қоюңларки, силәр асманниң ечилип, Худаниң периштәли­риниң Инсан Оғлиниң йениға чүшүп-чиқип жүридиғанлиғини көрисиләр, — деди.

Юһанна 2

1 Икки күндин кейин Җәлилийә өлкисиниң Кана йезисида бир той болди. Һәзрити Әйсаниң аниси Мәрийәм у йәрдә еди. 2 Һәз­рити Әйса вә Униң шагиртлириму тойға тәклип қилинған еди. 3 Тойда шарап түгәп қалғанда, Мәрийәм һәзрити Әйсаға: — Уларниң шараплири түгәп қапту, — деди. 4 — Ана, Мени арилаштурмисиңиз. Мениң вақтим техи кәлмиди, — деди һәзрити Әйса. 5 Аниси чакарларға: — У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди. 6 У өйдә йәһудийларниң тазилиниш диний қаидисини ада қилиш үчүн ишлитилидиған, һәр биригә сәккиз-тоққуз челәктин су сиғи­диған алтә таш туң қоюлған еди. 7 Һәзрити Әйса чакарларға: — Туңларға су толтуруңлар, — деди. Улар туңларни ағзиғичә толтурушти. 8 Андин һәзрити Әйса уларға йәнә: — Әнди буниңдин бир чинә елип, зияпәт башқурғучиға бериңлар, — деди. Улар бәҗа кәлтүрүшти. 9 Зияпәт башқурғучи судин өзгәргән шарапни тетип көрүп, униң қәйәрдин кәлтүрүлгәнлигини билмиди, амма буни су тошуғанлар билишәтти. Шуниң билән зияпәт башқурғучи күйоғулни чақирип, 10 униңға: — Бу шарап бәк яхши екән! Башқа саһипханлар яхши шарапни тойниң бешида қуйиду. Меһманлар хелә қанғичә ичкәндин кейин, начирини қуйиду. Һәҗәп, сән әң яхши шарапни мошу чаққичә сақлапсән! — деди. 11 Бу һәзрити Әйсаниң дәсләпки мөҗүзиси болуп, Җәлилийәниң Кана йезисида көрситилгән еди. Буниң билән һәзрити Әйса Өзиниң улуқлуғини аян қилди. Униң шагиртлири Уни Худаниң әвәткән­лигигә ишәнди. 12 Бу иштин кейин һәзрити Әйса аниси, инилири вә шагиртлири билән Кәпәрнаһум шәһиригә берип, у йәрдә бир нәччә күн турди. 13 Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалғанда, һәзрити Әйса Йерусалимға барди. 14 У мәркизий ибадәтхана һойлилирида қурванлиқ үчүн ишлитилидиған кала, қой вә кәптәр сатқучиларни һәм у йәрдә олтирип пул тегишидиған кишиләрни көрүп қалди 15 вә ағамчидин қамча ясап, уларниң һәммисини қой-калилири билән қошуп ибадәтханидин һайдап чиқарди. Пул тегишидиғанларниң покәйлирини өрүп, пуллирини чечивәтти 16 вә кәптәр сатқучиларға: — Нәрсилириңни бу пак йәрдин йоқитиш, Худа Атамниң өйини базарға айландурушма! — деди. 17 Буни көргән шагиртлири Зәбурда йезилған бу сөзни есигә елишти: «Әй Худа! Сениң өйүң үчүн көрсәткән қизғин муһәббитим худди көйүватқан отниң өзидур». 18 Йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсаға: — Бундақ қилишқа немә һоқуқуң бар? Сени Худа әвәткән болса, буни испатлаш үчүн бизгә бир карамәт көрситип бақмамсән, қени? — дәп соал қойди. 19 Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Силәргә көрситидиған карамитим шуки, бу ибадәтханини вәйран қилсаңлар, үч күн ичидә уни яңливаштин ясап чиқимән. 20 Йәһудийлар һәзрити Әйсаниң җававини чүшәнмәй: — Бу ибадәтханиниң ясилиши үчүн һазирғичә қириқ алтә жил кәткән турса, Сән уни қандақсигә үч күндила ясап чиқалайсән? — дәп Уни мәсқирә қилишти. 21 Һалбуки, һәзрити Әйса ейтқан «Ибадәтхана» Униң Өз тени еди. 22 Шуңа һәзрити Әйса өлүп, үчинчи күни тирилгәндин кейин, шагиртлири Униң бу сөзини есигә алди вә Муқәддәс Язмиларда Қутқазғучиниң тирилиши һәққидә йезилған сөзләр һәм һәзрити Әйса ейтқан сөзләрниң тегигә йетип, ишәнчи техиму күчәйди. 23 «Өтүп кетиш» һейти җәриянида һәзрити Әйсаниң Йерусалимда көрсәткән карамәт вә мөҗүзилирини көргән нурғун кишиләр Униңға ишиништи. 24 Лекин һәзрити Әйса пүткүл инсанларниң қәлбини билгәчкә, уларға ишәнмәтти. 25 Инсан тәбиити һәққидә һеч кимниң Униңға бир нәрсә дәп беришиниңму һаҗити йоқ еди, чүнки У Өзи кишиләрниң көңлидә немә бар екәнлигини биләтти.

Юһанна 3

1-2 Йәһудийларниң Никодим исимлиқ бир кеңәшмә башлиғи бар еди. Пәрисийләрдин болған бу адәм бир кечиси һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Тәхсир, Сизниң Худа әвәткән бир Устаз екәнлигиңизни билимиз. Чүнки Худа билән биллә болмиған адәм Сиз көрсәткән бу карамәт вә мөҗүзиләрни қәтъий көрситәлмәйду, — деди. 3 Һәзрити Әйса: — Билип қоюңки, һеч ким қайтидин туғулмиғичә, Худаниң Падиша­лиғини көрәлмәйду, — деди. 4 Никодим: — Қерип қалған адәм қандақму қайтидин туғулсун? Анисиниң қосиғиға кирип, қайтидин туғулуши мүмкинму? — дәп сориди. 5 Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Билип қоюңки, һәм судин, һәм Худаниң Роһидин туғулмиғичә, һеч ким Худаниң Падишалиғиға кирәлмәйду. 6 Ата-анисидин туғул­ғанлар җисманий һаятлиққила егә болиду, бирақ Худаниң Роһидин туғулғанлар роһий һаятлиққиму егә болиду. 7 Сизгә: «Қайтидин туғулу­шуңлар керәк» десәм, һәйран болмаң. 8 Шамал халиған йеридә чиқиду, сиз униң авазини аңлайсиз, лекин қәйәрдин келип, қәйәргә кетидиған­лиғини биләлмәйсиз. Шуниңға охшаш, Худаниң Роһиниң кишиләргә қандақ қилип һаятлиқ ата қилидиғанлиғиниму биләлмәйсиз. 9 Никодим һәзрити Әйсадин: — Бу иш қандақму мүмкин болар? — дәп сориди. 10 Һәзрити Әйса униңға мундақ деди: — Сиз исраилларниң муһим устази туруп, буниму чүшәнмәмсиз? 11 Билип қоюңки, биз билидиғинимизни вә көргинимизни ейтсақму, силәр йәнила бизниң гувалиғимизни қобул қилмайватисиләр. 12 Силәргә бу дуния тоғрисидики ишларни ейтсам ишәнмигән йәрдә, асман тоғрисидики ишларни ейтсам қандақму ишинисиләр? 13 Һеч ким асмандики ишларниң қандақ екәнлигини билмәйду, чүнки һеч ким асмандин чүшкән әмәс. Лекин Инсан Оғли буларни билиду, чүнки У асмандин чүшкән. 14 Мистин ясалған илан Муса пәйғәмбәр тәрипидин чөлдә өлүватқанларниң қутулдурулуши үчүн түврүктә егиз көтирилгинидәк, Инсан Оғли болған Мәнму шундақ егиз көтирилишим керәк. 15 Шундақ болғанда, Маңа ишәнгәнләрниң һәммиси мәңгүлүк һаятқа еришәләйду. 16 Чүнки Худа дуниядики инсанларни шу қәдәр сөйдики, Өзиниң бирдин-бир ялғуз Оғлиға ишәнгән һәр бир киши һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүн, Уни қурван болушқа әвәтип бәрди. 17 Худа Оғлини дуниядики инсанларни сораққа тартишқа әмәс, бәлки уларни қутулдурушқа әвәтти. 18 Униңға ишәнгәнләр сораққа тартилмайду. Ишәнмигәнләр болса, аллибурун сораққа тартилған болиду, чүнки улар Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиға ишәнмигән еди. 19 Улар дайим яманлиқ қилғачқа, «Һәқиқий Нур» дунияға кәлгән болсиму, улар бу Нурни әмәс, қараңғулуқни яхши көрди. Шуңа улар җазаға тартилиду. 20 Кимду-ким яманлиқ қилса, нурға өч болиду вә қилған-әткәнлирим ашкарә болуп қалмисун, дәп нурдин қачиду. 21 Лекин кимду-ким һәқиқәт бойичә иш қилса, ишлиримни Худаға тайинип қилғанлиғим мәлум болсун, дәп нурға йеқин келиду. 22 Бу иштин кейин һәзрити Әйса шагиртлири билән Йәһудийә өлкисигә барди. Һәзрити Әйса улар билән биллә у йәрдә бир мәзгил туруп, кишиләрни чөмүлдүрди. 23 Шу чағда Салим йезисиниң йени­дики Айнон дегән йәрдә Йәһия пәйғәмбәрму кишиләрни чөмүлдүрү­вататти, чүнки у йәрниң сүйи мол еди. Кишиләр униң алдиға кели­шип чөмүлдүрүшни қобул қилишатти. 24 Бу Йәһия пәйғәмбәр техи зинданға чүшмигән вақит еди. 25 Йәһия пәйғәмбәрниң шагирт­лири бир йәһудий билән тазилиниш диний қаидиси тоғрисида талишип қалди. 26 Шагиртлар Йәһия пәйғәмбәрниң йениға келип: — Устаз, өткәндә Иордан дәриясиниң у қетида сиз билән биргә болған, өзиңиз «Бу Адәм мәндин улуқ», дәп гувалиқ бәргән Киши һазир башқиларни чөмүлдүрүватиду. Әнди һәммиси биздин қечип, Униң йениға кетиватиду, — деди. 27 Йәһия пәйғәмбәр мундақ җавап бәрди: — Худа бәрмисә, инсан һеч немигә еришәлмәйду. 28 Мән силәргә: «Мән Қутқазғучи-Мәсиһ әмәс, пәқәт Униң алдида кәлгән йол һазир­лиғучи», дегән. Буниңға силәр өзәңларму гувалиқ берәләйсиләр. 29 Қиз чоқум өзи билән той қилидиған жигиткә мәнсүп болиду. Қолдаш болса, жигитниң тәйярлиғини қилип, униң келишини күтиду һәм униң авазини аңлап хурсән болиду. Шуниңға охшаш, мәнму һәзрити Әйсаниң келишидин хошаллинип, қин-қинимға патмай қалдим. 30 Әнди Униң шөһрити өсүши, мениң болса төвәнлиши керәк. 31 У асмандин Кәлгүчи болуп, һәммидин үстүндур. Мән болсам, бу дуниядин кәлгүчи, шуңа қилидиған сөзлиримму бу дуниядики ишлар биләнла чәклиниду. Асмандин Кәлгүчи һәммидин үстүн болуп, 32 У Өзиниң асманда көргән вә аңлиғанлириға гувалиқ бериду. Бирақ Униң гувалиғиға ишинидиғанлар наһайити аз болиду. 33 Һалбуки, уларниң гувалиғиға ишинидиғанлар Худаниң һәқ екәнлигигиму гувалиқ бериду. 34 Худа әвәткән Қутқазғучи Худаниң сөзини сөз­ләйду, чүнки Худа Өз Роһини Униңға айимастин берип кәлмәктә. 35 Асмандики Атимиз Оғлини сөйиду вә һәммә ишларни Униң қолиға тапшурған. 36 Худа Оғлиға ишәнгән киши мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду, лекин Уни рәт қилған киши мәңгүлүк һаяттин мәһрум қалидудә, Худаниң ғәзиви мана шундақлардин мәңгү нери болмайду.

Юһанна 4

1 Һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдинму көп шагирт қобул қилип, уларни чөмүлдүрүветипту, дегән хәвәр пәрисийләргә йәтти. 2 (Әмәлиятта һәзрити Әйса Өзи әмәс, шагиртлири чөмүлдүрәтти). 3 Уларниң хәвәр тапқинини уққан һәзрити Әйса Йәһудийә өлкисидин чиқип, йәнә Җәлилийәгә кәтти. 4 Йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүшкә тоғра кәлди. 5 Буниң билән һәзрити Әйса Самарийәниң Сиһар дегән йезисиға кәлди. Сиһар бурунқи заманда Яқуп өз оғли Йүсүпкә мирас қилған йәргә йеқин болуп, 6 «Яқуп қудуғи» дегән қудуқму шу йәрдә еди. Һәзрити Әйса сәпәрдә чарчиғанлиғи үчүн қудуқниң йениға келип олтарди. Бу чүш вақти болуп, 7-8 һәзрити Әйсаниң шагиртлири йемәклик сетивелиш үчүн шәһәргә кирип кәткән еди. Шу чағда самарийәлик бир аял суға кәлди. Һәзрити Әйса униңға: — Маңа бир аз уссилиқ бәргәйсиз, — деди. 9 Йәһудийларниң самарийәликләрни капир дәп, һәтта уларниң чинә-қачилириниму ишләтмәйдиғанлиғини билидиған аял: — Өзиңиз йәһудий туруп, мәндәк самарийәлик аялдин қандақ­ларчә су сорап қалдиңиз? — дәп сориди. 10 Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Әгәр сиз Худаниң соғисиниң немилиги вә сиздин уссилиқ сориған Кишиниң Ким екәнлигини билсиңизди, ундақта сиз Униңдин шуни тиләттиңиздә, Уму сизгә һаятлиқ сүйини берәтти. 11 Аял: — Тәхсир, қудуқ чоңқур, униң үстигә су тартидиған әсваплар йоқ турса, һаятлиқ сүйини нәдин тапалайсиз? 12 Бу қудуқни әҗдадимиз Яқуп колиған. Униңдин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән. Һәҗәва, Сиз бу судинму яхши су беримән дәп, Өзиңизни әҗдадимиз Яқуптин улуқ демәкчиму? — дәп сориди. 13 Һәзрити Әйса мундақ дәп җавап бәрди: — Бу суни ичкәнләр йәнә уссайду. 14 Амма Мән беридиған суни ичкәнләр мәңгү уссимайдиған болиду. Мән беридиған су ичкән кишиләрниң қәлбидә етилип чиқидиған бир булаққа айлинип, уларға мәңгүлүк һаятлиқ бериду. 15 — Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсиз. Шу су билән тәшналиғимни қандуруп, қудуққа иккинчи кәлмәйдиған болай, — деди аял. 16 Һәзрити Әйса: — Берип ериңизни башлап келиң, — деди. 17 — Ерим йоқ, — дәп җавап бәрди аял. — Ерим йоқ дәп растни ейттиңиз. 18 Бәш әргә тәккән едиңиз, һазир сиз билән биллә яшаватқан адәм ериңиз әмәс, буни тоғра ейттиңиз, — деди һәзрити Әйса. 19 — Тәхсир, әнди чүшәндим, Сиз әслидә пәйғәмбәр екәнсиз! 20 Шуңа ейтип бәрсиңиз, әҗдатлиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән, лекин силәр йәһудийлар немә үчүн «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк», дәп чиң турисиләр, — деди аял. 21 Һәзрити Әйса униңға мундақ деди: — Ханим, сөзлиримгә ишиниң, шундақ бир вақит келидуки, Худаға ибадәт қилиш үчүн, кишиләрниң бу таққа яки Йерусалимға беришиниң һаҗити қалмайду. 22 Силәр самарийәликләр Худаға ибадәт қилған билән Уни билмәйсиләр. Бирақ биз йәһудийлар Кимгә ибадәт қилғинимизни билимиз, чүнки қутқузулуш йәһудийлар арқилиқ дунияға келиду. 23 Лекин шундақ бир вақит келиду, шундақла келип қалдики, кишиләр роһи билән вә Худа ашкарилиған һәқиқәт бойичә Униңға ибадәт қилиду. Асмандики Атимиз Өзигә әйнә шундақ һәқиқий ибадәт қилғучиларни издимәктә. 24 Худа — Роһтур, Униңға ибадәт қилғучилар роһи билән вә Худа ашкарилиған һәқиқәт бойичә Униңға ибадәт қилиши керәк. 25 Аял һәзрити Әйсаға: — Мәсиһниң, йәни Қутқазғучиниң келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә бизгә һәқиқәтни толуқ чүшәндүрүп бериду, — деди. 26 — Сиз билән сөзлишиватқан Мән, У болимән! — деди һәзрити Әйса. 27 Дәл шу чағда һәзрити Әйсаниң шагиртлири қайтип кәлди. Улар Униң бир самарийәлик аял билән сөзлишиватқанлиғиға аң-таң қелишти, лекин һеч қайсиси һәзрити Әйсадин: «Сиз униңдин немә соримақчисиз?» яки «Сиз немишкә униң билән сөзлишисиз?» дәпму соримиди. 28 Шуниң билән аял козисини ташлап, шәһәргә қайтип берип кишиләргә: 29 — Җүрүңлар, һаятимда қилған ишлиримниң һәммисини маңа ейтип бәргән Адәмни көрүп келиңлар. Қутқазғучи-Мәсиһ шумиду? — деди. 30 Буниң билән кишиләр шәһәрдин чиқип, һәзрити Әйсаниң алдиға келишкә башлиди. 31 Шу вақитниң өзидә шагиртлири һәзрити Әйсаға: — Устаз, азирақ бир нәрсә йәвалсиңизчу, —дәп өтүнүшти. 32 Лекин һәзрити Әйса: — Мениң силәр билмәйдиған бир йемәклигим бар, — деди. 33 Шагиртлар бир-биригә: — Һәҗәва, бири Устазға йемәклик әкелип бәргәнмиду? — дейишти. 34 — Мениң йемәклигим — Мени әвәткән Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә Униң Маңа тапшурған ишини тамамлаштур, — деди һәзрити Әйса. 35 Һәзрити Әйса шәһәрдин келиватқанларни көздә тутуп сөзини давамлаштуруп, шагиртлириға мундақ деди: — Силәр: «Һосул жиғишқа йәнә төрт ай бар», дәйсиләр. Амма силәргә ейтимәнки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәт­ләр сарғийип орушқа тәйяр болғандәк, бу кишиләрму ишинишкә тәйяр болди! 36 Худди һосул жиққучи һәққини еливатқандәк, бу кишиләрни Маңа ишинишкә йетәкләватқанларму Худадин тегишлик һәққини еливатиду. Уларниң жиққан һосули болса, мәңгүлүк һаятқа еришкән кишиләрдур. Шундақ қилип, «териқчи» вә «омичи» тәң хошаллиниду. 37 «Бири терийду, йәнә бири жиғиду» дегән тәмсил тоғридур. 38 Мән силәрни өзәңлар әмәс, башқилар әмгәк сиңдүргән бир «һосулни» жиғишқа әвәттим. Шуниң үчүн силәр тәйяр болған бу «һосулни» жиққучисиләр. 39 Сиһар йезисидики нурғун самарийәликләр һелиқи аялниң: «Һаятимда қилған ишлиримниң һәммисини маңа ейтип бәрди!» дегән сөзини аңлап, һәзрити Әйсаға ишәнди. 40 Шуңа улар һәзрити Әйсаниң алдиға келип, Униң өзлири билән биллә турушини илтимас қилишти. Шуниң билән һәзрити Әйса у йәрдә икки күн турди. 41 Униң тәлими арқилиқ техиму көп адәм Униңға ишәнди. 42 Улар аялға: — Бизниң ишинишимиз әнди пәқәт сизниң сөзлириңиз сәвәви­динла әмәс, бәлки өзимизниң аңлиғанлиғидинму болди. Униң һәқиқә­тән дунияниң Қутқазғучиси екәнлигини билдуқ! — дейишти. 43 Икки күндин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисигә қарап йол алди. 44 У Өзи бурун: «Һеч қандақ пәйғәмбәр өз жутида һөрмәткә сазавәр болмайду», дегән. 45 Җәлилийәгә кәлгинидә, җәлилийәликләр Уни қарши елишти, чүнки уларму «Өтүп кетиш» һейтини Йеруса­лимда өткүзгән вә һәзрити Әйсаниң у йәрдә яратқан мөҗүзә һәм карамәтлирини көргән еди. 46 Һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидә турған вақтида, Кана йезисиға йәнә барди. (У дәл шу йезидики бир тойда суни шарапқа айландурған еди.) Шу күнләрдә Кәпәрнаһум шәһиридә оғли кесәл болуп ятқан бир орда әмәлдари бар еди. 47 У һәзрити Әйсаниң Йәһудийәдин Җәли­лийәгә кәлгәнлигини аңлап, Униң алдиға барди вә: — Өйүмгә берип, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәрсиңиз! — дәп өтүнди. 48 Шуниң билән һәзрити Әйса униңға: — Силәр җәлилийәликләр мөҗүзә вә карамәтләрни көрмигичә, Маңа ишәнмәйдиған охшайсиләр, — деди. 49 Орда әмәлдари һәзрити Әйсаға: — Һәзрәтлири, балам өлмәй турғанда барғайсиз! — деди. 50 — Өйүңизгә қайтиң, оғлуңиз һаят қалиду, — деди һәзрити Әйса. Һелиқи адәм һәзрити Әйсаниң ейтқан сөзигә ишинип, өйигә қарап маңди. 51 Йолда хизмәткарлири униң алдиға чиқип, оғлиниң һаят һәм саламәт екәнлигини уқтурди. 52 Әмәлдар улардин оғлиниң қачандин башлап яхшилинишқа йүзлән­гәнлигини сориғинида, улар: — Түнүгүн чүштин кейин саат бирдә қизитмиси янди, — дейишти. 53 Балиниң атиси буниң дәл һәзрити Әйсаниң өзигә: «Оғлуңиз һаят қалиду!» дегән вақит екәнлигини есигә алди. Шуниң билән у вә пүтүн аилисидикиләр һәзрити Әйсаға ишәнди. 54 Бу һәзрити Әйсаниң Йәһудийәдин Җәлилийәгә келип көрсәткән иккинчи мөҗүзиси еди.

Юһанна 5

1 Буниңдин узун өтмәй йәһудийларниң бир һейти йетип кәлди. Шуңа һәзрити Әйса Йерусалимға барди. 2 Йерусалимдики «Қой дәрвазисиниң» йенида ибраний тилида «Бәйтәста» дәп атилидиған бир көлчәк болуп, униң әтрапида бәш пешайван бар еди. 3 Бу пешайванлар астида бир топ қарғу, току вә паләчләр йетишатти. Улар йетип көлчәкниң сүйиниң чайқилишини күтәтти. 4 Чүнки Худа­ниң бир периштәси туруп-туруп көлчәккә чүшүп, суни чайқай­дикән. Суниң чайқилишидин кейин көлчәккә биринчи болуп киргән киши һәр қандақ кесәлдин халас болидикән. 5 У йәрдә оттуз сәккиз жил кесәлниң дәрдини тартқан бир бемар бар еди. 6 Һәзрити Әйса бу току адәмни көрди вә униң узундин бери шу әһвалда екәнлигини билип, униңдин: — Сақийип кетишни халамсән? — дәп сориди. 7 Бемар мундақ җавап бәрди: — Һәзрәтлири, су чайқалғанда мени суға чүширидиған адимим йоқ. Мән чүшәй дегичә, башқилар мениң алдимда чүшүвалиду. 8 Һәзрити Әйса униңға: — Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп маң, — деди. 9 Һелиқи адәм шу ан сақийип, орун-көрписини жиғиштуруп меңиш­қа башлиди. Бу йәһудийларниң дәм елиш күни еди. 10 Шуңа бәзи йәһудий ақса­қал­лири сақайған адәмгә: — Бүгүн дәм елиш күни турса, Тәврат қанунимизда дәм елиш күни иш қилиш мәнъий қилинғанлиғини билип туруп, йәнә орун-көрпәңни көтирип жүрисәнғу! — деди. 11 Лекин бемар уларға мундақ җавап бәрди: — Мени сақайтқан Киши маңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маң», дегән турса! 12 — Саңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маң», дегән зади ким екән у? — дәп сорашти улар. 13 Бирақ сақайған адәм һәзрити Әйсаниң Ким екәнлигини бил­мәтти. У йәрдә адәм көп болғанлиқтин, һәзрити Әйса Өзини далдиға елип, астағина кетип қалди. 14 Бу иштин кейин һәзрити Әйса һелиқи адәмни мәркизий ибадәт­ханида көрүп: — Кесилиңдин сақайдиң. Әнди гуна қилма, бешиңға техиму чоң бала-қаза келип қалмисун, — деди. 15 Һелиқи адәм йәһудий ақсақаллириниң қешиға берип, өзини сақайтқан һәзрити Әйса екәнлигини уқтурди. 16 Һәзрити Әйса бу ишларни дәм елиш күни қилғанлиғи үчүн, йәһудий ақсақаллири Униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди. 17 Лекин һәзрити Әйса уларға: — Худа Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, Мәнму шундақ қилишим керәк, — деди. 18 Шундақ қилип, йәһудий ақсақаллириниң Уни өлтүрүш нийити техиму күчәйди. Чүнки У дәм елиш күниниң қаидисини бузупла қалмастин, Худаниң Өз Атиси екәнлигини ейтиши билән, Өзини Худаға тәң қилған еди. 19 Һәзрити Әйса бу шикайәтләргә җававән йәһудий ақсақаллириға мундақ деди: — Билип қоюңларки, Оғли Өзлүгидин һеч немә қилалмайду. Пәқәт асмандики Атисиниң немә қиливатқанлиғини көрүп, андин шу ишни қилалайду. Атиси немә қилса, Уму шуни қилиду. 20 Чүнки Атиси Уни сөйиду вә Өзиниң қилидиған барлиқ ишлирини Униңға көрситиду һәм Оғли арқилиқ силәрни һәйран қалдурғидәк техиму зор вә улуқ ишларни аян қилиду. 21 Өлгәнләрни Атиси қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғлиму шуниңға охшаш Өзи халиған кишиләргә мәңгүлүк һаят ата қилиду. 22 Шундақла Атиси һеч кимни сораққа тартмайду, бәлки Оғли тартиду. Чүнки сораққа тартишниң пүтүн һоқуқини Оғлиға бәргәндур. 23 Буниңдики мәхсәт, инсанларниң Өзини һөрмәтлигинидәк, Оғлиниму һөрмәтлиши үчүндур. Оғлини һөрмәтлимигәнләр Уни Әвәткүчи Атисиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду. 24 Билип қоюңларки, сөзүмни аңлап, Мени Әвәткүчигә ишәнгәнләр мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду. Бундақ адәм сораққа тартилмайду, шундақла өлүмдин һаятлиққа өткән болиду. 25 Билип қоюңларки, роһи өлүкләрниң Худа Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саати йетип кәлмәктә, шундақла келип қалдики, аңлап ишәнгәнләр һаятлиққа егә болиду. 26 Чүнки Атиси Өзи қандақ һаятлиқ мәнбәси болса, Оғлиниму шундақла һаятлиқ мәнбәси қилди. 27 Йәнә Униңға сорақ қилиш һоқуқиниму бәрди, чүнки У Инсан Оғлидур. 28 Буниңға һәйран болмаңлар, өлгәнләрниң һәммиси Мениң авазимни аңлайдиған вақит келиду 29 вә улар йәрликлиридин чиқишиду. Яхшилиқ қилғанлар тирилип, мәңгүлүк һаятқа еришиду, яманлиқ қилғанлар тирилип сораққа тартилиду. 30 Мән Өзлүгүмдин һеч немә қилалмаймән, пәқәт Атамниң ейтқини бойичә сорақ қилимән. Мениң һөкүмүм адилдур, чүнки Мениң нийитим Мениң ирадәмни әмәс, бәлки Мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруштур. 31 — Әгәр Өзәм үчүн Өзәм гувалиқ бәрсәм, гувалиғим бекар болиду. 32 Лекин Мән үчүн гувалиқ беридиған башқа Бири бар. Униң Маңа беридиған гувалиғиниң растлиғини билимән. 33 Йәһия пәйғәмбәргә адәм әвәткән әмәсмидиңлар? У һәқиқәткә гувалиқ бәргән. 34 Әмәлиятта Маңа бир инсанниң гувалиғи керәк әмәс. Силәрни Йәһия пәйғәмбәрниң гувалиғиға ишинип қутқузулсун дәп, буларни ейтиватимән. 35 Йәһия пәйғәмбәр нур чечип турған бир чираққа охшайду. Силәр униң йоруқлуғидин вақитлиқ болсиму һөзүрлинишни халидиңлар. 36 Лекин Йәһия пәйғәмбәрниң Мән үчүн бәргән гувалиғидинму чоң бир гувалиқ бар. У болсиму, Мениң яратқан мөҗүзилирим, йәни Атам Мениң орунлишим үчүн Маңа тапшурған ишлардур. Булар Атамниң Мени әвәткәнлигигә гувалиқ бериду. 37 Мени әвәткән Атам Өзиму Мән үчүн гувачидур. Силәр һеч қачан Униң авазини аңлимидиңлар, қияпитини көрмидиңлар. 38 Униң сөзлири силәрниң қәлбиңлардин орун алмиди, чүнки Мени Униң әвәткинигә ишәнмидиңлар. 39 Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қилисиләр, чүнки униңдин мәңгүлүк һаятқа егә болушниң йолини тапалаймиз, дәп қарайсиләр. Һәҗәва, бу Язмилар Мени Худа әвәтидиған Қутқазғучи дәп тонуштурған әмәсму? 40 Шундақ туруп, силәр йәнә Мениң йенимға келип, һаятлиққа еришиш­ни халимайсиләр. 41 Мән инсанларниң махтишини издимәймән, 42 лекин Мән силәрни билимән, қәлбиңларда Худаға болған муһәббитиңлар йоқ. 43 Мән Атам­ниң нами билән кәлсәм, силәр Мени қобул қилмайсиләр. Һалбуки, башқилар өз нами билән кәлсә, уни қобул қилисиләр. 44 Силәр бир-бириңларниң махтишини қобул қилисиләрю, ялғуз Худаниң махти­шиға егә болушқа тиришмайсиләр. Бу һалда Маңа қандақму ишинә­ләйсиләр? 45 Бирақ Мени үстимиздин Атамға шикайәт қилиду, дәп ойлимаң­лар. Үстүңлардин шикайәт қилидиған Мән әмәс, бәлки силәр үмүт бағлиған Муса пәйғәмбәрдур. 46 Әгәр силәр расттин Муса пәйғәмбәргә ишәнгән болсаңлар, Маңиму ишәнгән болаттиңлар, чүнки Муқәддәс Язмиларда Муса пәйғәмбәр Мән тоғрилиқ язған. 47 Лекин униң Муқәддәс Язмиларда язған сөзлиригә ишәнмисәңлар, Мениң сөзлиримгә қандақму ишинисиләр?

Юһанна 6

1 Бир мәзгилдин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә көлиниң (Тиберийә көли дәпму атилидиған көл) у қетиға өтти. 2 Зор бир топ халайиқ Униң кәйнидин әгишип маңди, чүнки улар Униң кесәлләрни сақайт­қан мөҗүзилирини көргән еди. 3 Һәзрити Әйса таққа чиқип, у йәрдә шагиртлири билән биллә олтарди. 4 Бу йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалған вақит еди. 5 Һәзрити Әйса бешини көтирип, зор бир топ халайиқниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, Филиптин: — Шунчә көп адәмни тойдурғидәк нанни нәдин тапимиз? — дәп сориди. 6 Һәзрити Әйса бу сөзни уни синаш үчүн ейтқан еди, әмәлиятта қандақ қилишни Өзи биләтти. 7 Филип җававән: — Һәммисиниң бир бурдидин нан йейиши үчүн йерим жиллиқ киримму йәтмәйду! — деди. 8 Шагиртлардин йәнә бири, Симун Петрусниң иниси Әндәр һәзрити Әйсаға: 9 — Бу йәрдә бир кичик бала болуп, униңда бәш арпа нан билән икки белиқ бар, лекин бунчивала адәм үчүн бу немигә йәтсун? — деди. 10 — Көпчиликни олтарғузуңлар, — деди һәзрити Әйса. У йәр кәң кәткән чимәнзарлиқ еди. Халайиқниң һәммиси олтарди. У йәрдики әрләрниң санила бәш миңчә бар еди. 11 Һәзрити Әйса нанларни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, олтарғанларға бөлүп бәрди. Белиқларниму шундақ қилди. Көпчилик халиғанчә йеди. 12 Һәммиси йәп тойғанда, һәзрити Әйса шагиртлириға: — Ешип қалғинини жиғиңлар, һеч нәрсә зайә болмисун, — деди. 13 Шуниң билән улар көпчиликниң бәш арпа нандин йәп ешип қалғинини он икки севәткә толтуруп жиғивалди. 14 Халайиқ һәзрити Әйсаниң көрсәткән бу мөҗүзисини көрүп: «Дунияға келишини Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!» дейишти. 15 Һәзрити Әйса уларниң Өзини исраилларниң падишаси болушқа мәҗбурлайдиғанлиғини билип, улардин айрилип, қайтидин таққа тәнһа чиқип кәтти. 16 Кәчқурун һәзрити Әйсаниң шагиртлири көл бойиға келишти. 17 Гәрчә қараңғу чүшүп кәткән болсиму, һәзрити Әйса техичә уларниң йениға кәлмигән еди. Шуниң билән улар бир кемигә олтирип, көлниң у қетидики Кәпәрнаһум шәһиригә қарап йол елишти. 18 Қаттиқ боран чиқип, көлдә долқун көтириливататти. 19 Шагиртлар палақ уруп төрт-бәш чақирим йәргичә барғандин кейин, һәзрити Әйсаниң көл үстидә меңип кемигә йеқинлишиватқанлиғини көрүп қорқушуп кәтти. 20 Лекин һәзрити Әйса уларға: — Қорқмаңлар, бу Мән! — деди. 21 Буниң билән улар һәзрити Әйсани кемигә чиқишқа чақирди. У кемигә чиққандин кейинла, улар бармақчи болған йеригә берип қалди. 22 Иккинчи күни көлниң у қетида қалған халайиқ түнүгүнки күндә у йәрдә пәқәт бирла кеминиң барлиғини, һәзрити Әйсаниң Өз шагиртлири билән биллә у кемигә олтармиғанлиғини, шагиртлириниң ялғуз кәткәнлигини есигә алди. 23 Бир нәччә кемә Тиберийә шәһири­дин һәзрити Әйса дуа қилип, халайиққа нан тарқитип бәргән йәргә йеқин келип тохтиди. 24 Һәзрити Әйсаниң вә шагиртлириниң у йәрдә әмәслигини билгән халайиқ у кемиләргә олтирип, Кәпәрнаһум шәһи­ригә һәзрити Әйсани издигили маңди. 25 Халайиқ Уни көлниң у қетида тапқандин кейин: — Устаз, бу йәргә қачан кәлдиңиз? — дәп сорашти. 26 Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Билип қоюңларки, силәр Мени мөҗүзилиримни көрүп чүшәнгән­­лигиңлар үчүн әмәс, бәлки нанлардин халиғанчә йәп тойған­лиғиңлар үчүн издидиңлар. 27 Бирақ силәр бузулидиған озуқлуқ үчүн әмәс, бузул­майдиған, мәңгүлүк һаят беридиған озуқлуқ үчүн җан етип ишләң­лар! Буни силәргә Инсан Оғли — Өзәм беримән, чүнки Мениң бундақ қили­шимни Худа Атам тәстиқлигән. 28 Улар: — Қандақ қилғанда, Худаниң хизмитидә болалаймиз? — дәп сорашти. 29 — Худаниң хизмити — Худаниң Әвәткинигә ишиништур, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса. 30 Улар йәнә: — Сиз қандақ мөҗүзә яритиш билән бизни Өзиңизгә ишәндү­рисиз? Бизгә немә қилип бәрмәкчисиз? 31 Әҗдатлиримиз чөлдә жүргәндә, «манна» дәп аталған нан йегән. Бу һәқтә Зәбурда: «У уларға асмандин чүширилгән нан тәғдим қилди», дейилгән. Сиз бизгә немә тәғдим қилмақчисиз? — дейишти. 32 Бирақ һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, әҗдатлириңларға асмандин чүшкән нанни Муса пәйғәмбәр әмәс, бәлки Худа Атам бәргән. Мана һазирму силәргә асмандин чүшкән һәқиқий нанни Худа Атам бериватиду. 33 Бу нан асмандин чүшкәндур вә пүтүн дунияға һаятлиқ бәргүчидур. 34 — Тәхсир, һемишәм бизгә бундақ нан берип турғайсиз! — дейиш­ти улар. 35 Һәзрити Әйса мундақ деди: — Һаятлиқ беридиған нан Өзәмдурмән! Мениң йенимға кәлгәнләр һәргиз ач қалмайду. Маңа ишәнгәнләр һеч қачан уссимайду. 36 Лекин силәргә ейтқинимдәк, силәр Мени көргән болсаңларму, Маңа ишән­мәйватисиләр. 37 Худа Атам Маңа тапшурғанларниң һәммиси Мениң йенимға келиду. Мениң йенимға кәлгәнләрни һәргиз ташлавәтмәймән. 38 Чүнки Мән Өз ирадәмни әмәс, Мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн асмандин чүштүм. 39 Мени Әвәткүчиниң ирадиси болса, Униң Маңа тапшурғанлиридин бириниму йоқатмаслиғим, шундақла қиямәт күни уларниң һәммисини тирилдүрүп, мәңгүлүк һаятқа ериштүрүшүмдин ибарәт. 40 Чүнки Мениң Атамниң ирадиси Оғлини, йәни Мени тонуған вә Маңа ишәнгәнләрниң һәммисини мәңгүлүк һаятқа ериштүрүштур. Мән уларни қиямәт күни тирилдүрүп, мәңгүлүк һаятқа ериштүримән. 41 Һәзрити Әйса: «Асмандин чүшкән нан Өзәмдурмән!» дегәнлиги үчүн, йәһудийлар Униңға нарази болуп, ғудуңшишқа башлиди. 42 «Бу Йүсүпниң оғли Әйса әмәсму? Атисиниму, анисиниму тонуйдиған турсақ, йәнә қандақларчә: Асмандин чүштүм, дәләлисун?» дейишәтти улар. 43 — Маңа ғудуңшимаңлар, — деди һәзрити Әйса, — 44 Мени әвәткән Худа Атам Өзи кишиләрниң қәлбигә салмиса, улар Мениң йенимға келәлмәйду. Мениң йенимға кәлгән кишиләрни қиямәт күни тирилдүримән. 45 Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида мундақ йезилған: «Уларниң һәммисигә Худа тәрипидин тәлим берилиду». Шуңа Атамниң тәлимини аңлиған вә Униңдин үгәнгән кишиләр Мениң йенимға келиду. 46 Бу Атамни бир киши көргән дегәнлик әмәс. Атамни пәқәт Униң йенидин Кәлгүчи Мәнла көргән. 47 Билип қоюңларки, Маңа ишәнгәнләр мәңгүлүк һаятқа аллиқа­чан еришкән болиду. 48 Һаятлиқ беридиған «нан» Өзәмдурмән. 49 Гәрчә әҗдатлириңлар чөлләрдә манна йегән болсиму, йәнила өлди. 50 Лекин асмандин чүшкән шундақ бир «нан» барки, уни йегән­ләр өлмәйду. 51 Асмандин чүшкән «һаятлиқ беридиған нан» Өзәмдур­мән. Кимду-ким бу «нандин» йесә, мәңгү яшайду. Бу «нан» Мениң тенимдур. Мән дуниядики инсанлар һәқиқий һаятқа егә болсун, дәп уни атимақчи. 52 Бу сөз билән улар хапа болушуп: — Бу адәм бизниң йейишимизгә Өз тенини қандақ берәләйду? — дейишип талаш-тартиш қилишқа башлиди. 53 Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, Инсан Оғлиниң тенини йемигичә вә қенини ичмигичә силәрдә мәңгүлүк һаят болмайду. 54 Тенимни йегән вә қенимни ичкән киши мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду. Мән у кишини қиямәт күни тирилдүримән. 55 Чүнки теним һәқиқий йемәклик, қеним болса һәқиқий ичимликтур. 56 Тенимни йегән вә қенимни ичкән киши Мәндә яшайду, Мәнму униңда яшаймән. 57 Һаятлиқниң мәнбәси болған Атам Мени әвәтти. Мән Униң бар болғанлиғидин яшаймән. Шуниңға охшаш, Мениң тенимни йегән кишиму Мениң бар болғанлиғимдин яшайду. 58 Мана бу асмандин чүшкән «нандур». Әҗдатлириңлар «манна» дәп аталған нанни йегән болсиму өлди, бирақ бу нанни йегәнләр болса, мәңгү яшайду! 59 Һәзрити Әйса бу сөзләрни Кәпәрнаһум шәһиридики ибадәтханида тәлим бәргинидә ейтқан еди. 60 Нурғун шагиртлар буни аңлиғанда: — Бу тәлимни һәзим қилиш бәк тәс екән, буни ким қобул қила­лисун? — дейишти. 61 Шагиртлириниң ғудуңшиғинини билгән һәзрити Әйса: — Сөзлирим чишиңларға тегиватамду? 62 Мабада Инсан Оғлиниң әсли кәлгән җайи — асманға көтириливатқанлиғини көрсәңлар, немә дәйсиләр? 63 Инсанға һаятлиқ Бәргүчи — Худаниң Роһидур. Бу иш инсанниң қолидин кәлмәйду. Силәргә ейтқан сөзлирим Худаниң Роһидин кәлгән болуп, у һаятлиқ тәғдим қилиду. 64 Лекин араңларда ишәнмигәнләрму бар, — деди. (Чүнки һәзрити Әйса ишәнмигәнләрни вә Өзигә сатқунлуқ қилмақчи болған кишиниң ким екәнлигини бурундин биләтти.) 65 — Мән силәргә дедимғу, Атам Маңа йеқинлаштурғанлардин башқа һеч ким Мениң йенимға келәлмәйду! — деди һәзрити Әйса йәнә қошум­чә қилип. 66 Буниң билән әгәшкүчилиридин хелә көпи чекинип чиқип, Униңға әгәшмәйдиған болди. 67 Һәзрити Әйса он икки шагиртидин: — Силәрчу, силәрму Мәндин кәтмәкчиму? — дәп сориди. 68 Симун Петрус мундақ җавап қайтурди: — Әй Рәббим, мәңгү һаятлиқ беридиған сөзләр пәқәт Сиздила турса! Биз кимниң йениға кетәттуқ? 69 Ишинимиз вә билимизки, Сиз Худа әвәткән Муқәддәссиз! 70 Һәзрити Әйса җававән: — Мән силәр он иккиңларни таллидим, бирақ араңларда бири шәйтанниң илкидидур, — деди. 71 Һәзрити Әйса Симунниң оғли Йәһуда Ишқарийотни демәкчи еди, чүнки Йәһуда он икки шагиртниң бири болуп турсиму, кейин һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилатти.

Юһанна 7

1 Шуниңдин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидә кезип жүрди. Йәһудий ақсақаллири Уни өлтүрүшни мәхсәт қилғанлиғи үчүн, У Йәһудийә өлкисидә турушни халиматти. 2 Бу чағда йәһудийларниң «Кәпә тикиш» һейтиға аз қалған еди, 3 шуңа һәзрити Әйсаниң инилири Униңға: — Һейттин бурун Йәһудийәгә бериң, әгәшкүчилириңизму карамәт­лириңизни көрсун! 4 Чүнки өзини тонутмақчи болған киши йошурун иш қилмайду. Бу ишларни қиливатқан екәнсиз, Өзиңизни инсанларға көрситиң, — дейишти. 5 (Сәвәви инилириму Униңға ишәнмигән еди.) 6 Һәзрити Әйса уларға: — Мениң вақит-саатим техи кәлмиди, лекин силәргә қачанла болса пурсәт бар. 7 Бу дуниядики кишиләр силәрни һәргиз өч көрмәйду, лекин Мени өч көриду. Чүнки Мән уларниң қилмишлири яман, дәп гувалиқ бериватимән. 8 Силәр һейтқа баривериңлар, Мән һазирчә бармаймән, чүнки Мениң вақит-саатим техи йетип кәлмиди, — деди. 9 Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип, Җәлилийәдә қалди. 10 Һәзрити Әйсаниң инилири Йерусалимға һейт үчүн кәткәндин кейин, һәзрити Әйса Өзиму у йәргә барди. Амма ашкарә әмәс, йошурун барди. 11 Һейт-айәм күнлиридә йәһудий ақсақаллири Уни издәп, халайиқтин: «Әйсани көрдүңларму?» — дәп сорашти. 12 Кишиләр арисида Униңға мунасивәтлик көп гәп-сөзләр еқип жүрди. Бәзиләр Уни: «Яхши адәм!» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, дәл әксичә хәлиқни аздуруватиду!» дейишти. 13 Бирақ һеч ким Униң яхшилиғи тоғрилиқ ашкарә сөзлимәтти, чүнки йәһудий ақсақаллиридин қорқатти. 14 Һейтниң йерими өткәндә, һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойли­лириға кирип, хәлиққә тәлим беришкә башлиди. 15 Йәһудий ақсақаллири: — Бу Адәм һеч қандақ тәлим алмиған туруп, униң қандақму мунчә көп билими болсун? — дәп аң-таң қелишти. 16 Һәзрити Әйса уларға: — Бу тәлимләр Мениң әмәс, бәлки Мени Әвәткүчи Худаниң­кидур. 17 Худаға чин дилидин бойсунушни халайдиған киши бу тәлимләрниң Худадин кәлгәнлигини яки Өзлүгүмдин ейтиват­қан­лиғимни билә­ләйду. 18 Өз алдиға сөзлигән киши өз шан-шәривини издәйду, лекин өзини әвәткүчиниң шан-шәривини издәйдиған киши һәқ сөзләйду. Ундақ кишидә һәқсизлик йоқтур. 19 Муса пәйғәмбәр силәргә Тәврат қанунини өзи йәткүзгән, шундаққу?! Лекин һеч қайсиңлар бу қанунға әмәл қилмидиңлар! Ейтиңларчу, немишкә Мени өлтүрмәкчи болисиләр? — деди. 20 Көпчилик: — Сизгә җин тегипту! Сизни өлтүрмәкчи болған ким екән? — дейишти. 21 — Мән дәм елиш күнидә бир мөҗүзә яритип қойсам, һәммиңлар аң-таң қелиштиңлар, — деди һәзрити Әйса, 22 — бирақ силәрму Муса пәйғәмбәрниң бала туғулуп, сәккизинчи күни хәтнисини қилиш керәк дегән буйруғини ада қилимиз дәп, дәм елиш күни болсиму, балиларниң хәтнисини қиливерисиләр. Әмәлиятта хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, әҗдадиңлар Ибраһимдин қалған. 23 Тәврат қануни бузулмисун дейилип туруп, дәм елиш күни хәтнә қилинидую, бундақ күндә бир адәмни сақайтсам, немә үчүн Маңа аччиқлинисиләр? 24 Тәкшүрмәй туруп һөкүм қилмаңлар, һөкүмүңлар адил болсун! 25 Йерусалимлиқларниң бәзилири: — Ақсақаллар өлтүрмәкчи болған Адәм бу әмәсмиди? 26 Ашкарә сөзләватсиму, Униңға қарши һеч нәрсә демәйватқинини! Ақсақаллар Униң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигигә һәқиқәтән көзлири йәттиму? 27 Һалбуки, Мәсиһ кәлгәндә, Униң қәйәрдин кәлгәнлигини һеч ким биләлмәйдиғу. Бирақ бу Адәмниң болса қәйәрдин кәлгәнлигини ениқ билимиз, — дейишти. 28 У чағда мәркизий ибадәтханиниң бир һойлисида тәлим бериват­қан һәзрити Әйса жуқури аваз билән мундақ деди: — Силәр Мени тонуймиз һәм Мениң қәйәрдин кәлгәнлигимниму билимиз, дәп қарайсиләр, шундақму?! Бирақ Мән Өзлүгүмдин әмәс, Мән вәкиллик қилғучиниң әвәтиши билән кәлдим. У һәқтур, бирақ силәр Уни тонумайсиләр. 29 Мән Уни тонуймән. Чүнки Мән Униң йенидин кәлдим, Мени У әвәтти. 30 Шуниң билән бәзиләр һәзрити Әйсани тутмақчи болушти, лекин Униңға қол салидиған адәм чиқмиди, чүнки Униң вақит-саати техи йетип кәлмигән еди. 31 Халайиқ арисидики нурғун кишиләрму Униңға ишәнди. Улар: «Мәсиһ қандақму Униңдин көп мөҗүзә яритар?!» — дейишти. 32 Пәрисийләр хәлиқ ичидә һәзрити Әйса һәққидики ейтилип жүргән гәп-сөзләрни аңлап, алий роһанийлар билән мәслиһәтлишип, һәзрити Әйсани тутуш үчүн ибадәтхана қаравуллирини әвәтти. 33 Һәзрити Әйса: — Йәнә бир аз вақит силәр билән биллә болимән, кейин Мени Әвәткү­­чиниң йениға кетимән. 34 Мени издәйсиләр, лекин тапалмай­силәр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр, — деди. 35 Буниң билән йәһудий ақсақаллири бир-биригә: — У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә кетәр? Чәт әлдә туруватқан йәһудий мусапирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмди­ғанду? 36 «Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр», дегини немисиду? — дейишти. 37 Һейтниң ахирқи һәм әң тәнтәнилик күни һәзрити Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән мундақ җакалиди: — Кимду-ким уссиса, Мениң йенимға келип ичсун! 38 Чүнки Муқәд­дәс Язмиларда Маңа ишәнгәнләр һәққидә: «Уларниң көңлидин һаят­лиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду!» дәп йезилған. 39 У бу сөзни Өзигә ишәнгәнләргә ата қилинидиған Худаниң Муқәд­дәс Роһиға қарита ейтқан еди. Худаниң Роһи техи һеч кимгә чүшмигән еди, чүнки һәзрити Әйса техи Атисиниң асмандики шан-шәривигә кирмигән еди. 40 Хәлиқ ичидә бәзи кишиләр бу сөзләрни аңлап: — Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәр һәқиқәтән У екән! — дейишти. 41 Бәзиләр: «Бу Қутқазғучи-Мәсиһ!» — дейишәтти. Йәнә бәзиләр болса: «Ундақ әмәсту! Мәсиһ Җәлилийәдин кәлмәттиғу? 42 Муқәддәс Язмиларда Мәсиһниң падиша Давутниң әвладидин һәм падиша Давут­ниң жути Бәйтләһәм йезисидин келиши һәққидә дейилми­гәнмиди?» дейишти. 43 Буниң билән халайиқ һәзрити Әйсаниң сәвәвидин иккигә бөлүнүп кәтти. 44 Бәзилири Уни тутушни ойлиған болсиму, һеч ким Униңға қол салмиди. 45 Ибадәтхана қаравуллири ибадәтханидин қайтип кәлгәндә, алий роһанийлар билән пәрисийләр: — Немә үчүн Уни тутуп кәлмидиңлар? — дәп сорашти. 46 Ибадәтхана қаравуллири: — Һеч ким һеч қачан бу Адәмдәк сөзлигән әмәс! — дәп җавап беришти. 47 Пәрисийләр: — Силәрму аздурулмиғансиләр? 48 Ақсақаллардин яки пәрисий­ләрдин Униңға ишәнгәнләр барму немә? 49 Униңға ишәнгән груһниң Муқәддәс Язмилардин хәвири йоқ, шуңа у хәқни Худа уриду! — дейишти. 50 Уларниң арисидин бири, йәни бурун бир ахшими һәзрити Әйса­ниң алдиға кәлгән Никодим уларға: 51 — Тәврат қанунимизда бир адәмниң өз иқрарини аңлимай вә қилмишлирини билмәй туруп, униң үстидин һөкүм чиқиришқа болмайду, дәп йезилған, — деди. 52 — Һәҗәва, сәнму җәлилийәликму немә? — дейишти ақсақаллар, — Муқәддәс Язмиларни оқусаң, Җәлилийәдин пәйғәмбәр чиқмайди­ған­лиғини биләләйсән! 53 Буниң билән көпчилик өйлиригә қайтишти.

Юһанна 8

1 Һәзрити Әйса Зәйтун теғиға чиқип кәтти. 2 Әтиси сәһәрдә У йәнә мәркизий ибадәтхана һойлилириға кәлди. Пүтүн җамаәт Униң йениға келивалған еди. У олтирип, уларға тәлим беришкә башлиди. 3 Шу чағда бәзи Тәврат устазлири билән пәрисийләр нека садиқли­ғини бузуп тутулуп қалған бир аялни Униң алдиға елип келишти. Улар аялни оттуриға чиқирип, 4 һәзрити Әйсадин: — Устаз, бу аял нека садиқлиғини бузуш үстидә тутувелинди. 5 Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида нека садиқлиғини бузған аялларни чалма-кесәк қилип өлтүрүшни буйруған. Сизчә қандақ қилиш керәк? — дәп сорашти. 6 Уларниң бундақ дейиштики ғәризи, һәзрити Әйсани алдам халтиға чүширип, Уни гунакар дәп әйипләшкә банә издәш еди. Бирақ һәзрити Әйса иңишип, қоли билән йәргә бир немиләрни язғили турди. 7 Улар шу соални соравәрди, шуңа һәзрити Әйса руслинип, уларға: — Араңлардики гунасиз киши бу аялға биринчи ташни атсун! — деди. 8 Андин йәнә иңишип, йәргә йезишни давамлаштурди. 9 Улар бу сөзләрни аңлап, алди билән чоңлири, андин кейин башқилири бири­ниң кәйнидин бири у йәрдин чиқип кетишти. Ахирида һәзрити Әйса алдида өрә турған һелиқи аял билән ялғуз қалди. 10 Һәзрити Әйса руслинип туруп, униңға: — Ханим, сизниң үстиңиздин шикайәт қилғанлар қени? Сизни сораққа тартидиған адәм чиқмидиму? — дәп сориди. 11 — Чиқмиди, һәзрәтлири, — деди аял. Һәзрити Әйса: — Мәнму сизни сорақ қилмаймән. Қайтиң, буниңдин кейин гуна қилмаң, — деди. 12 Һәзрити Әйса йәнә көпчиликкә мундақ деди: — Дунияниң нури Өзәмдурмән. Маңа әгәшкәнләр қараңғулуқта қалмайду, әксичә һаятлиқ нуриға еришиду. 13 Пәрисийләр: — Сән Өзәңгә Өзәң гувалиқ бериватисән. Шуңа Сениң гәплириңгә ишәнгили болмайду, — дейишти. 14 Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Мән Өзәмгә гувалиқ берип сөзлисәмму, сөзлирим һәқтур, чүнки Мән Өзәмниң қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә кетидиған­лиғимни билимән, лекин силәр буни билмәйсиләр. 15 Силәр инсанлар­ниң өлчими бойичә һөкүм қилисиләр, бирақ Мән һеч кимгә һөкүм қилмаймән. 16 Һөкүм қилип қалсамму, һөкүмүм тоғра болатти, чүнки һөкүм қилғанда Мән ялғуз әмәс, бәлки Мени әвәткүчи Атам Мән билән биллидур. 17 Силәр риайә қилидиған Тәврат қанунида: «Икки гувачиниң сөзи охшаш чиқса, уларниң сөзлири тоғра», дәп йезилған. 18 Мән Өзәм үчүн Өзәм гувалиқ беримән, Мени әвәткән Атамму Мән үчүн гувачидур. 19 — Атаң қәйәрдә? — дәп сорашти улар. — Силәр йә Мени тонумайсиләр, йә Атамни. Мени тонуған болсаң­лар, Атамниму тонаттиңлар, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса. 20 Һәзрити Әйса бу тәлимләрни мәркизий ибадәтханидики сәдиқә топлинидиған йәрдә ейтқан еди. Бирақ һеч ким Уни тутмиди, чүнки Униң вақит-саати техи йетип кәлмигән еди. 21 Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Мән бу йәрдин кетимән, силәр Мени издәйсиләр, бирақ тапал­май­силәр. Шундақла гуналириңлар кәчүрүм қилинмайла өлисиләр. Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр, — деди. 22 Буниң билән йәһудий ақсақаллири: — У: «Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр», дәйду. Бу Өзәмни өлтүрүвалимән дегәнлигимиду? — дейишти. 23 Һәзрити Әйса уларға: — Силәр бу йәрлик болуп, бу дунияға тәвә. Мән болсам асмандин кәлгән болуп, бу дунияға тәвә әмәс. 24 Шуниң үчүн силәргә: «Гунали­риңлар кәчүрүм қилинмай өлисиләр», дедим. Чүнки силәр Мениң «Мәңгү Бар Болғучи» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар кәчүрүм қилинмай өлисиләр, — деди. 25 — Сән зади Ким? — дәп сорашти улар. — Баштин тартип силәргә немә дегән болсам, Мән шу. 26 Әсли Мениң силәрни сораққа тартидиған нурғун сөзлирим бар еди. Шундақ бол­симу, Мени Әвәткүчидин аңлиғанлиримнила инсанларға уқтуру­ва­тимән, чүнки У һәқтур, — деди һәзрити Әйса. 27 Улар һәзрити Әйсаниң өзлиригә ейтқанлириниң Атиси Худа тоғрилиқ екәнлигини чүшинәлмиди. 28 Шуңа һәзрити Әйса мундақ деди: — Силәр Инсан Оғлини чапрас яғачқа миқлап тиклигәндин кейин, Униң «Мәңгү Бар Болғучи» екәнлигини билисиләр. Шундақла һеч ишни Өзлүгүмдин қилмиғанлиғимни вә пәқәт Атамниң үгәткининила сөзлигәнлигимниму билисиләр. 29 Мени Әвәткүчи Мән билән билли­дур, У Мени һәргиз ялғуз қоймиди, чүнки Мән һемишәм Уни хуш қилидиған ишларни қилимән. 30 Һәзрити Әйса бу сөзләрни қиливатқан чағниң өзидә нурғун киши­ләр Униңға ишәнди. 31 Һәзрити Әйса Өзигә ишәнгән йәһудийларға: — Әгәр Мениң тәлимим бойичә иш көрсәңлар, Мениң һәқиқий шагиртлирим болисиләр. 32 Һәқиқәтни билисиләр вә һәқиқәт силәрни әркинликкә ериштүриду, — деди. 33 — Биз Ибраһимниң әвлатлиримиз, — дәп җавап беришти улар, — һеч кимгә һеч қачан қул болмидуқ. Сизниң: «Һәқиқәт силәрни әркин­ликкә ериштүриду», дегиниңизниң мәнаси зади немә? 34 — Билип қоюңларки, гуна қилған киши гунаниң қулидур, — деди һәзрити Әйса уларға, 35 — қул аилиниң мәңгүлүк әзаси болалмайду. Оғул болса, шу аилиниң мәңгүлүк әзасидур. 36 Шуниң үчүн Худа Оғли силәрни әркин қилса, һәқиқий әркин болисиләр. 37 Силәрниң Ибраһим­ниң әвлади екәнлигиңларни билимән, бирақ Мени өлтүр­мәкчи болуватисиләр, чүнки Мениң тәлимим силәрниң қәлбиңларда орун алмиди. 38 Мән Атамниң йенида көргәнлиримни силәргә ейтиватимән. Силәр өз атаңлардин аңлиғанлириңларни қиливатисиләр! 39 — Бизниң атимиз әҗдадимиз Ибраһим, — дәп җавап қайту­рушти улар. — Ибраһимниң пәрзәнтлири болсаңлар, Ибраһимниң яхши әмәл­лирини қилған болаттиңлар. 40 Бирақ һазир әксичә Мени, йәни Худадин аңлиған һәқиқәтни силәргә йәткүзгән Кишини өлтүрмәкчи болуватисиләр. Әҗдадиңлар Ибраһим һәргиз ундақ ишни қилмиған. 41 Силәр өз атаңларниң қилғинини қиливатисиләр! — деди һәзрити Әйса. — Биз һарамдин болмидуқ. Бизниң пәқәт бирла Атимиз бар, У болса Худадур! — дейишти улар. 42 — Атаңлар Худа болған болса, Мени сөйгән болаттиңлар, — деди һәзрити Әйса, — чүнки Мән Худаниң йенидин кәлдим, шуниң үчүн бу йәрдимән. Өзлүгүмдин кәлгән әмәсмән, бәлки У тәрипидин әвәтил­гәнмән. 43 Сөзлиримни немишкә чүшәнмәйсиләр? Ениқки, Мениң тәлимим қулиғиңларға яқмайватиду. 44 Атаңлар шәйтан болғачқа, силәрму униң һәвәслири бойичә иш қилисиләр. У әзәлдин қатил һәм һәқиқәттә турмайду, чүнки униңда һәқиқәт йоқтур. Ялған сөзләш униң тәбиий хусусийити, чүнки у ялғанчи вә ялғанчилиқниң атиси­дур. 45 Мән болсам һәқиқәтни сөзләймән, шуңа Маңа ишәнмәй­си­ләр. 46 Қайсиңлар Мениң гунайим бар екәнлигини испатлап берәләй­силәр, қени? Һәқиқәтни сөзлисәм немә үчүн Маңа ишәнмәйсиләр? 47 Худа­ниң пәрзәнтлири Худаниң сөзлирини аңлайду, силәр Худаниң пәрзәнт­лири болмиғанлиғиңлар үчүн, Униң сөзлирини аңлимайсиләр. 48 Йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсаға җававән: — Һәҗәва, бизниң Сени: «Самарийәлик һәм җин чаплашқан адәмсән», дегән сөзимиз тоғра әмәсму? — дейишти. 49 — Маңа җин чаплашқини йоқ, — деди һәзрити Әйса, — Мән Атамни һөрмәт қилимән, лекин силәр Маңа һөрмәтсизлик қилива­ти­силәр. 50 Мениң Өзәмни улуқлиғим йоқ, лекин Мениң улуқ болу­шумни халайдиған Бири бар. Униң һөкүми адилдур. 51 Билип қоюңларки, Мениң тәлимим бойичә яшиған киши мәңгү өлмәйду. 52 Улар һәзрити Әйсаға: — Саңа җин чаплашқанлиғини әнди ениқ билдуқ, — дейишти — һәтта әҗдадимиз Ибраһим вә башқа пәйғәмбәрләрму өлгән турса, сән қандақчә: «Тәлимим бойичә яшайдиған киши мәңгү өлмәйду!» дәләләйсән? 53 Һәҗәва, Сән аләмдин өткән атимиз Ибраһимдин вә вапат болған башқа пәйғәмбәрләрдинму үстүн турамсән? Сән Өзәңни зади қандақ адәм дәп һесаплайсән? 54 Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Әгәр Мән Өзәмни Өзәм улуқлисам, Мениң улуқлуғум бекар болатти. Бирақ Мени Улуқлиғучи — силәр «Худайимиз» дәп атайдиған Атамниң Өзидур. 55 Силәр Уни тонуп йетәлмидиңлар, лекин Мән Уни тонуймән. Уни тонумаймән десәм, силәрдәк ялғанчи болған болимән, бирақ Мән Уни тонуймән вә Униң сөзи бойичә иш көримән. 56 Атаңлар Ибраһим Мениң келишимгә интизар болған һәм кәлгәнлигимни алдин-ала көрүп, интайин хошал болған. 57 — Сән техи әллик яшқа кирмигән туруп, әҗдадимиз Ибраһим­ниму көрдүңму? — дейишти улар. 58 Һәзрити Әйса уларға: — Билип қоюңларки, Мән Ибраһим туғулмастинла бар едим! — деди. 59 Буниң билән улар йәрдин таш елип, һәзрити Әйсани чалма-кесәк қилмақчи болушти, лекин У Өзини далдиға елип, мәркизий ибадәт­ханидин чиқип кәтти.

Юһанна 9

1 Һәзрити Әйса йолда кетиветип, туғма қарғу бир адәмни көрди. 2 Шагиртлири һәзрити Әйсадин: — Устаз, бу адәмниң туғма қарғу болуши кимниң гуна қилғанли­ғидин болған? Өзиниңму яки ата-анисиниңму? — дәп сорашти. 3 Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Өзи яки ата-анисиниң гуна қилғанлиғидин әмәс, бәлки Худаниң Өз қудритини униң һаятида аян қилмақчи болғанлиғидиндур. 4 Күн­ниң йоруқ вақтида Мени Әвәткүчиниң бизгә тапшурған вәзипи­сини ада қилишимиз керәк. Кәч кирип қараңғу чүшүп кәтсә, һеч ким иш қилалмайду. 5 Дунияда болған мәзгилимдә дунияниң нури Өзәмдурмән. 6 Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, йәргә түкүрүп, түкүрүк билән лай қилип, лайни һелиқи адәмниң көзлиригә сүркәп қойди 7 вә униңға: «Силоһа көлчигигә берип, көзлириңни жуй», деди. («Силоһа» ибранийчә сөз болуп, «әвәтилгүчи» дегән мәнани бериду.) Һелиқи адәм һәзрити Әйсаниң дегини бойичә қилди вә көзлири ечилған һалда қайтти. 8 Хошнилири вә тиләмчилик қилғинида уни көргәнләр: — Бу олтирип тиләмчилик қилидиған һелиқи адәм әмәсму? — дейишти. 9 Бәзиләр: «Һә-ә, шу» — десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у әмәс, амма униңға охшайдикән», дейишти. Бирақ у өзи: — Мән дәл шу киши болимән! — деди. 10 — Ундақта, көзлириң қандақ ечилди? — дәп сорашти улар. 11 У мундақ җавап бәрди: — Әйса дегән бир Киши түкүрүгидин лай қилип, көзлиримгә сүркәп қоюп, маңа: «Силоһа көлчигигә берип, көзлириңни жуй», дегән еди. Мән у йәргә берип жуйсам, көзлирим ечилип кәтти. 12 — У һазир қәйәрдә? — дәп сорашти улар. — Билмәймән, — деди у. 13 Халайиқ илгири қарғу болған бу адәмни пәрисийләрниң йениға елип беришти. 14 Һәзрити Әйса лай қилип, бу адәмниң көзлирини сақайтқан күн — дәл дәм елиш күни еди. 15 Пәрисийләр бу адәмдин көзлириниң қандақ ечилғанлиғини сориведи, у: «У көзлиримгә лай сүркәп қойди, андин көзүмни жуйдум. Һазир мана көрәләйдиған болдум!» деди. 16 Шуниң билән пәрисийләрдин бәзилири: — У Адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки У дәм елиш күни иш қилмаслиқ әмригә хилаплиқ қилди, — дейишти. Йәнә бәзилири: — Гунакар болса, қандақларчә бундақ мөҗүзиләрни яриталайду? — дейишти. Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди. 17 Улар қарғу адәмдин йәнә: — Көзлириңни ачқан бу адәм сениңчә қандақ адәмду? — дәп сорашти. — У бир пәйғәмбәр, — деди һелиқи адәм. 18 Йәһудий ақсақаллири көзлири ечилған адәмниң ата-анисини тепип кәлмигичә, бурун униң қарғу екәнлигигә вә һазир көзлириниң ечилғанлиғиға ишәнмәтти. Шуңа улар униң ата-анисини чақиртип, 19 улардин: — Туғма қарғу дегән оғлуңлар мошуму? Һазир қандақларчә көрәләй­диған болуп қалди? — дәп сорашти. 20 — Униң бизниң оғлумиз екәнлиги вә туғулушидинла қарғу екән­лиги раст, 21 лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанли­ғини, көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. Уни өзәңлар сораңлар, у чоң адәм турса, өз ишини өзи сөзләп бәрсун, — дәп җавап бәрди униң ата-аниси. 22 Улар йәһудий ақсақаллиридин қорққанлиғи үчүн шундақ дейиш­ти, чүнки йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсани Қутқазғучи-Мәсиһ, дәп етирап қилғанларни ибадәтхана җамаитидин қоғлап чиқиришни қарар қилған еди. 23 Шуниң үчүн һелиқи адәмниң ата-аниси: «У чоң адәм турса, өзидин сораңлар», дегән еди. 24 Пәрисийләр илгири қарғу болған у адәмни йәнә чақирип: — Худа алдида қәсәм қил! Биз бу Адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти. 25 У мундақ җавап бәрди: — Униң гунакар яки гунакар әмәслигини билмәймән. Мән пәқәт бирла нәрсини билимән, у болсиму қарғу едим, һазир көрәләйдиған болдум. 26 Бу чағда улар: — У саңа немә чарә қилди? Көзлириңни қандақ ачти? — дәп сорашти. 27 У җававән: — Силәргә ейтсам, қулақ салмидиңлар. Йәнә қандақларчә аңли­мақчи болуп қалдиңлар? Силәрму Униң шагиртлири болмақчиму немә?! — деди. 28 Буниң билән улар уни һақарәтләп: — Сән У әбләхниң шагирти! Биз болсақ Муса пәйғәмбәрниң шагиртлири. 29 Худаниң Муса пәйғәмбәргә сөзлигәнлигини билимиз. Бу әбләхниң болса, әң қисқиси, қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти. 30 Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди: — Әҗайип ишқу бу! У көзлиримни ачти. Шундақтиму силәр Униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмидиңлар. 31 Биз билимизки, Худа гунакарларниң тилигини аңлимайду, бәлки Өзигә ибадәт қилған вә ирадисини ишқа ашурғанларниңкини аңлайду. 32 Дуния яритилғандин бери бирәр кишиниң туғма қарғуниң көзини ачқанлиғини аңлап баққан әмәсмиз. 33 Бу Адәм Худа тәрипидин әвәтилмигән болса, һеч немә қилалмиған болатти. 34 Улар уни: — Сән гуна ичидә туғулған туруп, әнди бизгә тәлим бәрмәкчи­мусән? — дейишип, ибадәтханидин қоғлап чиқиришти. 35 Һәзрити Әйса уларниң һелиқи адәмни ибадәтханидин қоғлап чиқарғанлиғини аңлап, уни издәп тепип: — Сән Инсан Оғлиға ишинәмсән? — дәп сориди. 36 — Һәзрәтлири, У Ким? Ейтип бәргәйсиз, Униңға ишинәй, — деди һелиқи адәм. 37 — Уни көрүп турупсән, һазир сән билән сөзлишиватқан дәл шуниң Өзи, — деди һәзрити Әйса униңға. 38 Һелиқи адәм: — Әй Рәббим, Саңа ишәндим! — дәп һәзрити Әйсаға сәҗдә қилди. 39 — Дуниядики адәмләр үстидин һөкүм чиқарғили кәлдим, кор­лар­ни көридиған қилиш, көримән дәйдиғанларға уларниң кор екәнли­гини көрситиш үчүн кәлдим, — деди һәзрити Әйса. 40 Униң йенидики бәзи пәрисийләр бу сөзләрни аңлап: — Бу бизниму кор дәп қариғанлиқ әмәсту? — дәп сорашти. 41 — Кор болған болсаңлар, гунакар болмиған болаттиңлар, — деди һәзрити Әйса, — лекин һазир «көрүватимиз» дегәнлигиңлар үчүн гунакарсиләр.

Юһанна 10

1 Һәзрити Әйса мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — Билип қоюңларки, қой қорасиға ишиктин кирмәй, темиға ямишип киргән киши оғри вә қарақчидур. 2 Ишиктин киридиған киши болса, шу қойларниң қойчисидур. 3 Күзәтчи ишикни қойчиға ечип бериду. Қойлар қойчиниң авазини тонуйду, уму өз қойлириниң исимлирини чақирип, уларни сиртқа елип чиқиду. 4 Қойчи қойлириниң һәммисини сиртқа чиқирип болуп, өзи уларниң алдида маңиду, қойларму униң кәйнидин әгишип меңишиду, чүнки униң авазини тонуйду. 5 Ят бириниң кәйнидин маңмайду, әксичә униңдин қачиду, чүнки ятларниң авазини тонумайду. 6 Әтрапидикиләр һәзрити Әйсаниң бу тәмсилни сөзләш арқилиқ өзлиригә немә демәкчи болғанлиғини чүшәнмиди. 7 Шуңа һәзрити Әйса чүшәндүрүп, мундақ деди: — Билип қоюңларки, қойлар киридиған ишик Өзәмдурмән. 8 Мән­дин илгири кәлгәнләрниң һәммиси оғри вә қарақчидур, лекин қойлар уларға бой бәрмиди. 9 Ишик Өзәмдурмән, Мән арқилиқ киргини қутқузулиду һәм кирип-чиқип жүрүп, яп-йешил от-чөпләрни тепип йәләләйду. 10 Оғри болса, оғрилаш, өлтүрүш вә бузуш үчүнла келиду. Мән болсам адәмләр һаятлиққа еришсун вә у һаятлиқ мол болсун, дәп кәлдим. 11 Яхши Қойчи Өзәмдурмән. Яхши қойчиниң қойлири үчүн җени пидадур. 12 Ялланған қойчи ундақ қилмайду. У қойларниң ғоҗайини һәм қойчиси болмиғанлиғи үчүн, бөриниң кәлгәнлигини көрсә, қойларни ташлап қачиду. Шуниң билән бөрә қойларни тутувелип, тери-перәң қиливетиду. 13 Ялланған қойчи немишкә қачиду? Чүнки у қойларниң егиси әмәс, шуңлашқа уларға көңүл бөлмәйду. 14-15 Яхши қойчи Өзәмдурмән. Атам Мени вә Мән Атамни — Биз бир-биримизни тонуйдиғинимиздәк, Мән Өз қойлиримни тонуймән, уларму Мени тонуйду. Қойлирим үчүн җеним пида. 16 Бу қорадин болмиған башқа қойлиримму бар, уларниму чақиришим керәк, уларму авазимни аңлайду. Һәммә қойлар бир пада болушуп, бир қойчиға әгишиду. 17 Атам Мени сөйиду. Чүнки Мән Өзәмни қурван қилғандин кейин тирилишим үчүн, җенимни пида қилишни халаймән. 18 Җенимни һеч ким алалмайду, Мән уни Өз ихтиярим билән пида қилимән. Мән уни беришкә вә қайтурувелишқа һоқуқлуқ. Атам Маңа шундақ қилишни буйруған. 19 Бу сөзләр түпәйлидин йәһудийлар арисида йәнә бөлүнүш чиқти. 20 Бир мунчә кишиләр: — Униңға җин тегипту, сараң болуп қапту, немә үчүн Униң сөзигә қулақ салғидәкмиз? — дейишәтти. 21 Йәнә бәзиләр болса: — Җин тәккән адәмниң сөзлири бундақ болмайду. Җин тәккән адәм қандақму қарғуларниң көзлирини ачалисун?! — дейишти. 22 Қиш пәсли болуп, Йерусалимда мәркизий ибадәтханиниң қайта ечилғанлиғини хатириләйдиған мәйрәм өткүзүлүвататти. 23 Һәзрити Әйса ибадәтханидики «Сулайман падишаниң пешайвини» дегән йәрдә айлинип жүрәтти. 24 Хәқләр Униң әтрапиға олишивелип: — Бизни йәнә қачанғичә гуманда қалдурисән? Әгәр Қутқазғучи-Мәсиһ болсаң, бизгә очуғини ейт, — дейишти. 25 Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Мән силәргә ейтқан, лекин силәр Маңа ишәнмидиңлар. Атам­ниң нами билән қилған ишлирим Мениң Ким екәнлигимгә гувалиқ бериду. 26 Бирақ силәр ишәнмидиңлар, чүнки Мениң қойлирим­дин әмәссиләр. 27 Мениң қойлирим гепимни аңлайду. Мән уларни тонуймән. Улар Маңа әгишиду. 28 Уларға мәңгүлүк һаят ата қилимән. Улар әсла һалак болмайду вә уларни һеч ким қолумдин тартивалал­майду. 29 Уларни Маңа тәғдим қилған Атам һәммидин үстүндур. Уларни Атамниң қолидин тартивелишқа һеч кимниң күчи йәтмәйду. 30 Атам иккимиз әслидә бирмиз. 31 Буниң билән йәһудийлар йәнә Уни чалма-кесәк қилиш үчүн йәрдин таш елишти. 32 — Атам Маңа буйруған нурғун яхши ишларни алдиңларда көрсәт­тим. Бу ишларниң қайсиси үчүн Мени чалма-кесәк қилмақ­чисиләр? — деди һәзрити Әйса уларға. 33 — Сени яхши ишлириң үчүн әмәс, күпүрлүк қилғанлиғиң үчүн чалма-кесәк қилимиз. Чүнки Сән адәм туруп, Өзәңни Худа қилип көрсәттиң! — дәп җавап қайтурушти халайиқ. 34 Һәзрити Әйса мундақ деди: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң бурунқи замандики йәһудий йетәкчиләргә: «Силәр илаһлар» дегини йезилған әмәсму? 35 Муқәддәс Язмиларда ейтилғини мәңгү өзгәрмәйдудә! Худа Өзиниң сөзлирини йәткүзгәнләрни: «илаһлар» дәп атиғанғу! 36 Әнди Маңа кәлсәк, Атам Мени таллап паний дунияға әвәтти. Шундақ туруп, немә үчүн «Худа Оғлимән» десәм, Мени «күпүрлүк қилдиң» дәйсиләр? 37 Әгәр Атам буйруған ишларни қилмисам, Маңа ишәнмәңлар. 38 Лекин қилсам, сөзлиримгә ишәнмигән һаләттиму, қилғанлиримни көрүп, уларниң һәқлиғигә ишиниңлар. Буниң билән Атамниң Мәндә екәнлигини, Мениңму Атамда екәнлигимни һәқ дәп билип йетисиләр. 39 Буниң билән улар йәнә Уни тутмақчи болди, бирақ һәзрити Әйса Өзини улардин қачуруп қутулди. 40 Андин Иордан дәриясиниң у қетиға, йәни бурун Йәһия пәйғәмбәр адәмләрни чөмүлдүргән йәргә кетип, у йәрдә турди. 41 Нурғун кишиләр Униң йениға кәлди. Улар: — Йәһия пәйғәмбәр һеч бир мөҗүзә көрсәтмигән, лекин бу Адәм тоғрисида ейтқанлириниң һәммиси тоғра чиқти! — дейишти. 42 Шундақ қилип, нурғунлиған кишиләр бу йәрдә һәзрити Әйсаға ишәнди.

Юһанна 11

1-2 Лазар исимлиқ бир адәм кесәл болуп қалған еди. У һәди­лири Мәрийәм вә Марта билән Йәһудийә өлкисидики Бәйтания йезисида туратти. Мәрийәм болса, һәзрити Әйсаниң путлириға хуш пурақлиқ яғ сүркәп, чачлири билән уларни сүртүп қурутқан аял еди. 3 Лазарниң һәдилири һәзрити Әйсаға: «Әй Рәббимиз, Сиз яхши көридиған достуңиз кесәл болуп қалди», — дәп хәвәр беришти. 4 Һәзрити Әйса буни аңлап: — Бу кесәллик Лазарниң өлүми билән аяқлашмайду. Әксичә бу арқилиқ Худа Оғлиниң улуқлуғи аян болуп, халайиқ Худаға мәдһийә ейтиду, — деди. 5 Һәзрити Әйса Марта, Мәрийәм вә Лазарни бәк яхши көрәтти. 6 Гәрчә У Лазарниң кесәл екәнлигини аңлиған болсиму, Өзи туруватқан йәрдә йәнә икки күн турди. 7 Андин кейин шагиртлириға: — Йәһудийәгә қайта барайли, — деди. 8 Шагиртлири Униңға: — Устаз, йеқиндила у йәрдики хәқләр Сизни чалма-кесәк қилмақчи болған турса, йәнә у йәргә қайта барамсиз? — дейишти. 9 Һәзрити Әйса мундақ деди: — Күндүз он икки саат әмәсму? Күндүзи йол маңған жиқилмас, чүнки у бу дунияниң йоруғини көриду. 10 Лекин кечиси йол маңған жиқилар, чүнки униңда йоруқлуқ йоқтур. 11 Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин: — Достумиз Лазар ухлап қалди, Мән уни ойғатқили баримән, — дәп қошуп қойди. 12 Шагиртлар: — Ухлиған болса яхши болуп қалиду, әй Рәббимиз, — деди. 13 Һәзрити Әйса Лазарниң өлүмини демәкчи еди, лекин улар адәттики уйқини дәватиду, дәп ойлашти. 14 Шуниң билән һәзрити Әйса уларға очуғини ейтип: — Лазар аләмдин өтти демәкчимән. 15 Силәрни дәп, униң қешида болмиғанлиғимға хошалмән, чүнки бу силәрниң ишәнчиңларниң күчәйтилиши үчүн йәнә бир пурсәт яритип бәрди. Әнди у бар йәргә барайли, — деди. 16 «Қош гезәк» дәп атилидиған Томас башқа шагиртларға: — Бизму Униң билән биллә барайли һәм Униң билән биллә өләйли, — деди. 17 Һәзрити Әйса шагиртлири билән Бәйтанияға барғанда, Лазарниң йәрликкә қоюлғиниға төрт күн болғанлиғидин хәвәр тапти. 18 Бәйта­ния Йерусалимдин үч чақирим жирақлиқта еди. 19 Нурғун йәһудийлар Марта билән Мәрийәмниң инисиниң өлүмигә тәсәлла бериш үчүн уларниң йениға кәлгән еди. 20 Марта һәзрити Әйсаниң келиватқанли­ғидин хәвәр тепип, Униң алдиға чиқти. Мәрийәм болса өйдә қалди. 21 — Әй Рәббим, — деди Марта һәзрити Әйсаға, — бу йәрдә болған болсиңиз, иним өлмәс еди. 22 Һелиму, Худадин немә тилисиңиз, Униң Сизгә шуни беридиғанлиғини билимән. 23 — Иниңиз тирилиду, — деди һәзрити Әйса. 24 Марта: — Қиямәт күни униң җәзмән тирилидиғанлиғини билимән, — деди. 25 — Инсанларни өлүмдин тирилдүргүчи вә һаятлиқ бәргүчи Өзәм­дурмән, — деди һәзрити Әйса униңға, — Маңа ишәнгән киши өлсиму, йәнә һаят болиду. 26 Маңа ишинип, мәңгүлүк һаятқа еришкәнләр әсла өлмәйду, буниңға ишинәмсиз? 27 — Ишинимән, Рәббим, — деди Марта, — Сизниң инсанлар ари­сиға келишкә тайинланған Қутқазғучи-Мәсиһ, Худа Оғли екәнли­ги­­ңизгә ишинимән. 28 Марта буни дәп болғандин кейин, қайтип сиңлиси Мәрийәмни астағина чақирип: — Устазимиз келип болди. Сени чақириватиду, — деди. 29 Мәрийәм буни аңлап, дәрһал орнидин туруп, һәзрити Әйса билән көрүшкили маңди. 30 У пәйттә һәзрити Әйса техи йезиға кирмигән болуп, Марта алдиға чиққан йәрдә еди. 31 Өйдә Мәрийәмгә тәсәлла бериватқан халайиқ Мәрийәмниң бирдинла орнидин туруп, сиртқа чиқип кәткәнлигини көрүшти вә уни қәбирстанлиққа жиға-зар қилғили маңди, дәп ойлап, униң кәйнидин меңишти. 32 Бирақ Мәрийәм һәзрити Әйса бар йәргә барди вә Уни көрүп, айиғиға жиқилип: — Әй Рәббим, бу йәрдә болған болсиңиз иним өлмәс еди! — деди. 33 Мәрийәмниң вә униң билән биллә кәлгән халайиқниң жиға-зар қилишқинини көргән һәзрити Әйса ғәзәплинип, көңли қаттиқ азап­ли­нишқа башлиди вә: 34 — Уни қәйәргә қойдуңлар? — дәп сориди. — Әй Рәббимиз, келип көрүң, — дейишти улар. 35 Һәзрити Әйса көз йеши қилди. 36 Хәқләр: — Қараңлар, У Лазарни немә дегән яхши көргән! — дейишти. 37 Уларниң ичидә бәзилири: — Қарғуниң көзини ачқан Киши Лазарниң һаятини өлүмдин сақлап қалалматтиму? — дейишти. 38 Һәзрити Әйса ичидә йәнә ғәзәплинип, йәрликниң алдиға барди. Йәрлик кириш ағзи чоң таш билән тосалған өңкүр еди. 39 Һәзрити Әйса: — Ташни еливетиңлар! — деди. Өлгән адәмниң һәдиси Марта: — Әй Рәббим, аләмдин өткинигә төрт күн болди, һазир җәсиди пурап кәткәнду, — деди. 40 Һәзрити Әйса униңға: — Мән саңа: «Ишәнсәң, Худаниң улуқлуғини көрисән», дегән едимғу, — деди. 41 Буниң билән халайиқ ташни еливәтти, һәзрити Әйса көзлирини асманға тикип, мундақ дуа қилди: — Әй Атам, тилигимни аңлайдиғиниң үчүн Саңа шүкүр ейтимән. 42 Тиләклиримни һемишәм аңлайдиғанлиғиңни билимән. Шундақ болсиму әтрапимдики халайиқ Сениң Мени әвәткәнлигиңгә ишән­сун, дәп буни ейтиватимән. 43 Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин жуқури авазда: — Лазар, ташқириға чиқ! — дәп чақирди. 44 Лазар қол-путлири кепинләнгән, иңиги теңилған һалда ташқириға чиқти. Һәзрити Әйса уларға: — Кепинликни салдуруп, уни өз мәйлигә қоюветиңлар! — деди. 45 Мәрийәмниң йениға пәтиләп кәлгән вә һәзрити Әйса көрсәткән бу мөҗүзини көргән нурғун хәқләр һәзрити Әйсаға ишәнди. 46 Лекин уларниң ичидә бәзилири пәрисийләрниң йениға берип, һәзрити Әйсаниң қилған ишлирини мәлум қилишти. 47 Шуңа пәрисийләр вә алий роһанийлар йәһудийларниң алий кеңәшмисини жиғип: — Қандақ қилғулуқ? Бу Адәмниң яратқан нурғун мөҗүзилиригә қарап беқиңлар. 48 Уни бундақ қоюп бәрсәк, һәммә адәм Униңға ишинип кетиду. Шундақ болғанда Рим һөкүмити ибадәтханимизни, һәтта миллитимизни вәйран қиливетиду! — дейишти. 49 Уларниң ичидә бири, йәни шу жили баш роһаний болған Қаяпа: — Силәр һеч немини билмәйдикәнсиләр! 50 Пүтүн хәлиқниң һалак болушиниң орниға, бирла адәмниң улар үчүн өлүшиниң яхши екәнлигини чүшәнмәйдикәнсиләр, — деди. 51-52 Бу сөзни у өзлүгидин ейтмиған еди. У шу жили баш роһаний болғачқа, һәзрити Әйсаниң йәһудий хәлқи үчүн, шундақла пәқәт у хәлиқ үчүнла әмәс, бәлки Худаниң һәр янға чечилип кәткән пәрзәнт­лириниң һәммисини бир қилип уюштуруш үчүн өлидиғанлиғини алдин-ала ейтқан еди. 53 Шундақ қилип, улар шу күндин етиварән һәзрити Әйсани өлтүрүветиш үчүн сүйиқәстлик қилишқа башлиди. 54 Шуңа һәзрити Әйса әнди йәһудийлар арисида ашкарә жүрмәй, у йәрдин кетип, чөлгә йеқин райондики Әфраим шәһиригә келип, шагиртлири билән биллә у йәрдә турди. 55 Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалған еди. Нурғун кишиләр тазилиниш диний қаидисини ада қилиш үчүн, һейттин бир қанчә күн илгири йезилардин Йерусалимға келишти. 56 Улар һәзрити Әйсани издәтти. Улар мәркизий ибадәтханиға жиғилғи­нида, бир-биригә: — Сениңчә қандақ болар, һәзрити Әйса һейтқа кәлмәмдикин? — дейишәтти. 57 Алий роһанийлар билән пәрисийләр һәзрити Әйсани тутуш үчүн Униң қәйәрдилигини билидиғанларниң өзлиригә мәлум қили­шини буйруған еди.

Юһанна 12

1 «Өтүп кетиш» һейтидин алтә күн илгири һәзрити Әйса Өзи өлүмдин тирилдүргән Лазар турған җай — Бәйтанияға кәлди. 2 У йәрдә Униңға зияпәт берилди, Марта у йәрдә меһманларни күтүвататти. Лазар һәзрити Әйса билән һәмдәстихан болғанлардин бири еди. 3 Мәрийәм сап сумбулдин ясалған интайин қиммәт баһалиқ әтирдин бир қадақ әкелип, һәзрити Әйсаниң путлириға қуйди вә чачлири билән әтирни Униң путлириға сүрди. Өй әтирниң хуш пуриғи билән толди. 4 Лекин һәзрити Әйсаниң шагиртлиридин бири, йәни кейин Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһуда Ишқарийот: 5 — Бу әтирниң қиммити бир адәмниң жиллиқ киримгә тәң кели­дикән! Немишкә бу әтир сетилип, пули кәмбәғәлләргә берилмиди? — деди. 6 Бу сөзни у кәмбәғәлләргә көңүл бөлидиғанлиғи үчүн әмәс, оғри болғанлиғи үчүн дегән еди. У шагиртларниң ортақ пулини башқу­ратти вә оғрилап хәшләтти. 7 — Аялниң ихтияриға қоюп бәр, — деди һәзрити Әйса, — у бу арқи­лиқ Мениң дәпнә қилинидиған күнүмгә тәйярлиқ қиливатиду. 8 Кәмбәғәлләр һәр дайим араңларда, лекин Мән һәр дайим араңларда болмаймән. 9 Зор бир түркүм йәһудийлар һәзрити Әйсаниң Бәйтанияда екәнли­гини аңлиди вә ялғуз һәзрити Әйсани әмәс, У өлүмдин тирилдүргән Лазарниму көрүш үчүн у йәргә кәлди. 10 Алий роһанийлар болса, Лазарниму өлтүрүшни қәстлиди. 11 Чүнки униң сәвәвидин нурғун йәһудийлар улардин үз өрүп, һәзрити Әйсаға ишинивататти. 12 Әтиси «Өтүп кетиш» һейтини өткүзүшкә кәлгән зор бир түркүм халайиқ һәзрити Әйсаниң Йерусалимға келиватқанлиғини аңлиди. 13 Улар қоллириға хорма шахлирини тутушқан һалда Уни қарши алғили чиқишти вә «Худаға шүкүр! Пәрвәрдигарниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун! Исраилларниң Падишасиға мубарәк болсун!» — дәп вақирашти. 14 Һәзрити Әйса бир тәхәй тепип минди. Бу ишни Зәкәрия пәйғәм­бәр хелә бурун алдин-ала ейтип, мундақ язған еди: 15 «Әй Йерусалим хәлқи, әнди қорқмаңлар! Мана Падишариңлар тәхәй минип келиватиду». 16 Униң шагиртлири у чағда буни чүшәнмигән еди, лекин һәзрити Әйса өлүмдин тирилиш вә асманға чиқиш билән улуқланғандин кейин, Зәкәрия пәйғәмбәр язған бу сөзләрни һәм бу иш дәл пәйғәм­бәр алдин-ала ейтқандәк болуп чиққанлиғини тонуп йәтти. 17 Һәзрити Әйсаниң Лазарни йәрлигидин чақирип тирилдүргән­лигини көргән кишиләр бу мөҗүзә тоғрисида башқиларға тохти­мас­тин хәвәр қилди. 18 Халайиқ һәзрити Әйсаниң яратқан бу мөҗүзисини аңлиғачқа, Уни қарши алғили чиқишти. 19 Пәрисийләр болса, бир-биригә: — Қараңлар, бизниң қилғинимиз бекар кәтти! Мана әнди пүтүн дуния Униңға әгишип кәтмәктә! — дейишти. 20 «Өтүп кетиш» һейтида Йерусалимға ибадәт қилғили кәлгәнләр ичидә йәһудий диниға киргән бәзи грекларму бар еди. 21 Булар Җәли­лийә­­ниң Бәйтсайда йезисидин болған Филипниң йениға келип: — Җанаплири, биз һәзрити Әйса билән көрүшмәкчидуқ, — дәп тәләп қилишти. 22 Филип берип буни Әндәргә мәлум қилди. Андин улар иккиси һәзрити Әйсаға хәвәр қилди. 23 Һәзрити Әйса мундақ деди: — Инсан Оғлиниң шан-шәрәпкә егә болидиған вақит-саати йеқин­лишип қалди. 24 Билип қоюңларки, буғдай дени топиға ташли­нип өлмигичә, йәнила бир тал дан пети туриду. Өлсә, бих чиқирип, көп һосул бериду. 25 Һаятини айиғанлар униңдин мәһрум болиду, лекин бу дунияда һаятини айимиғанлар уни мәңгү сақлалайду. 26 Кимду-ким Маңа хизмәт қилишни халиса, Маңа әгәшсун. Мән қәйәрдә болсам, Мениң чакирим шу йәрдә болиду. Маңа хизмәт қилғучиларни асман­дики Атам һөрмәтләйду. 27 — Һазир көңлүм қаттиқ азаплиниватиду. Буниңға немә дейишим керәк? «Ата, Мени келидиған азап-оқубәтлик вақит-сааттин қутқуз!» дәйму? Яқ! Мән шу вақит-саатни бешимдин өткүзүш үчүн кәлдим. 28 Ата, улуқлуғуңни көрсәткин! Шу вақитта асмандин бир аваз аңланди: — Улуқлуғумни көрсәттим вә йәнә көрситимән. 29 Шу мәйдандики буни аңлиған халайиқ: — Һава гүлдүрлиди, — дейишти. Йәнә бәзиләр болса: — Бир периштә Униңға гәп қилди, — дейишти. Бирақ һәзрити Әйса: 30 — Бу сөзләр Мени дәп әмәс, силәрни дәп ейтилған. 31 Бу дуния әнди сораққа тартилиду. Бу дунияниң һөкүмдари — шәйтанму әнди ағдурулиду. 32 Мән йәрдин көтирилгинимдә, пүткүл инсанларни Өзәмгә җәлип қилимән, — деди. 33 (У буни дейиш арқилиқ Өзиниң қандақ өлидиғанлиғини уқтурди.) 34 Халайиқ бу гәпләрни чүшәнмәй, һәзрити Әйсадин: — Муқәддәс Язмиларда: «Қутқазғучи-Мәсиһ өлмәй, мәңгү һаят яшайду», дейилгән турса, Сиз қандақсигә «Инсан Оғли көтирилиши керәк», дәп дәләләйсиз?! Инсан Оғли зади Ким болиду? — дәп сориди. 35 — Нурниң араңларда чақнайдиған вақти узун әмәстур. Шуңа қараңғулуқниң силәрни бесивалмаслиғи үчүн, Нур бар вақтида давам­лиқ меңиңлар. Қараңғулуқта маңған киши өзиниң қәйәргә кетиват­қан­лиғини билмәйду. 36 Шуңлашқа Нур араңларда бар вақитта Униңға ишиниңлар. Буниң билән Нурниң пәрзәнтлири болисиләр, — деди һәзрити Әйса. Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, халайиқтин кетип, йошурунувалди. 37 Гәрчә У халайиқниң көз алдида шунчә мөҗүзә көрсәткән болсиму, улар Униңға ишәнмиди. 38 Бу әһвал дәл Йәшая пәйғәмбәрниң Язмисида алдин-ала көрситилгәндәк чиқти: «Әй Пәрвәрдигар, биз йәткүзгән сөзләргә ким ишәнди? Сениң күч-қудритиң кимгә аян болди?» 39-40 Халайиқ һәзрити Әйсаға ишинәлмиди. Буниң сәвәвини Йәшая пәйғәмбәр алдин-ала чүшәндүрүп бәргән еди: «Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор қилди, қәлбини қатурди. Униң нәтиҗисидә уларниң көзлири көрмәс, қәлби сәзмәс болуп қалди. ‹Улар гуналириға товва қилип, Маңа қайтишни халимайду. Халисиди, мән уларни сақайтаттим ›, дәйду Худа». 41 Йәшая пәйғәмбәр һәзрити Әйсаниң улуқлуғини көргәнлиги үчүн, бу сөзләрни Униңға қарита алдин-ала ейтқан еди. 42 Һалбуки, нурғунлиған кишиләр, һәтта йәһудий ақсақаллириму һәзрити Әйсаға ишәнди. Лекин улар өзлириниң пәрисийләр тәрипи­дин ибадәтхана җамаитидин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн, ишәнгәнлигини ашкарилимиди. 43 Буниң сәвәви, улар инсандин кели­диған махташни Худадин келидиған махташтинму яхши көрәтти. 44 Һәзрити Әйса жуқури аваз билән мундақ деди: — Маңа ишәнгәнләр Маңила әмәс, Мени Әвәткүчигә ишәнгән болиду. 45 Мени көргәнләр Мени Әвәткүчиниму көргән болиду. 46 Мән Маңа ишәнгәнләр қараңғулуқта қалмисун, дәп дунияға нур болуп кәлдим. 47 Сөзлиримни аңлап, сөзлиримгә әмәл қилмиғанларни сорақ­қа тартмаймән, чүнки Мән инсанларни сораққа тартқили әмәс, бәлки уларни қутқузғили кәлдим. 48 Бирақ Мени рәт қилғанларни вә сөзли­римни қобул қилмиғанларни сораққа тартқучи бар. У болсиму ейтқан сөзлирим болуп, қиямәт күни кишиләрни сораққа тартиду. 49 Чүнки Мән Өзлүгүмдин сөзлигиним йоқ. Немини сөзлишим вә қандақ сөзлишим керәклигини Мени әвәткән Атам Маңа буйриди. 50 Униң буйруғиниң мәңгүлүк һаят елип келидиғанлиғини билимән. Шуңа немини сөзлисәм, Худа Атамниң Маңа буйруғинидәк сөзләймән.

Юһанна 13

1 «Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи еди. Һәзрити Әйса бу дуниядин айрилип, Атисиниң йениға кетидиған вақитниң йетип кәлгәнлигини билди. У бу дуниядики Өз адәмлиригә болған меһир-муһәббитини бурунла көрсәткән болуп, униң қанчилик чоңқурлуғини әнди толуқ көрсәтмәкчи еди. 2 Һәзрити Әйса шагиртлири билән кәчлик тамақта биллә болди. Шәйтан аллибурун Симунниң оғли Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә һәзрити Әйсани йәһудий ақсақаллириға тутуп бериш вәс-вәсисини салған еди. 3 Һәзрити Әйса Атисиниң һәммә һоқуқни Өзигә аманәт қилғанлиғини, Атиси Худаниң йенидин келип, Худаниң йениға кетидиғанлиғини биләтти. 4 У дәстихандин туруп, тонини йешип, бир лөңгә билән белини бағлиди. 5 Андин бир җавурға су қуюп, шагиртларниң путлирини жуюшқа вә белигә бағлиған лөңгә билән сүртүп қурутушқа башлиди. 6 Новәт Симун Петрусқа кәлгәндә, Петрус: — Әй Рәббим, путумни Сиз жуйсиңиз қандақ болғини?! — деди. 7 Һәзрити Әйса униңға: — Немә қиливатқинимни һазир чүшәнмәйсән, лекин кейин чүши­нисән, — деди. 8 — Мән путумни һәргиз сизгә жуйғузмаймән! — деди Петрус. — Путуңни жуймисам, сән Мән билән биргә болалмайсән, — дегән җавапни қайтурди һәзрити Әйса. 9 Симун Петрус: — Әй Рәббим, ундақта путлиримнила әмәс, қоллиримниму, бешим­ниму жуйғайсиз! — деди. 10 Һәзрити Әйса униңға: — Жуюнуп болған адәмниң қайта жуюнушиниң һаҗити йоқ, пәқәт путлирини жуйсила, пүтүн әзаси пак болиду. Силәрму гуналириң­лардин пак, лекин һәммиңлар әмәс, — деди. 11 (Һәзрити Әйса Өзини кимниң тутуп беридиғанлиғини биләтти. Шуниң үчүн У һәммисиниңла пак әмәслигини дегән еди.) 12 Һәзрити Әйса уларниң путлирини жуюп болғандин кейин, тонини кийип йәнә дәстиханға олтарди вә уларға мундақ деди: — Силәр немә қилғанлиғимни чүшәндиңларму? 13 Силәр Мени «Рәббим» вә «Устазим» дәйсиләр, раст ейтисиләр, әмәлияттиму шундақ. 14 Мән Рәббиңлар вә Устазиңлар туруп путлириңларни жуйғандин кейин, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк. 15 Бу силәрниң Маңа охшаш башқиларға хизмәт қилишиңлар үчүн көрсәткән үлгәмдур. 16 Билип қоюңларки, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду, әлчиму өзини әвәткүчидин үстүн турмайду. 17 Бу ишларни билгән екәнсиләр, силәрму шундақ қилсаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр! 18 «Силәр гуналириңлардин пак» дегән сөзүм һәммиңларға қаритил­ған әмәс. Мән таллиғанлиримни билимән, лекин Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтилған: «Мән билән һәмдәстихан болуп, ненимни йегән достум Мәндин үз өриди», дәп ейтилған бу сөз әмәлгә ашурулуши керәк. 19 Силәргә бу иш йүз бериштин авал ейтип қояйки, у ишлар йүз бәргәндә Мениң «Мәңгү Бар Болғучи» екәнлигимгә ишинисиләр. 20 Йәнә шуни билип қоюңларки, Мән әвәткән һәр қандақ бир кишини қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду. Мени қобул қилғанлар болса, Мени Әвәткүчи Худани қобул қилған болиду. 21 Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, қаттиқ азапланған һалда очуғини ейтти: — Билип қоюңларки, араңларда бири Маңа сатқунлуқ қилиду. 22 Шагиртлар кимни дәватқанлиғини чүшәнмәй, бир-биригә қарашти. 23 Һәзрити Әйса интайин яхши көриду дәп қаралған шагирт Униң йенида йеничә ятатти. 24 Симун Петрус униңға һәзрити Әйсадин кимни демәкчи болғанлиғини сорап беқишни ишарәт қилди. 25 Шуңа у һәзрити Әйсаға йеқин келип, төвән авазда: — Әй Рәббим, Сизгә сатқунлуқ қилидиған ким? — дәп сориди. 26 Һәзрити Әйса: — Бир чишләм нанни ашқа чилап кимгә сунсам, шу, — дәп җавап бәрди. Кейин У нанни ашқа чилап, Симунниң оғли Йәһуда Ишқа­рийотқа сунди. 27 Йәһуда нанни елишиғила ичигә шәйтан кирди. — Қилидиғиниңни чапсан қил, — деди һәзрити Әйса униңға. 28 Дәстиханда олтарғанларниң һеч қайсиси һәзрити Әйсаниң Йәһуда­ға бу сөзләрни немә үчүн қилғанлиғини чүшәнмиди. 29 Уларниң ортақ пули Йәһудада болғанлиқтин, бәзиләр һәзрити Әйса униңға: «Һейтлиқ нәрсиләрни елип кәл» яки «Кәмбәғәлләргә бир нәрсә бәр», демәкчи болса керәк, дәп ойлашти. 30 Йәһуда нанни елипла ташқириға чиқип кәтти. Бу чағ кечә еди. 31 Йәһуда ташқириға чиқип кәткәндин кейин һәзрити Әйса мундақ деди: — Әнди Инсан Оғлиниң шан-шәриви көрүнидиған вақит-саат йетип кәлди. У арқилиқ Худаниң шан-шәривиму аян болиду. 32 Худа­ниң шан-шәриви У арқилиқ аян болған екән, Худа Өзиму Инсан Оғлиниң шан-шәривини дәрһал аян қилиду. 33 Балилирим, Мениң әнди силәр билән биллә болидиған вақтим аз қалди. Кейин силәр Мени издәйсиләр, лекин йәһудий ақсақаллириға ейтқинимдәк, силәр­гиму ейтимәнки, Мән баридиған йәргә силәр баралмайсиләр. 34 Һазир силәргә йеңи бир әмир беримән. «Бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. Силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириң­ларни сөйүңлар». 35 Бир-бириңларға меһир-муһәббитиңлар болса, һәммиси силәрниң Мениң шагиртлирим екәнлигиңларни тонуйду. 36 Симун Петрус һәзрити Әйсадин: — Әй Рәббим, қәйәргә барисиз? — дәп сориди. — Мән кетидиған йәргә һазирчә әгишип баралмайсән, лекин кейин барисән, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса. 37 Петрус Униңға: — Әй Рәббим, немә үчүн һазир Сизниң кәйниңиздин барал­маймән? Сиз үчүн җеним пида! — деди. 38 Һәзрити Әйса мундақ деди: — Мән үчүн расттинла җениң пидаму? Билип қойғинки, ғораз чил­лаш­тин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән.

Юһанна 14

1 Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә мундақ деди: — Көңлүңларни беарам қилмаңлар, Худаға ишиниңлар, Маңиму ишиниңлар. 2 Худа Атамниң дәргаһида нурғун өй-маканлар бар. Ундақ болмиса, буни силәргә ейтип жүрмигән болаттим. Мән һәр бириңларға орун тәйярлаш үчүн шу йәргә кетип баримән. 3 Мән тәйярлиқ қилғили баридиған екәнмән, чоқум қайтип келип, силәрни Өзәм билән биллә елип кетимән. Шундақ болғанда, Мән қәйәрдә болсам, силәрму шу йәрдә болисиләр. 4 Силәр Мениң қәйәргә кетиди­ған­лиғимни вә у йәргә баридиған йолни билисиләр. 5 — Әй Рәббим, Сизниң қәйәргә кетидиғанлиғиңизни билмәймиз. Шундақ турса, у йолни қандақ билимиз? — деди Томас. 6 Һәзрити Әйса униңға: — Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ Өзәмдурмән. Мениңсиз һеч ким Худа Атамниң йениға баралмайду. 7 Әгәр Мени тонуған болсаңлар, Атам­ниму тонуған болаттиңлар. Һазирдин башлап Уни тонудуңлар һәм Уни көрдүңлар, — деди. 8 — Әй Рәббим, Атиңизни көрситип қойсиңизла, рази болаттуқ, — деди Филип. 9 — Филип, — деди һәзрити Әйса, — силәр билән биргә болғинимға талай вақит болди, Мени техичә тонумидиңму? Мени көргән киши Атам Худани көргән болиду. Шундақ туруп, сән немишкә йәнә: «Бизгә Атиңизни көрситиң», дәйсән? 10 Мән Атамда, Атам Мәндә екәнлигигә ишәнмәмсән? Силәргә ейтқан сөзлиримни Өзлүгүмдин ейтқиним йоқ, бәлки Мениң Атам ейтқан. У Мәндә туруп, хизмәтлирини қиливатиду. 11 «Мән Атамда, Атам Мәндә» дегинимгә ишиниңлар. Һеч болмиғанда, Мениң қилғанлиримдин Маңа ишиниңлар. 12 Билип қоюңларки, Маңа ишәнгән киши Мениң әмәлиятимдәк қилалайду. Мундақ киши буниңдинму улуқ ишларни қилиду, чүнки Мән Атамниң йениға қайтип кетимән. 13 Мениң намим билән немини тилисәңлар, Өз Атамниң улуқлуғи Мән арқилиқ аян болуши үчүн, тиләклириңларни иҗавәт қилимән. 14 Мениң намим билән немә тилисәңлар, Мән силәргә шуни беримән. 15 Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә мундақ деди: — Мени сөйсәңлар, әмирлиримгә әмәл қилисиләр. 16 Мәнму Худа Атамдин силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилишини тиләймән. У силәр билән мәңгү биргә болиду. 17 У болсиму, һәқиқәткә башлиғучи — Муқәддәс Роһтур. Уни бу дунияниң адәмлири қобул қилалмайду, чүнки Уни көрмәйду, тонумайду. Бирақ силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У дайим силәр билән биллә туриду һәм силәрдә яшимақчи. 18 Мән силәрдин айрилғанда, силәрни житим қалдурмаймән. Силәр­ниң йениңларға йәнә қайтип келимән. 19 Аз вақиттин кейин, бу дунияниң адәмлири Мени көрмәйду, лекин силәр көрисиләр. Мән һаят болғанлиғим үчүн, силәрму һаят болисиләр. 20 Шу вақит кәлгәндә билисиләрки, Мән Атамда болимән, силәр Мәндә болисиләр, Мәнму һәм силәрдә болимән. 21 Ким әмирлиримни қобул қилип, униңға әмәл қилса, Мени сөйидиған киши шу болиду. Мени сөйидиған кишини Атамму сөйиду, Мәнму уни сөйимән вә Өзәмни униңға аян қилимән. 22 Йәһуда исимлиқ башқа бир шагирт (Йәһуда Ишқарийот әмәс) һәзрити Әйсадин: — Әй Рәббим, немә үчүн Өзиңизни бу дунияниң адәмлиригә аян қилмай, бизгила аян қилисиз? — дәп сориди. 23 Һәзрити Әйса униңға мундақ җавап қайтурди: — Мени сөйидиған киши дегинимни қилиду, Атамму уни сөйиду. Атам Иккимиз мундақ кишиниң йениға берип, униң билән биллә макан қуримиз. 24 Мени сөймәйдиған киши дегинимни қилмайду. Силәр аңлаватқан сөзләр Мениң әмәс, бәлки Мени әвәткән Атамниң­кидур. 25 Мән силәр билән биллә болуватқан чеғимда силәргә буларни дедим. 26 Лекин Атам Мениң намим билән әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Өзиниң Муқәддәс Роһи силәргә һәммини үгитиду һәм Мениң ейтқан һәммә сөзлиримни есиңларға салиду. 27 Силәргә аманлиқ қалдуримән, Өз аманлиғимни силәргә тәғдим қили­мән. Мениң силәргә тәғдим қилғиним бу дунияниң адәмли­риниң силәргә бәргинигә охшимайду. Көңлүңларни беарам қилмаңлар, қорқмаңлар. 28 Силәр Мениң: «Мән силәрдин айрилип кетимән, кейин силәрниң йениңларға қайтип келимән», дегән сөзүмни аңлидиңлар. Мени сөйсәңлар, Атамниң йениға кетидиғанлиғим үчүн хошал болат­тиңлар. Чүнки Атам Мәндин улуқтур. 29 Силәрни бу ишлар йүз бәргәндә Маңа ишәнсун дәп, буларни силәрдин айрилиштин бурун ейттим. 30 Силәр билән сөзлишидиған вақит көп қалмиди, чүнки бу дунияниң һөкүмдари — шәйтан келиш алдида туриду. Униң Мени бесип чүшкидәк қудрити әсла йоқтур. 31 Лекин бу дунияниң адәмлири Мениң Атамни сөйидиғанлиғимни билсун дәп, Атам Маңа әмир қилған ишни әмәлгә ашуримән. Туруңлар, бу җайдин кетәйли.

Юһанна 15

1 Һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Һәқиқий «Үзүм ғоли» Өзәмдурмән, Атам Худа болса бағвән­дур. 2 Бағвән Мәндики мевә бәрмәйдиған һәр бир шахни кесип ташлайду. Мевә бәргәнлирини болса, техиму көп мевә бәрсун, дәп путап туриду. 3 Силәр путалған шахларға охшаш болуп, Мән силәргә йәткүзгән сөзләр арқилиқ аллибурун пак болдуңлар. 4 Силәр Мәндә болуңлар, Мәнму силәрдә болимән. Шах ғолда болмай туруп өзлүгидин мевә берәлмәйдиғинидәк, силәрму Мәндә болмисаңлар мевә берәлмәйсиләр. 5 «Үзүм ғоли» Өзәмдурмән, силәр болсаңлар шахлирисиләр. Ким Мәндә болса, Мәнму униңда болимән. Шундақ болғанда, у көп мевә бериду, чүнки Худа яқтуридиған һәр қандақ ишни Мәнсиз қилалмайсиләр. 6 Мәндә болмиған киши керәксиз шахларға охшаш ташлаветилип, қуруп кетиду. Бундақ шахлар жиғип отқа ташлиниду. 7 Силәр Мәндә болсаңлар вә сөзлирим силәрниң қәлбиңларда сақланса, немини тилисәңлар, шуниңға еришисиләр. 8 Силәр көп мевә беришиңлар арқилиқ Мениң шагиртлирим екәнлигиңларни испатлайсиләр. Бу Атамға шан-шәрәп елип келиду. 9 Атам Мени сөйгинидәк, Мәнму силәрни сөйдүм, Мениң меһир-муһәббитимдә болуңлар. 10 Әгәр әмирлиримгә әмәл қилсаңлар, худди Мән Атамниң әмирлиригә әмәл қилған вә һемишәм Униң меһир-муһәббитидә болғинимдәк, силәр­му һемишәм Мениң меһир-муһәббитимдә болисиләр. 11 Буларни силәргә хошаллиғимдин һөзүрләнсун вә хошаллиғи толуп ташсун, дәп ейттим. 12 Мениң әмрим шуки, Мән силәргә меһир-муһәббәт көрсәткәндәк, силәрму бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрси­тиңлар. 13 Өз достлири үчүн җенини пида қилиштин чоңқур меһир-муһәббәт йоқтур. 14 Силәргә буйруған әмирлиримни ада қилсаңлар, Мениң достлирим болисиләр. 15 Әнди силәрни «чакар» демәй­мән, чүнки чакар ғоҗайининиң немә қилидиғанлиғини билмәйду. Униң орниға силәрни «дост» дәймән, чүнки Атамдин аңлиған­ли­рим­ниң һәммисини силәргә йәткүздүм. 16 Силәр Мени таллиғи­ниң­лар йоқ, әксичә Мән силәрни таллидим. Мән силәрни мевә бәрсун һәм мевилириңлар мәңгү сақлансун, дәп тайинлидим. Мошундақ мевә бәргиниңларда, Мениң намим билән Атамдин немә тилисәңлар, Атам шуни бериду. 17 Силәргә шуни әмир қилимәнки, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. 18 — Бу дунияниң адәмлири силәрдин нәпрәтләнсә, силәрдин авал Мәндин нәпрәтләнгәнлигини билиңлар. 19 Силәрму бу дунияниң адәм­лиридин болған болсаңлар, бу дунияниң адәмлири силәрни өзиниң дәп сөйгән болатти. Бирақ Мән силәрни бу паний дуниядин айрип, таллиғанлиғим үчүн, әнди бу дунияға мәнсүп әмәссиләр. Шуниң үчүн бу дунияниң адәмлири силәрдин нәпрәтлиниду. 20 Мән силәргә ейтқан сөзни есиңларда тутуңлар: «Қул ғоҗайинидин үстүн турмайду». Маңа зиянкәшлик қилғанлар силәргиму зиянкәшлик қилиду. Мениң сөзүмгә әмәл қилғанлар силәрниңкигиму әмәл қилиду. 21 Мениң намим сәвәвидин улар силәргә зиянкәшлик қилиду, чүнки улар Мени Әвәткүчини тонумайду. 22 Әгәр Мән келип уларға тәлим бәрмигән болсам, уларниң гуналири гуна дәп қаралматти. Лекин һазир улар өз қилмишлириниң яман екәнлигини билмидуқ дәләлмәйду. 23 Уларниң Мәндин нәпрәтләнгәнлиги Атамдинму нәпрәтләнгәнлиги болиду. 24 Мән уларниң арисида башқа һеч ким қилип бақмиған ишларни қилмиған болсам, уларниң гуналири гуна дәп қаралматти. Әмәлиятта улар Мениң қилған ишлиримни көргән, шундақтиму йәнә Мәндин вә Атамдин нәпрәтләнди. 25 Лекин буниң билән Муқәддәс Язмиларда йезилған: «Һеч қандақ сәвәпсизла Мәндин нәпрәтләнди», дегән сөз әмәлгә ашурулди. 26 Мән силәргә Атамниң йенидин Ярдәмчи, йәни һәқиқәткә баш­лиғучи — Муқәддәс Роһни әвәтимән. У Атамниң йенидин келип, Мән тоғрилиқ гувалиқ бериду. 27 Силәрму Маңа гувалиқ берисиләр, чүнки силәр баштин тартип Мән билән биллә болдуңлар.

Юһанна 16

1 — Буларни силәргә ишәнчини йоқитип қоймисун, дәп ейттим. 2 Силәр ибадәтхана җамаитиңлардин қоғлап чиқири­ве­тилисиләр һәм шундақ бир вақит-саатлар келидуки, силәрни өлтүриди­ғанлар өзлирини Худаға хизмәт қиливатимән, дәп һесаплайду. 3 Улар буларни йә Атамни, йә Мени тонумиғанлиғи үчүн қилиду. 4 Шуниң үчүн ейтимәнки, улар силәргә зиянкәшлик қилғанда, Мениң агаһландурғанлиғимни есиңларға кәлтүрүңлар. — Мән дәсләптә буларни силәргә ейтмидим, чүнки силәр билән биллә едим. 5 Лекин әнди Мени Әвәткүчиниң йениға қайтип кетимән. Шундақ болсиму, араңлардин һеч ким Мәндин: «Нәгә кетисиз?» дәп соримай­ватиду. 6 Буниң орниға, силәргә буларни ейтқанлиғим үчүн, қәлбиң­лар һәсрәт билән толди. 7 Билип қоюңларки, Мениң кетишим силәргә пайдилиқ, кәтмисәм силәргә Ярдәмчи кәлмәйду, амма кәтсәм, Уни силәргә әвәтимән. 8 У кәлгәндә, бу дуниядики кишиләрни өзлириниң гунакар екәнлигигә, Мениң һәққанийлиғимға вә ахирқи замандики соал-сорақниң болидиғанлиғиға қайил қилиду. 9 Улар гунакар екәнли­гигә қайил болиду, чүнки улар Маңа ишәнмиди. 10 Улар Мениң һәқ­қаний­лиғимға қайил болиду, чүнки Мән һәққаниймән һәм шуңа Атамниң йениға қайтишқа лайиқтурмән. Шундақ қилип, силәр Мени көрәлмәйсиләр. 11 Улар ахирқи замандики соал-сорақниң чоқум болиди­ған­лиғиға қайил болиду, чүнки Худа бу дунияниң һөкүмдари болған шәйтанни сораққа тартти. 12 Силәргә ейтидиған йәнә көп сөзлирим бар еди, бирақ силәр униңға бәрдашлиқ берәлмәйсиләр. 13 Лекин һәқиқәткә башлиғучи — Муқәддәс Роһ кәлгәндә, силәргә барлиқ һәқиқәтни үгитиду. У Өзлүгидин сөзлимәйду, әксичә Атам Иккимизниң сөзлирини аңлиғандин кейин сөзләйду вә кәлгүсидә болидиған ишларни силәргә йәткүзиду. 14 У Мәндә бар болғанни силәргә йәткүзүп, Мениң улуқлуғумни аян қилиду. 15 Атамда бар болғанниң һәммиси һәм Мениңдур. Шуниң үчүн Муқәддәс Роһ Мәндә бар болғанни силәргә йәткүзиду, дәп ейттим. 16 — Аз вақиттин кейин, Мени көрмәйсиләр. Йәнә бир аз вақит өткән­дин кейин, Мени қайта көрисиләр. 17 Шагиртларниң бәзилири бир-биригә: — Бу қандақ гәп? У бизгә: «Аз вақиттин кейин Мени көрмәйсиләр, йәнә бир аз вақит өткәндин кейин Мени қайта көрисиләр», дәйду. У йәнә: «Чүнки Мән Атамниң йениға кетимән», дәйду. 18 «Аз вақиттин кейин» дегән сөзиниң мәнаси зади немиду? Униң немиләрни дәватқан­лирини биләлмидуқ, — дейишти. 19 Һәзрити Әйса уларниң соримақчи болған соалини билип, мундақ деди: — Мениң «Аз вақиттин кейин Мени көрмәйсиләр, йәнә бир аз вақит өткәндин кейин Мени көрисиләр» дегинимниң мәнасини бир-бириңлардин сораватамсиләр? 20 Билип қоюңларки, силәр жиға-зар қилип қайғурисиләр, лекин бу дунияниң адәмлири хошал болушуп кетиду. Силәр болсаңлар қайғурисиләр, лекин қайғулириңлар хошаллиққа айлиниду. 21 Аял туғутта азаплиниду, чүнки униң азап-оқубәтлик вақит-саати йетип кәлгән. Лекин бовиғи туғулуп болғандин кейин, бир пәрзәнтниң дунияға кәлгәнлигиниң хошаллиғи билән тартқан азавини унтуп қалиду. 22 Шуниңға охшаш, силәрму һазир азаплиниватисиләр, лекин Мән силәр билән қайта көрүшимән. Шу чағда қәлбиңлар хошаллиққа чөмиду. Хошаллиғиңларни һеч ким силәрдин тартивалалмайду. 23 Билип қоюңларки, шу вақит кәлгәндә, Мәндин һеч нәрсә соришиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки Мениң намим билән Атамниң Өзидин немини тилисәңлар, У шуни бериду. 24 Һазирғичә Мениң намим билән һеч немә тилимидиңлар. Әнди тиләңлар, еришисиләр. Буниң билән хошаллиғиңлар толуп ташсун. 25 — Силәргә буларни тәмсилләр билән билдүрдүм. Бирақ шундақ бир вақит келидуки, у чағда тәмсилләр билән сөзлимәймән, Атам тоғрилиқ очуқ ейтимән. 26 Шу күнләр кәлгәндә, тиләклириңларни Мениң намим билән тиләйсиләр. Мән силәр үчүн Атамдин тәләп қилимән демәкчи әмәсмән. 27 Буниң сәвәви, Атам Өзиму силәрни сөйиду, чүнки силәр Мени сөйисиләр вә Мени Атамниң әвәткәнлигигә ишәндиңлар. 28 Мән Атамниң йенидин бу дунияға кәлдим. Әнди бу дуниядин Атамниң йениға кетимән. 29 Шагиртлири: — Әнди тәмсил кәлтүрмәй, очуқ ейттиңиз. 30 Биз Сизниң һәммини билидиғанлиғиңизни әнди чүшәндуқ, чүнки биз соал соримисақму, Сиз көңлимиздикини билидикәнсиз. Буниңдин сизниң Худаниң йенидин кәлгәнлигиңизгә ишәндуқ, — дейишти. 31 Һәзрити Әйса уларға: — Һазир ишәндиңлар, шундақму? 32 Мана шундақ вақит келәй дәп қалди, шундақла келип қалдики, һәммиңлар Мени ялғуз ташлап өз йоллириңларға кетисиләр. Бирақ Мән ялғуз қалмаймән, чүнки Атам Мән билән биллидур. 33 Буларни силәргә Мән арқилиқ аманлиқ тапсун, дәп ейттим. Бу дунияниң адәмлири силәрни азап-оқубәткә салиду. Амма ғәйрәтлик болуңлар, чүнки Мән бу дуния үстидин ғалибә қилдим!

Юһанна 17

1 Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, көзлирини асман­ға тикип мундақ дуа қилди: — Әй Ата, Мениң вақит-саатим йетип кәлди. Сән Оғлуңниң улуқлу­ғини аян қилғин. Буниң билән Оғлуңму улуқлуғуңни аян қилсун. 2 Чүнки Сән Униңға пүткүл инсанийәттин үстүн һоқуқ ата қилдиң. Буниң билән У Сән Униңға бәргән адәмләрниң һәммисигә мәңгүлүк һаят ата қилсун. 3 Мәңгүлүк һаят болса, һәқиқий бирдин-бир Худа — Сени вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштур. 4 Мән Сән Маңа буйруған һәммә ишларни орунлаш билән Сениң улуқлуғуңни йәр йүзидә аян қилдим. 5 Әй Ата, Сениң йениңға қайтқинимда, дуния яритилиштин бурун Биз һөзүрләнгән улуқлуқтин Мени қайта һөзүрләндүргәйсән. 6 Сән бу дуниядин Маңа таллап бәргәнләргә Сени аян қилдим. Улар Сениңки еди, уларни Маңа бәрдиң, улар Сениң сөзүңгә әмәл қилди. 7 Улар Сән Маңа бәргән һәммә нәрсиләрниң Сениңдин кәлгәнлигини әнди билди. 8 Чүнки Сән Маңа қилған сөзләрни уларға йәткүздүм, уларму қобул қилди. Сәндин кәлгәнлигимни һәқ дәп билди һәм Мени әвәткәнлигиңгиму ишәнди. 9 Булар үчүн дуа қилимән. Бу дунияниң адәмлиригә әмәс, бәлки Сән Маңа бәргән адәмләргә дуа қилимән, чүнки улар Сениңкидур. 10 Мениңки Сениңкидур, Сениңки болса, Мениңкидур. Мениң улуқлуғум улар арқилиқ аян болди. 11 Мән әнди айрилиш алдида туримән. Уларни бу дунияда қалдуруп, Сениң йениңға кетиватимән. Әй муқәддәс Ата, уларниң Саңа болған садиқлиғини сақлиғин. Биз Иккимиз бир болғандәк, уларму бир болсун. 12 Мән улар билән биллә болған вақтимда, уларниң Саңа болған садиқлиғини сақлидим һәм қоғдидим. Уларниң ичидә һалакәт йолиға маңған кишидин башқа бириму йоқалмиди. Муқәддәс Язмилардики Маңа сатқунлуқ қилидиған киши тоғрилиқ ейтилғанларниң әмәлгә ашурулуши үчүн, мошундақ болди. 13 Мана әнди Сениң йениңға кетимән. Уларниң қәлбидә Мениң хошаллиғим толуп ташсун, дәп бу сөзләрни дуниядики вақтимда сөзлидим, 14 сөзлириңни йәткүздүм. Бу дунияниң адәмлири улардин нәпрәтләнди, чүнки Мән бу дунияға мәнсүп болмиғинимдәк, уларму бу дунияға мәнсүп әмәстур. 15 Уларни бу дуниядин айривәт дәп әмәс, бәлки шәйтандин сақла дәп тиләймән. 16 Мән бу дунияға мәнсүп болмиғинимдәк, уларму бу дунияға мәнсүп әмәстур. 17 Уларни һәқиқи­тиң арқилиқ Өзәңгә атиғузғайсән, чүнки Сениң сөзлириң һәқтур. 18 Сән Мени дунияға әвәткиниңдәк, Мәнму уларни дунияға әвәттим. 19 Уларму өзлирини һәқиқий атисун, дәп Өзәмни Саңа атаймән. 20 Мән улар үчүнла әмәс, йәнә уларниң йәткүзидиған сөзлирини аңлап, Маңа ишинидиғанлар үчүнму дуа қилимән. 21 Уларниң һәм­миси бир болсун. Әй Ата, Сән Мәндә, Мән Сәндә болғандәк, уларму Биздә болсун. Шу арқилиқ бу дунияниң адәмлири Мени Сениң әвәткәнлигиңгә ишәнсун, дәп дуа қилимән. 22 Биз Иккимиз бир болғандәк, уларму бир болсун, дәп Сән Маңа бәргән улуқлуқни уларға ата қилдим. 23 Мән уларда, Сән Мәндә; бу уларниң иттипақлиғиниң мукәммәллишиши үчүндур. Бу дунияниң адәмлири шу арқилиқ Мени әвәткәнлигиңни һәм Мени сөйгиниңдәк Маңа ишәнгәнләрниму сөйидиғанлиғиңни билсун. 24 Әй Ата, Сән Маңа бәргән кишиләрниң һәммисиниң Мән билән бир йәрдә болушини һәм уларниң улуқлуғумни көрүшини арзу қилимән. Бу дуния яритилиштин бурун, Мени сөйгәнлигиң үчүн Маңа бәргән улуқлуқтур. 25 Әй адил Ата, бу дунияниң адәмлири Сени тонумайду, амма Мән Сени тонуймән. Шагиртлиримму Мени Сениң әвәткәнлигиңни билиду. 26 Мән Сени уларға аян қилдим, йәнә давамлиқ аян қилимән. Буниң билән Маңа болған меһир-муһәббитиң уларда болсун һәм Мәнму уларда болай.

Юһанна 18

1 Һәзрити Әйса бу дуани қилғандин кейин, шагиртлири билән биллә ташқириға чиқип, Йерусалимниң сиртидики Кидрон вадисиниң у қетиға өтти. У йәрдә бир бағчә бар еди. Һәзрити Әйса билән шагиртлири у бағчигә кирди. 2 Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһудаму бу йәрни биләтти, чүнки һәзрити Әйса шагиртлири билән пат-пат у йәрдә җәм болатти. 3 Шундақ қилип, Йәһуда бир қисим Рим ләшкири билән алий роһанийлар вә пәрисийләр әвәткән ибадәтхана қаравуллирини башлап бу йәргә кәлди. Уларниң қоллирида панус, мәшъәл вә қураллар бар еди. 4 Һәзрити Әйса бешиға келидиғанларниң һәммисини билип, уларниң алдиға чиқип: — Кимни издәватисиләр? — дәп сориди. 5 — Насирәлик Әйсани, — дәп җавап беришти улар. Һәзрити Әйса уларға: — Мана Мән Шу, — деди. Униңға сатқунлуқ қилған Йәһудаму уларниң қатарида туратти. 6 Һәзрити Әйса: «Мана Мән Шу» дейишигила, улар арқилириға йенип йәргә жиқилишти. 7 Һәзрити Әйса улардин йәнә бир қетим: — Кимни издәватисиләр? — дәп сориди. — Насирәлик Әйсани, — дейишти улар. 8 — Силәргә ейттимғу, Мана Мән Шу. Әгәр Менила издигән болсаң­лар, буларни тутмаңлар, — деди һәзрити Әйса. 9 Буниң билән Өзиниң: «Ата, Сән Маңа бәргәнләрдин һеч қайси­сини йоқатмидим», дегән сөзи әмәлиятта испатланди. 10 Симун Петрус йенидики қиличини қолиға елип, баш роһанийниң Малкос исимлиқ чакирини урди. Қилич чакарниң оң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти. 11 Һәзрити Әйса Петрусқа: — Қилични ғиливиңға сал! Мени Атам әмир қилған бу азап қәдиһи­ни ичмәйду дәмсән? — деди. 12 Шуниң билән ләшкәр топи билән командани һәм йәһудийлар әвәткән ибадәтхана қаравуллири һәзрити Әйсани тутуп бағлашти. 13 Андин Уни алди билән шу жили баш роһаний болуп турған Қаяпа­ниң қейинатиси Һаннанниң алдиға елип беришти. 14 Бурун йәһудий ақсақаллириға: «Пүтүн хәлиқниң һалак болушидин сақлиниш үчүн, бирла адәмниң өлүши әвзәл», дегән киши дәл шу Қаяпа еди. 15 Симун Петрус билән йәнә бир шагирт һәзрити Әйсаниң кәйнидин әгишип маңған еди. У шагирт баш роһанийниң тонуши болғанлиғи үчүн, һәзрити Әйса билән баш роһанийниң һойлисиға кирәлиди. 16 Симун Петрус болса, ташқирида дәрвазиниң йенида қалди. Шуңа баш роһанийниң тонуши болған шагирт ташқириға чиқип, дәрва­зини күзитиватқан қиз билән сөзлишип, Петрусни ичкиригә башлап кирди. 17 Дәрвазини күзитиватқан қиз Петрустин: — Сизму Әйсаниң шагиртлиридин әмәсму? — дәп сориди. — Яқ, мән әмәс, — деди Петрус. 18 Һава соғ болғанлиғи үчүн, баш роһанийниң чакарлири вә ибадәт­хана қаравуллири яғач көмүрдин йеқилған гүлханниң чөрисидә исси­нип турушатти. Петрусму уларниң йенида туруп отқа қахланди. 19 Баш роһаний һәзрити Әйсадин шагиртлирини вә Униң тәлим бериши билән мунасивәтлик соалларни сориди. 20 Һәзрити Әйса униңға мундақ җавап бәрди: — Мән сөзлиримни һәммә адәмләргә ашкарә сөзлидим. Йәһудийлар жиғилидиған йәрлик ибадәтханиларда вә мәркизий ибадәтханида дайим тәлим бәрдим. Һеч қандақ мәхпий сөз қилмидим. 21 Буларни немишкә Мәндин сорайсиз? Сөзлиримни аңлиғанлардин сораң, улар немә дегәнлигимни билиду. 22 Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғанда, йенида турған ибадәтхана қаравуллиридин бири Уни бир качат уруп: — Баш роһанийға мошундақ җавап қайтурамсән? — деди. 23 — Әгәр хата гәп қилған болсам, буни көпчиликниң алдида көрсәт. Амма ейтқанлирим тоғра турса, Мени немә үчүн урисән? — деди һәзрити Әйса униңға. 24 Буниң билән Һаннан Уни бағлақлиқ пети баш роһаний Қаяпаға йоллиди. 25 Симун Петрус отниң алдида иссинип туруватқанда, башқилар: — Сәнму Әйсаниң шагиртлиридин әмәсму? — дейишти. — Яқ, мән әмәс, — дәп танди Петрус. 26 У йәрдә баш роһанийниң чакарлиридин бири, йәни Петрус қули­ғини чепип ташлиған адәмниң туққиниму бар еди. У Петрусқа: — Бағчидә сени Әйса билән биллә көрдүмғу! — деди. 27 Петрус йәнә танди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди. 28 Таң йоруғанда һәзрити Әйса Қаяпаниң йенидин римлиқ һаким Пилатусниң ордисиға елип келинди. Уни елип кәлгән йәһудий ақсақал­лири болса өзимизниң етиқадини булғавалмайли, дәп ордиға кирмәй, сиртта күтүп туратти. Болмиса «Өтүп кетиш» һейтиниң дәстихиниға җәм болалматти. 29 Шуңа һаким Пилатус ташқириға чиқип, уларниң алдиға келип: — Бу Адәмниң үстидин немә иш тоғрилиқ әризә қилисиләр? — дәп сориди. 30 Улар: — Бу Адәм яман иш қилмиған болса, Уни сизгә тапшурмиған болат­туқ, — дәп җавап беришти. 31 — Уни өзәңлар елип кетип, өз қанунуңлар бойичә сорақ қилиң­лар, — деди һаким Пилатус уларға. Улар: — Бизниң өлүм җазасини бериш һоқуқумиз йоқ турса, — дейишти. 32 Һәзрити Әйсаниң Өзиниң қандақ өлидиғанлиғи тоғрисидики алдин-ала ейтқининиң әмәлгә ашурулуши үчүн бу ишлар йүз бәрди. 33 Һаким Пилатус йәнә ордисиға кирип, һәзрити Әйсани чақиртип, Униңдин: — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди. 34 Һәзрити Әйса униңға: — Бу соални өзиңиз қоюватамсиз яки башқилар Мән тоғрилиқ сизгә шундақ ейтқанму? — деди. 35 — Мән йә йәһудий болмисам мундақ соалларни сорайдиған?! Сени маңа тапшурғанлар Өз хәлқиң вә алий роһанийларғу! Немә җинайәт өткүзгән едиң? — деди һаким Пилатус. 36 — Мениң Падишалиғим бу дунияға мәнсүп әмәс. Әгәр мәнсүп болсиди, шагиртлирим Мениң йәһудийларға тапшурулмаслиғим үчүн җәң қилған болатти. Һалбуки, Мениң Падишалиғим бу дуния­дики падишалиққа охшимайду, — деди һәзрити Әйса. 37 — Демәк, Сән бир Падиша, шундақму? — деди һаким Пилатус. — Ейтқиниңиздәк, Мән Падиша, Мән һәқиқәткә гувалиқ бериш үчүн дунияға кәлдим, һәқиқәттә туридиған кишиләр Мениң сөзли­римни аңлайду, — деди һәзрити Әйса. 38 Һаким Пилатус Униңдин: — «Һәқиқәт» дегән немә? — дәп сориди. Һаким Пилатус бундақ дәп сориғандин кейин, йәнә ташқириға чиқип йәһудийларға: — Мән Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим. 39 Лекин силәр­ниң һәр жили «Өтүп кетиш» һейтида йәһудий мәһбуслардин бирни қоюп беришни тәләп қилиш адитиңлар бар. Шуңа, әгәр халисаңлар, бу «Йәһудийларниң Падишасини» қоюп берәй? — деди. 40 Улар йәнә: — Бу Адәмни әмәс, Бараббасни қоюп бериң! — дәп чуқан селишти. (Бараббас бир қарақчи еди.)

Юһанна 19

1 Буниң билән һаким Пилатус һәзрити Әйсани қамчилатти. 2 Ләшкәрләр тикән шахлирини өрүп, бир таҗа ясап, һәзрити Әйсаниң бешиға кийдүрүшти. Андин Униңға падишаларға хас сөсүн рәңлик тон кийдүрүшти. 3 Улар йәнә Униң алдиға келишип: — Яшисун йәһудийларниң «Падишаси»! — дәп мәсқирә қилишип, Униң качитиға урушти. 4 Һаким Пилатус йәнә ордисидин чиқип халайиққа: — Диққәт! Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмиғанлиғимни билишиң­лар үчүн, Уни силәрниң алдиңларға елип чиқимән, — деди. 5 Буниң билән һәзрити Әйса бешидики тикәнлик таҗа вә учисидики сөсүн рәңлик тон билән ташқириға елип чиқилди. Һаким Пилатус уларға: — Мана бу Адәм! — деди. 6 Алий роһанийлар вә ибадәтхана қаравуллири һәзрити Әйсани көрүп: — Уни чапрас яғачқа миқлитиң, чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп вақирашти. — Уни өзәңлар миқлаңлар! Мән Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим! — деди Пилатус. 7 Йәһудийлар мундақ дейишти: — Биздә шундақ бир қанун бар, шу қанунға асасән, У Өзини Худа Оғли дәп атиғанлиғи үчүн, өлтүрүлүшкә тегишлик. 8 Һаким Пилатус бу сөзни аңлап, техиму қорқуп, 9 йәнә ордисиға кирип, һәзрити Әйсадин: — Сән зади қәйәрдин кәлгән? — дәп сориди. Һәзрити Әйса җавап бәрмиди. 10 — Сән маңа гәп қилмамсән? Сени қоюп беришкә һоқуқум болғи­ни­дәк, чапрас яғачқа миқлитишқиму һоқуқум барлиғини билмәм­сән? — деди һаким Пилатус. 11 — Сизгә бу һоқуқ асмандин берилмигән болса, Маңа нисбәтән һеч қандақ һоқуқуңиз болмиған болатти. Шуниң үчүн Мени сизгә тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди һәзрити Әйса. 12 Шуниң билән Пилатус һәзрити Әйсани қоювәтмәкчи болди, лекин йәһудийлар: — Бу Адәмни қоювәтсиңиз, Рим императориниң дости болмиған болисиз! Ким өзини падиша десә, у киши императорға қарши чиққан болиду! — дәп чуқан селишти. 13 Һаким Пилатус бу сөзләрни аңлап, һәзрити Әйсани ташқириға чиқарди вә «Таш билән қопирилған мәйдан» (арамий тилида «Ғаббата») дегән йәрдики һөкүм чиқириш орнида олтарди. 14 У күни «Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи болуп, саат он иккигә аз қалған еди. Һаким Пилатус йәһудийларға: — Мана бу силәрниң Падишариңлар! — деди. 15 — Йоқитиң, йоқитиң, Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп вақи­рашти йәһудийлар. — Мени Падишариңларни чапрас яғачқа миқлатсун дәмсиләр? — деди Пилатус. Алий роһанийлар: — Рим императоридин башқа падишаримиз йоқ! — дәп вақирашти. 16 Буниң билән һәзрити Әйса һаким Пилатусниң буйруғи билән чап­рас яғачқа миқлинишқа тапшурулди. 17 Ләшкәрләр һәзрити Әйсани елип маңди. У Өз чапрас яғичини дүмбисигә артип, «Баш сүйәк» (арамий тилида «Голгота») дегән йәргә барди. 18 Улар Уни шу йәрдә чапрас яғачқа миқлап, чапрас яғачни тиклиди. Һәзрити Әйсаниң икки тәрипидә йәнә икки җинайәтчи бар болуп, уларму Униң билән тәң миқланди. Һәзрити Әйсаниң чапрас яғичи икки җинайәтчиниң оттурисиға тикләнгән еди. 19 Һаким Пилатус тахтиға «Насирәлик Әйса — йәһудийларниң Пади­шаси» дәп йезип, чапрас яғачқа астуруп қойди. 20 Тахтидики сөзләр ибранийчә, латинчә вә грекчә үч хил йезиқта йезилғанлиғи һәм һәзрити Әйса миқланған йәр шәһәргә йеқин болғанлиғи үчүн, нурғун йәһудийлар тахтидики сөзләрни оқуған еди. 21 Шуңа йәһудийларниң алий роһанийлири һаким Пилатусқа: — «Йәһудийларниң Падишаси» дәп язмаң, Өзини «Мән йәһудий­ларниң Падишаси дегән» дәп йезиң, — дейишти. 22 Бирақ һаким Пилатус уларға: — Язидиғинимни яздим! — деди. 23 Ләшкәрләр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлиғандин кейин, Униң кийимлирини елип, төрткә бөлүп, һәр бири бир үлүштин елишти. Тониниң ичидики узун көйнәкниму елишти. Бу көйнәк тикилмигән болуп, баштин аяқ бир туташ тоқулған еди. 24 Шуниң билән ләшкәрләр бир-биригә: — Буни житмай, чәк ташлайли, кимгә чиқса шу алсун, — дейишти. Буниң билән Муқәддәс Язмилардики мону сөзләр әмәлгә ашурулди: «Тонумни бөлүшти улар, Көйнигим үчүн тартишти чәкләр». Дәрвәқә, ләшкәрләр шундақ қилишти. 25 Һәзрити Әйсаниң чапрас яғичиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопаниң аяли Мәрийәм вә мәҗдәллик Мәрийәмләр туратти. 26 Һәзрити Әйса аниси билән Өзи яхши көридиған шагир­тиниң биргә турғанлиғини көрүп, анисиға: — Ана, бу сизниң оғлуңиз болсун, — деди. 27 Кейин шагиртиға: — Бу сениң анаң болсун, — деди. Шу вақиттин етиварән, һәзрити Әйсаниң у шагирти Мәрийәмни өзиниң өйидә турғузди. 28 Һәзрити Әйса һәммә ишлириниң тамамланғанлиғини билди. Андин: — Уссидим! — деди. Буниң билән Муқәддәс Язмиларда йезилған сөзләр әмәлгә ашу­рулди. 29 У йәрдә әрзән үзүм шарави билән толтурулған бир туң бар еди. Улар үзүм шаравиға чиланған бир парчә латини лепәкгүл ғолиға бағлап, һәзрити Әйсаниң ағзиға узатти. 30 Һәзрити Әйса үзүм шара­вини тетиғандин кейин: — Тамам болди! — дедидә, бешини төвән чүширип, җан бәрди. 31 У күни «Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи еди. Бу һейт дәм елиш күнигә тоғра кәлгән еди. Йәһудийлар чапрас яғачқа миқланғанларниң җәсидини дәм елиш күнидә чапрас яғачта қалдурушни тоғра көрмәтти. Шуңа йәһудий ақсақаллири җәсәтләрни чапрас яғачтин еливетиш мәхситидә, һаким Пилатустин миқланғанларниң тезирәк өлүши үчүн уларниң путлирини чеқиветишни тәләп қилди. 32 Шуниң билән ләшкәрләр берип, һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланған һелиқи икки адәмниң путлирини чеқивәтти. 33 Лекин һәзрити Әйсаға кәлгәндә, Униң аллиқачан өлгәнлигини көрди, шуниң билән Униң путини чақмиди. 34 Бирақ ләшкәрләрдин бири Униң биқи­ниға нәйзисини санчиведи, шу ан қан вә су еқип чиқти. 35 Силәрни ишәнсун дәп, буни көргүчи гувалиқ бәрди. Униң гувалиғи һәқтур. Көргүчи өзиниң ейтқанлириниң һәқ екәнлигини билиду. 36-37 Бу ишларниң һәммиси Муқәддәс Язмиларда: «Униң бир тал сүйигиму сунмайду» вә «Улар өзлири нәйзә санчиған Адәмгә қаришип қалиду», дәп алдин-ала ейтилғанларни әмәлгә ашурди. 38 Бу ишлар йүз бәргәндин кейин, араматиялиқ Йүсүп һәзрити Әйсани дәпнә қилиш үчүн һаким Пилатустин Униң җәсидини елип кетишни тәләп қилди. (Йүсүп һәзрити Әйсаниң әгәшкүчиси еди, лекин йәһудий ақсақаллиридин қорққинидин буни мәхпий тутатти.) Һаким Пилатус рухсәт бәргәндин кейин, Йүсүп берип һәзрити Әйсаниң җәсидини чапрас яғачтин чүширип елип кәтти. 39 Бурун бир кечиси һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән Никодимму җәсәткә чачидиған сәбрә арилаш мурмәкки дегән дора-дәрмандин оттуз нәччә килограмм елип, Йүсүп билән биллә кәлди. 40 Иккиси һәзрити Әйсаниң җәсидини йәһудийларниң дәпнә қилиш адити бойичә дора-дәрманларни чечип, кәндир рәхт билән орап кепинлиди. 41 Һәзрити Әйса чапрас яғачқа миқланған йәрдә бир бағ болуп, бағниң ичидә техи һеч ким қоюлмиған йеңи бир өңкүр йәрлик бар еди. 42 Бу күн һейтниң һарписи һәм бу йәрлик йеқин җайда болғанлиғи сәвәвидин, улар һәзрити Әйсани шу йәргә дәпнә қилди.

Юһанна 20

1 Йәкшәнбә күни таң техи йорумиғанда, мәҗдәллик Мәрийәм һәзрити Әйсаниң йәрлигигә барди вә өңкүрниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди. 2 У жүгригән пети Симун Петрус вә һәзрити Әйса яхши көридиған һелиқи шагиртниң йениға келип, уларға: — Рәббимизни йәрлигидин еливетипту, қәйәргә қойғанлиғини бил­мидуқ! — деди. 3 Петрус билән һелиқи шагирт ташқириға чиқип, йәрликкә қарап йол алди. 4 Иккиси биллә жүгришип маңди, лекин һелиқи шагирт Петрустин тез жүгрәп, йәрликкә биринчи болуп йетип барди. 5 У иңишип ичигә қарап, кәндир кепинниң у йәрдә йейиқлиқ турған­ли­ғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди. 6 Кәйнидин Симун Петрус йетип келип, йәрликкә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған кепинни көрди. 7 Һәзрити Әйсаниң бешиға чигилгән яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепин билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти. 8 Андин йәрликкә авал кәлгән шагиртму йәрликниң ичигә кирип, әһвални көрүп, һәзрити Әйсаниң тирилгәнлигигә ишәнди. 9 Шундақ болсиму, улар һәзрити Әйсаниң өлүп қайта тирилиши керәклиги һәққидә Муқәддәс Язмиларда йезилған сөзләрни техичә чүшәнмигән еди. 10 Шуниңдин кейин иккиси өзлири туруватқан җайға қайтишти. 11 Мәрийәм болса йәрликниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғ­лап туруп йәрликниң ичигә иңишип қариведи, 12 ақ кийим кийгән икки периштәни көрди. Уларниң бири һәзрити Әйсаниң җәсиди қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти. 13 Улар Мәрийәмдин: — Ханим, немишкә жиғлайсиз? — дәп сориди. — Рәббимни елип кетипту, Уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйва­тимән, — деди Мәрийәм. 14 У шу гәпни қилипла кәйнигә қариведи, бириниң у йәрдә турғи­нини көрди. У дәл һәзрити Әйса еди. Лекин у һәзрити Әйса екәнли­гини биләлмиди. 15 — Ханим, немишкә жиғлайсиз, кимни издәйсиз? — дәп сориди һәзрити Әйса. Мәрийәм Уни бағвән дәп ойлап: — Тәхсир, әгәр Уни сиз йөткәвәткән болсиңиз, қәйәргә қойған­лиғи­ңизни ейтип бәргәйсиз, мән Уни елип кәлсәм, — деди. 16 — Мәрийәм! — деди һәзрити Әйса униңға. Мәрийәм бурулупла, ибраний тилида: — Раббони! — деди. (Бу сөз «устаз» дегән мәнада.) 17 — Маңа қолуңизни тәккүзмәң, чүнки Мән техи Атамниң йениға қайтип чиқмидим. Берип қериндашлиримға ейтиң: «Силәрниңму Атаңлар болған Атамниң, йәни Худайиңлар болған Худайимниң йениға қайтип чиқимән!» — деди һәзрити Әйса. 18 Шуниң билән мәҗдәллик Мәрийәм шагиртларниң йениға берип, уларға: — Рәббимизни көрдүм! — деди. Андин һәзрити Әйсаниң өзигә ейтқанлирини уларға сөзләп бәрди. 19 Шу йәкшәнбә күни кәчтә шагиртлар җәм болған йеридә йәһудий­лар­дин қорққанлиғидин өйниң ишиклирини тақавәткән еди. Шу пәйттә һәзрити Әйса уларниң арисида пәйда болуп, өрә турған һалда уларға: — Аман болуңлар! — деди 20 вә арқидинла қоллири вә биқинини уларға көрсәтти. Шагиртлар Рәббини көргинидин қин-қиниға пат­май хошал болушуп кәтти. 21 Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Аман болуңлар! Атам Мени әвәткинидәк, Мәнму силәрни әвәти­мән, — деди. 22 Бу сөзләрни қилип болғандин кейин, уларға бир пүвләп: — Худаниң Муқәддәс Роһиға муйәссәр болуңлар. 23 Кимниң гунали­рини кәчүрсәңлар, униң гуналири кәчүрүм қилиниду. Кимниң гуна­лирини кәчүрүм қилмисаңлар, униң гуналири кәчүрүм қилин­майду, — деди. 24 Он икки шагирттин бири, йәни «қош гезәк» дәп атилидиған Томас һәзрити Әйса кәлгәндә, уларниң йенида әмәс еди. 25 Кейин улар униңға: — Биз Рәббимизни көрдуқ! — дейишти. Лекин Томас: — Униң қоллирида миқниң изини көрмигичә, миқларниң изиға өз бармиғимни вә биқиниға өз қолумни тәккүзүп бақмиғичә һәргиз ишәнмәймән, — деди. 26 Бир һәптидин кейин шагиртлар йәнә шу өйдә җәм болған болуп, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ болсиму, һәзрити Әйса кирип уларниң арисида туруп: — Аман болуңлар! — деди. 27 Андин Томасқа: — Бармиғиңни бу йәргә тәккүзүп, қоллиримға қара. Қолуңни узитип, биқинимға тәккүзүп бақ. Гуман қилмай, Маңа ишән, — деди. 28 — Сән мениң Рәббим һәм Худайимсән! — деди Томас Униңға җававән. 29 Һәзрити Әйса униңға: — Мени көргәнлигиң үчүн ишәндиңму? Көрмәй туруп ишәнгән­ләр нәқәдәр бәхитлик һә! — деди. 30 Һәзрити Әйса шагиртлириниң алдида бу китапта йезилмиған башқа нурғун мөҗүзиләрниму көрсәтти. 31 Бу хатириләр силәрни һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ, шундақла Худа Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ Униңға бағлинип һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.

Юһанна 21

1 Бу ишлардин кейин һәзрити Әйса Тиберийә көлиниң бойида шагиртлириға йәнә бир қетим көрүнди. Бу қетимқи көрүнүшниң җәрияни мундақ болди: 2 Симун Петрус, «Қош гезәк» дәп атилидиған Томас, Җәлилийәдики каналиқ Натанйәл, Зәбәдийниң оғуллири вә башқа икки шагирт биллә еди. 3 Симун Петрус: — Мән белиқ тутқили баримән, — деди. Көпчилик: — Бизму сән билән биллә баримиз, — дейишти. Улар ташқириға чиқип, кемигә олтарди, лекин кечичә һеч нәрсә туталмиди. 4 Таң атқанда һәзрити Әйса су бойида туратти, бирақ шагирт­лар Униң һәзрити Әйса екәнлигини билмиди. 5 Һәзрити Әйса: — Балилар, силәрдә белиқ йоқму? — дәп сориди. — Йоқ, — дәп җавап бәрди улар. 6 — Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, андин туталайсиләр, — деди һәзрити Әйса. Улар торни шу яққа ташлаведи, шундақ көп белиқ туттики, һәтта торни тартип чиқиралмай қалди. 7 Һәзрити Әйсаниң яхши көргән шагирти Петрусқа: — Бу Рәббимизғу! — деди. Симун Петрус Униң һәзрити Әйса екәнлигини аңлап, селивәткән чапинини кийип, суға сәкриди. 8 Қалғанлар қирғақтин анчә жирақ әмәс, тәхминән йүз метрчә жирақлиқта болуп, белиқ билән толған торни кемә билән тартип қирғаққа кәлди. 9 Улар қирғаққа чиққанда, яғач көмүрдин йеқилған үстидә белиқ бар гүлханни вә нанни көрди. 10 Һәзрити Әйса: — Әнди тутқан белиғиңлардин әкелиңлар, — деди. 11 Симун Петрус кемигә чиқип, торни қирғаққа тартип чиқарди. Тор чоң белиқлар билән толған болуп, җәми бир йүз әллик үч белиқ бар еди. Белиқ шунчә көп болсиму, тор житилмиған еди. 12 Һәзрити Әйса: — Келиңлар, тамақ йәңлар, — деди. Шагиртларниң ичидә бирәрсиму Униңдин: — Сиз Ким болисиз? — дәп сорашқа петиналмиди, чүнки улар Униң өзлириниң Рәбби екәнлигини билди. 13 Һәзрити Әйса нан билән белиқни әкелип уларға бәрди. 14 Мана бу һәзрити Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип, шагиртлириға үчинчи қетимқи көрүнүши еди. 15 Тамақтин кейин һәзрити Әйса Симун Петрустин: — Юһанна оғли Симун, сән Мени булардинму чоңқур сөйәмсән? — дәп сориди. — Шундақ, Рәббим, мениң Сизни сөйидиғанлиғимни Сиз билисиз, — деди Петрус. Һәзрити Әйса униңға: — Ундақта, қозилиримни отлат! — деди. 16 Иккинчи қетим йәнә униңдин: — Юһанна оғли Симун, Мени сөйәмсән? — дәп сориди. Петрус йәнә: — Шундақ, Рәббим, мениң Сизни сөйидиғанлиғимни билисиз, — деди. Һәзрити Әйса униңға: — Ундақта, қойлиримни бақ, — деди. 17 Үчинчи қетим йәнә: — Юһанна оғли Симун, Мени сөйәмсән? — дәп сориди. Петрус һәзрити Әйсаниң бу соални үч қетим сориғанлиғиға көңли бир қисма болуп: — Рәббим, Сиз һәммини билисиз, Сизни сөйидиғанлиғимниму билисиз, — деди. Һәзрити Әйса униңға: — Ундақта, қойлиримни отлат. 18 Билип қойғинки, яш вақтиңда өз бәлбеғиңни өзәң бағлап, халиған йериңгә кетәттиң, лекин қериғанда қоллириңни узитип берисән. Башқилар сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду, — деди. 19 Һәзрити Әйса бу сөзни Петрусниң қандақ өлүм арқилиқ Худаға шан-шәрәп кәлтүридиғанлиғини билдүрүш үчүн ейтти. Андин униңға йәнә: — Маңа әгишивәр, — деди. 20 Петрус кәйнигә бурулуп, һәзрити Әйсаниң яхши көридиған шагир­тиниң әгишип келиватқанлиғини көрди. (Бу һәзрити Әйсаниң ахирқи кәчлик тамиғида Униңға йеқин олтирип: «Әй Рәббим, Сизни тутуп бәрмәкчи болған кимду?» дәп сориған шагирт еди.) 21 Петрус уни көрүп, һәзрити Әйсадин: — Әй Рәббим, бу адәм кәлгүсидә қандақ болар? — дәп сориди. 22 — Әгәр Мән қайта кәлгичә униң һаят болушини халисам, буниң сән билән немә мунасивити бар? Маңа әгишивәр, — деди һәзрити Әйса униңға. 23 Буниң билән қериндашлар арисида һелиқи шагиртниң өлмәйди­ған­лиғиға даир гәп тарқалди. Лекин һәзрити Әйса Петрусқа: «У өлмәйду», демигән еди. Пәқәт: «Әгәр Мән қайта кәлгичә униң һаят болу­шини халисам, буниң сениң билән немә мунасивити бар?» дегән еди. 24 Бу ишларға гувалиқ бәргүчи һәм бу ишларни хатирилигүчи әйнә шу шагирттур. Бизму билимизки, униң гувалиғи һәқтур. 25 Һәзрити Әйса булардин башқа нурғун ишларниму қилған еди. Әгәр уларниң һәммиси айрим-айрим йезилған болса, мениңчә китап­лар пүтүн дунияға сиғматти!